Паул мозур: 'мән уйғурларниң һәқиқий әһвалини дуня хәлқигә аңлатмақчи'

Һөрмәтлик оқурмәнләр, һазир тәйвәндә хитай тили өгиниватқан, әркин мухбир вә әркин язғучи паул мозурниң "асия қаравули учур мәркизи" тор бетидә елан қилған, "хитай уйғур мәдәнийитини йилтизидин йоқатмақчи", "шинҗаңдики ақарған сөңәкләр вә мазарлар" намлиқ мақалилирини тонуштурғандин кейин, биз апторниң тор бетидә қалдурған елхәт адресиға асасән аптор билән алақилишиш пурситигә ериштуқ.
Мухбиримиз миһрибан
2009.10.29
Qeshqerde-yer-bilen-yeksan-qilinghan-meshchit-305.jpg Сүрәт, қәшқәр кона шәһәрдики хитайлар тәрипидин йәр билән йәксан қилинған намәлум бир мәсчитниң қиблә там көрүнүши.
www.asiasentinel.com Дин елинди.

Паол мозур өз әсәрлириниң уйғур тилиға тәрҗимә қилинип, әркин асия радио истансиси тәрипидин, уйғурларға аңлитилип, уйғурлар тәрипидин алқишланғанлиқини аңлиғинида, өз язмилириниң уйғурлар тәрипидин бу қәдәр яхши баһаға еришкинидин толиму мәмнун икәнликини вә өз рәһмитини билдүрүп, "рәһмәт, уйғур достлиримниң бу мақалиларни яқтурғанлиқидин толиму хурсәнмән, әмма хитай һөкүмәт даирилири бу мақалилиримни яқтурмаслиқи, һәтта йәрлик һөкүмәт даирилири бу мақалиләрдики баянларни көргинидә аччиқлинишиму мумкин. Чүнки мән мақаләмдә улар халимайдиған сөзләрни қилдим," деди.

Паул мозур өзи һәққидә тонуштуруш берип мундақ деди: "мән һазир тәйвәндә хитай тили өгиниватимән, мән өзүмни әркин язғучи десәмму болиду, бәзидә мухбирлиқму қилип қойимән, әмма һазир мән йәнила өгиниш басқучида. Мән уйғурлар вә уйғур мәсилисигә қизиққучиларниң бири. Һазир тәйвәндә хитай тили өгиниватимән, уйғурчини азрақ билимән, бундин кейин уйғур тилини өгиниш пиланимму бар әлвәттә."

У өзиниң уйғурлар һәққидики бу үч парчә мақалисини йезишқа сәвәб болған амиллар вә бу язмилирида илгири сүрмәкчи болған идийиси һәққидә тохтилип мундақ деди: "мән тәйвәндә хитай тили өгиниватқан чеғимда, узун йиллиқ тарихқа игә қәшқәр шәһириниң чеқиливатқанлиқи һәққидики хәвәрни аңлидим. Бу тарихи шәһәрниң чеқиливатқанлиқи мени бәкла биарам қилди. Мән бу қәдими шәһәр хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин чеқилип вәйран қиливетилиштин бурун бу шәһәрни көрүвелиш истикидә болдум һәм язлиқ тәтил пурситидин пайдилинип, хитайға виза алдим-дә, қәшқәргә саяһәткә бардим. Мениң барған вақтим дәл үрүмчи вәқәси йүз бериватқан вақитқа тоғра келип қалди, шуниң билән мән өз көзүм билән көргән әһвалларни һәм ойлиғанлиримни сәмимийлик билән кишиләргә баян қилиш нийитидә бу 3 парчә мақалини яздим. Әлвәттә бундин кейинму уйғурлар һәққидә техиму җиқрақ издинишкә тиришимән."

Паул мозур йәнә бир мақалиси, "мүшкүлатта қалған земинға саяһәт" намлиқ мақалисидә, уйғур елиниң нөвәттики җиддий вәзийити һәққидә тохтилип мундақ баян қилиду:

"Шинҗаң һазир дуняда әң еғир әһвалда қалған земинларниң биригә айланмақта. 4 Айдин буян бу җайниң сирт билән болған барлиқ алақилири үзүветилипту. Қисқа учур маңмайду, интернет уланмайду, хәлқара узун йоллуқ телефон алақә линийиси пүтүнләй үзүветилгән. Шинҗаңниң учур алақилириниң үзүветилиши бу җайниң сода ишлириға еғир талапәт кәлтүргән болуп, саяһәтчиләрму көрүнәрлик азайған, учур алақилири қамал қилинған, пүткүл өлкидики чоң ‏- кичик кочиларни питнә -пасат, өсәк сөзләр қаплиған иди. Саяһәт йетәкчилири бу икки йилдин буян бу йәрдики саяһәт әһвалиниң начар болуватқанлиқидин зарлинатти."

Аптор бир саяһәт йетәкчисиниң өзигә дегән сөзини мундақ баян қилиду:

" Бултур олимпик өткүзүлүш сәвәбидин әһвал начар болған иди. Биз бу йил бираз яхширақ болармикин дегән үмидтә идуқ. Һазирқи әһвалда кимму бу йәргә келишни халисун? интернет үзүлгән шараитта содини қилғили болаттиму?"

Аптор, "мүшкүлатта қалған земинға саяһәт" намлиқ мақалисидә, уйғур елидики өзи көргән реаллиқни мундақ тәсвирләйду:

"Пүткүл өлкидики меһманханилар яз пәслидә бош қалмақта иди. Қумулдин тартип үрүмчигичә, хотән, йәкәнләргичә болған җайлардики меһманханилар, интернитханилар, ғәрбчә қавақхана, кара-окәй заллириниң һәммисидә адәмләр шалаң иди. Хитайниң шинҗаңдики йәрлик даирилири хәвәр,учурларни қамал қилғини үчүн, мухбирларниң тәклимакан бойлирида камералири билән сүрәткә тартиватқан көрүнүшләр һәм көрүнмәйтти."

Аптор мақалисидә уйғурларниң нөвәттики әһвали һәққидә тохтилип мундақ язиду:

" Техиму ечинарлиқ болғини, бу йәрдики уйғурларниң түрлүк кәмситишләр сәвәбидин ишсизлиқ, намратлиқ ичидә яшаватқанлиқи."

Аптор мақалисидә, йәрлик уйғурларниң бу хил еғир һаләттә қелишиниң сәвәби һәққидә тохтилип мундақ дәйду:

"1949 - Йилдин илгири бу җайдики хитай нопусиниң нисбити 6% кә йәтмәйтти, 60 йилдин буянқи нопус йөткәш нәтиҗисидә һазир бу җайдики хитайлар нопуси 40% тин ешип кетипту. Уларниң йәр игилишиму шунчә асан икән, уларниң пәрзәнтлири үчүн яритилип бериливатқан маариптин бәһримән болуш сиясити һәм бу йәрдики олтурақ өйлири үчүн иқтисад җәһәттин ярдәм бериш сиясити сәвәблик нурғунлиған йәрлик уйғурлар ишсиз қеливетипту.

Аптор, "мүшкүлатта қалған земинға саяһәт" намлиқ мақалисидә, уйғур елидики ишләпчиқириш - қурулуш биңтүәни һәққидә тохтилип мундақ язиду:

" Шинҗаңдики ишләпчиқириш - қурулуш биңтүәни 50 - йилларда қурулған болуп, хизмәтчилириниң 88.1% И хитай миллитидин болуп, 2 милйон 500 миңдин артуқ хитай ишчиси бу йәрдә ишләйдикән.Гәрчә биңтүән бу җайда узундин буян, уйғур мәдәнийитини көмүветиш ролини ойнап келиватқан болсиму, әмма хитай һөкүмити йәнила ашу интайин аз сандики уйғурларни ' бөлгүнчилик қиливатиду' дәп әйиблимәктә."

Аптор мақалисидә йәнә нюйорктики кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң хадими николас беколинниң сөзини нәқил елип мундақ дәйду:

"Һазир шинҗаңға көчүп келиватқан йеңи хитай көчмәнлири илгирики көчмәнләргә қариғандиму көп һәм уйғурлар әһвали һәққидә һечнемини билмәйдиған болуп, улар йәрлик уйғурларниң немә үчүн 'өз һоқуқ вә имтиязлиримиздин айрилип қалдуқ' дәп ағринишиниң сәвәбини билмәйду."

Аптор мақалисида, уйғур вәзийитиниң нөвәттикидәк әһвалға чүшүп қелишиниң сәвәбини мундақ хуласиләйду:

"Дәл уйғурларниң мушу хил миллий кәмситиш вә ишсизлиқ һалитидә қелиши, әслидики йәрлик мәдәнийәтниң тәқиб астиға елиниши қатарлиқлар уларниң наразилиқини қозғиған. Һазирқидәк мушундақ һалқилиқ айлардиму, июл вәқәсигә қарита, хитай һөкүмәт даирилириниң өз сияситидә тәкрар хаталиқларни садир қилиши, уйғурлар һәм хитайларда охшашла әнсизлик пәйда қилмақта."

Аптор, "мүшкүлатта қалған земинға саяһәт" намлиқ мақалисиниң ахирқи қисмида, уйғур елидә 8 - айларниң ахири йүз бәргән йиңнә вәқәси һәм 3 - сентәбир йүз бәргән хитай пуқралириниң үрүмчидики намайиши қатарлиқлар һәққидиму тохталған. Аптор уйғур елидә йүз бериватқан бу бир қатар вәқәләр һәққидә өз қаришини мундақ оттуриға қойиду:

" Бу районда учурниң қамал қилиниши билән, өсәк сөзләр көпийип, һәммә йәрни әнсизлик қаплимақта. Үрүмчидә яман нами пур кәткән, шәпқәтсиз йәрлик һөкүмран, уйғур аптоном райониниң секретари ваң лечүәнниң техичә җазаға тартилмаслиқи, узун йиллардин буян түрлүк бастурушлар сәвәбидин кәскинлишип кәткән шинҗаң вәзийитини әң яман һаләткә кәлтүрүп қоймақта."

Зияритимиз ахирида паул мозур хтай тилида өз арзусини мундақ баян қилди:

"Мениң мақалилиримниң уйғур тилиға тәрҗимә қилинип уйғурларға тонуштурулғанлиқидин мән толиму һаяҗанланмақтимән. Мениң йәнә бир арзуюм, әгәр бу мақалилар хитай тилиғиму тәрҗимә қилинип, хитайларғиму тонуштурулған болса, буниң реал үнүми техиму яхши болған болатти, хитай пуқралири уйғурларни чүшәнмәйдикән, улар уйғурларниң дәрдини аңлиши, уларни чүшиниши керәк дәп қараймән."

Қәдирлик оқурмән достлар, юқирида силәр паул мозурниң "мүшкүлатта қалған земинға саяһәт" намлиқ мақалисиниң мәзмуни һәм аптур билән болған сөһбитимиз билән тонуштуңлар.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Oct 30, 2009 10:22 AM

Вәтән даваси дәл тохтимай тәшвиқ қилиш ﯪрқилиқ әмәлгә ﯪшиду.Буниңда һәммә уйғурниң мәсолийити бар.

Anonymous
Oct 29, 2009 08:21 PM

Һәқиқәтән виҗданлиқ йазғучикән .Қоллаймән .