Хитайниң учур васитилирини қамал қилиши узун давамлишиши мумкин
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.07.29
2009.07.29
AFP Photo
Гәрчә сәйшәнбә күни хитай һөкүмити үрүмчидә интернет вә учур васитилиригә болған контруллуқниң мәлум дәриҗидә бошутилғанлиқини қәйт қилған болсиму, игилигән учурлиримизға қариғанда, ентернетни өз ичигә алған учур алақә васитилири һазирғичә нормаллашмиған. Бәзи учурлар хитай һөкүмитиниң бу қамал қилишиниң хели узун мәзгилгичә давамлишидиғанлиқидин дерәк бәрмәктә.
Хитай даирилириниң үрүмчидә интернет,телефон қатарлиқ учур алақә васитилиригә қаратқан контрол қилиш һәрикитини давамлаштуруватқанлиқиға үч һәптидин ашти. 28 - Июл сәйшәнбә күни, хитай һөкүмити уйғур елидики учур алақә васитилиригә қаратқан бәзи контроллуқни ечивитилгәнликини хәвәр қилған иди.
Әмма үрүмчидин игилигән учурлардин мәлум болушичә, нөвәттә банка һесабати, оқуғучи һәм ишчи, хизмәтчи қобул қилиш, күндилик һаварайи учури игиләш қатарлиқ аммиви мулазимәт тор бекәтлири түрләр бойичә тар даиридә мәшғулат қилишиға ечилған болсиму, уйғур тилидики барлиқ тор бәтләр бирдәк тақалғандин башқа, әслидики ечишқа болидиған чәтәл тор бәтлириму тақалған мәлум чәтәлләр билән болған телефон алақисиму һазирға қәдәр нормаллашмиған.
Үрүмчидики бәзи кишиләрниң инкасиға қариғанда, учур алақә васитилиригә болған қамал қилиш һелиму охшашла давамлишиватқан болуп, кишиләр арисида интернет тор алақилириниң нормаллишишиға хели узун мәзгил бар имиш.
Хитайниң интернет қатарлиқ учур васитилирини контрол қилиши һәм контроллуқ җәрянида уйғурлар үстидин елип бериватқан бастуруш һәрикити хәлқара қәләмкәшләр мәркизи әндишә туюватқан мәсилә болуп, бу һәқтә зияритимизни қобул қилған хәлқара қәләмкәшләр тәшкилати уйғур қәләмкәшләр мәркизи баш катипи қәйсәр әпәнди мундақ дәйду:
Хитай җамаәт хәвпсизлик министири мең җйәнҗу өткән һәптә үрүмчигә "урушқа назарәтчилик қилип, қалаймиқанчилиққа қатнашқан уйғурларни қоғлап тутуш үчүн" кәлгән. Һәмдә у уйғур елидә турушлуқ хитай һәрбий қисимлириға, " дүшмән күчләрниң бузғунчилиқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә бериңлар вә топилаңға қатнашқучиларни қоғлап тутуш салмиқини күчәйтиңлар" дәп йолйоруқ бәргән иди.
Қәйсәр әпәнди хитайниң мана шу из қоғлап тутуш һәрикити җәрянида 5 - июлдин илгири уйғур тор бәтлиридә шавгуән вәқәси һәққидә пикир баян қилған тор қолланғучи язғучилиригиму хейим - хәтәр йетишидин бәкрәк әнсирәватқанлиқини илгири сүрди.
Хитай даирилири интернет вә хәлқаралиқ телефон мулазимити қатарлиқ учур васитилирини пүтүнләй қамал қилиши һәм чәтәл мухбирлириниң уйғур ели һәм уйғурлар һәққидә учур игилишини тосуши билән уйғур елиниң әмәлий әһвалини дуняға аңлитиш зор қийинчилиққа учримақта.
Хитай даирилири 5 - июл барлиқ учур васитилирини қамал қилип, бу җәрянда өзиниң ички тәшвиқат вастилиридә 5 - июл үрүмчи вәқәсини бурмилап көрситип, мәсулийитидин қечиш билән тәң, вәқәниң әсли келип чиқиш мәнбәсини чәтәлдики уйғур паалийәтчилири һәм аталмиш үч хил күчләргә бағлап көрситиватқан болсиму, һалбуки бу, чәтәл ахбаратлирида "хитайниң уйғур елидә бир тәрәптин һәрбий һаләт йүргүзүп, йәнә бир тәрәптин барлиқ ахбарат учур васитилирини пүтүнләй тақивәткәнликиниң өзи хитай һөкүмитиниң һәрикитиниң гуманлиқ икәнликини көрситип турмақта" дегән мулаһизиләрни мәйданға кәлтүрди.