'Ишәнмәслик вә өчмәнлик үрүмчини иккигә айрип турмақта'

5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз берип аридин алтә айға йеқин вақит өткән болсиму, үрүмчиниң йәнила вәһимилик ичидә икәнлики илгири сүрүлмәктә. Хоңкоңдин чиқидиған җәнуби хитай сәһәр гезитидә бу һәқтә берилгән тәпсилий хәвәрдә көрситишичә, уйғур - хитайлар арисида чоңқурлашқан ишәнмәслик вә өчмәнлик үрүмчини иккигә айрип турмақта икән.
Мухбиримиз җүмә
2009.12.22
Urumchi-Dong-kowruk-mechit-305 9 - Ийул күни, хитай қораллиқ армийиси дөң көврүк турпан мичитини қамал қилип, уйғурларға җүмә намизи оқутмиған.
RFA Photo

Хәвәрдә көрситишичә, уйғурлар көпрәк олтурақлашқан районлардики хитайлар "5 - июл вәқәси" йүз бәргәндин кейин, үрүмчиниң башқа районлириға яки хитай өлкилиригә көчүп кетишкә башлиған болғачқа уйғурлар мәһәллисидә олтурақ өй баһаси төвәнләп кәткән.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмәт даирилири уйғурлар көпрәк олтурақлашқан районлардики хитай аһалилириниң, өй бисатлирини сетиветишткә йол қоймайдиған сиясәтләрниму бәлгиләшкә башлиған.

Хәвәрдә нәқил қилишичә, бу һәқтә тохталған җяң фамилилик бир хитай аял: "йәрлик һөкүмәт кишиләрни өй баһасиниң яхшилинип кетишигә ишәнч турғузушқа дәвәт қилмақта, әмма өз өйиңизни сатқузмиса, әлвәттә буниңдин адәттики пуқраларниң тартидиған зийини җиқ болуп кетидиған гәпкән."

Мәлум болушичә, җяң өйини 400 миң йүәнгә сетивелип 70 миң йүән хәҗләп безигән. Һазир у өйни саталмиғанниң үстигә, униң өйни иҗаригә алдиған адәмму чиқмапту.

Йәрлик һөкүмәт даирилири һәммә ишларниң узунға қалмай яхшилинип кетидиғанлиқини көп қетим тәкитлигән болсиму, үрүмчидә өз - ара ишәнмәслик әвҗ алған.

Хәвәрдә көрситишичә, 5 - июл үрүмчи намайишидин кейин, хитайлар уйғурлардин мал яки йемәклик сетивелишни бирәсмий һалда байқут қилған. Өзиниң 7 - айдин буян кавап йәп бақмиғанлиқини баян қилған бир такси шопури: " башқа хәнләргә охшаш мәнму уйғурларниң дукинидин нәрсә алмаймән, яки уларниң тамиқини йемәймән. Мән уларға шундақ йол билән тәнбиһ берип қоймақчи. Улар әмәлийәттә биздин көпрәк зиян тартиду," дегән.

Хәвәрдә көрситишичә, дөңкөврүккә хитайлар салған хәлқара чоң базиридиму саяһәтчиләр интайин аз, базар алдики рәсимчиниң төгисиму бикар қалған һәмдә базар ичидики дуканларниң тәңдин толиси тақалған икән.

Үрүмчидики бу хил әһвал һәққидә өз көз қаришини оттуриға қойған җу мин исимлик хитай содигәр, үрүмчидики һәр он хитай содигәрниң ичидә 3 - 4 ниң үрүмчидин кәткәнлики, өзиниңму икки ай илгири содисини әсли юрти җяңсуға йөткәп кәткәнликини билдүргән.

Үрүмчидә нәччә он йил турған сичүәнлик йәнә бир содигәр, намайиштин кейин җеҗияңға көчүп кәткәнликини билдүргән.

Хәвәрдә илгири сүрүлүшичә, 5 - июл намайишидин башқа, сентәбир айлирида мәйданға чиққан окул йиңниси һуҗуми хитайлар арисида техиму еғир сарасимә пәйда қилған. Ли исимлик бир хитай пуқраси әйни вақиттики әһвални әсләп, "бир яшанған аял, яки бир оқуғучи қизму һуҗумчи болуп қелиши мумкин. Кимниң сизгә тәһдит икәнликини пәқәт биләлмәйсиз. Шуңлашқа өчмәнлик бәк еғир болди. Хитайларму бәк тетит болди."

Ашкарилинишичә, 5 - июл намайишидин кейин, гәрчә хитай һөкүмити такси шопурлириниң хитайлардин башқиларғиму мулазимәт қилишини тәләп қилған болсиму, әммә үрүмчидә хитай такси шопурлири башқа милләтләр таки тосса тохтимайдикән. Аптобус бекәтлиридә әгәр бир уйғур кәлсә хитай йолучилар кәйнигә даҗип униңдин йирақлишидикән.

Юқириқи мақалида оттуриға қоюлған мәзмунлар һәққидә тохталған дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат риштиниң қаришичә, бу мақалә үрүмчи вәзийитиниң қисмән тәрәплирини йорутуп берәләйдиған болсиму, әммә мақалида бу хил вәзийәтни кәлтүрүп чиқарған амиллар рошән йорутулмиған.

Униң қаришичә, 5 - июл үрүмчи вәқәси партлиғандин кейин, хитай һөкүмити буни чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириға дөңгигән вә намайишниң һәққи җәрян вә сәвәблирини ахбаратта бурмилап көрситип, хитай пуқралири арисида уйғур намайишчилар вә уйғурларға болған өчмәнликни улғайтқан.

Униңдин башқа йәнә, 7 - июл йүз бәргән хитай пуқралириниң уйғурларға һуҗум қилиш вәқәсиниң һәқиқий маһийитини хәвәр қилмиған вә бу күни зиянға учриғучи уйғурларниң һал әһвалини аңлатмиған.

Дилшат ришит бу һәқтә тохтилип: " үрүмчи вәзийитиниң барғанчә начарлишишиға йәнә хитай һөкүмити вә хитай ахбаратидики уйғурларға қаритилған өчмәнлик вә айримичилиқ сиясити сәвәб болди. Әгәр бу хил әһвал йәнә давамлишидиған болса үрүмчиниң вәзийити техиму яманлишиду," деди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Dec 23, 2009 06:19 PM

'Из уйғурларму уларниң маллирини байқут қилишимиз керәк!үрүмчидә аз болсиму һәммә саһәдә карханичилар бар! шундақ қилғандила уйғурлар техиму итипақлишалайду һәм зийанму тартмайду.

Anonymous
Dec 22, 2009 11:00 PM

У йәрдики вәзийәт ﯪллаһниң орунлаштуруши билән бир күни хетай тизгилиийәлмәс һаләткә келиду .Мустәмликчиләр һәр заман палани йәр бизниң мәңгү .ﯪЙрилмайдиған бир қисмимиз дәп сийаси тәшвиқатини йайсиму ,әмма вақтии кәлсәтарих .Өзгиришниң бир пәшвасиға йаримайду .