' Үрүмчи тинчланмиди ... '

Үрүмчидә йүргүзүлүватқан һәрбий һаләт давам қилмақта. Хитай даирилири, бир тәрәптин чәтәл билән болған телефон алақиси үзгәндин башқа, барлиқ тор бекәтләрниму қамал қилған болса, йәнә бир тәрәптин, чәтәл мухбирлириниң уйғурларни зиярәт қилишиға тосқунлуқ қилип, уларниң паалийитиниму қаттиқ контроллуққа алди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.07.17
Urumchi-bir-uyghur-xitay-esker-305 Сүрәт, 7 - йул күни үрүмчидики айаллар - балилар намайишида, бир әрниң хитай қораллиқ қисимлири билән тиркишиватқан көрүнүш.
AFP Photo

Хитай ахбаратлири болса "үрүмчи вәзийити тинчланди", "амминиң турмуши вә хизмәтлири нормаллашти, һәр милләт аммиси худди бурунқидәкла инақ иттипақ" дәп, уйғур ели ичи вә сиртиға күчлүк тәшвиқат елип бармақта.

Һалбуки, үрүмчидин игилигән учурлиримизға қариғанда, гәрчә үрүмчи вәзийитиниң нурғун тәрәплири дуня мәтбуатлирида хәвәр қилинмиған болсиму, әмма үрүмчиниң та һазирға қәдәр тинчланмиғанлиқи мәлум.

Түн басқан шәһәрдики тазилаш

Уйғур елиниң пайтәхти үрүмчидә 5 - июл йүз бәргән намайиш тор бекәтләр арқилиқ дуняға мәлум болди. 6 - Июлдин кейин хәлқаралиқ ахбаратлар үрүмчидин мәлум ахбаратларни тарқитишқа башлиди, әмма бу җәрянда 5 - июл күни кечидә хитай сақчилириниң елип барған тазилаш тутуш һәрикитиниң тәпсилати, зади қанчилик уйғурниң вәқә җәрянида вә униңдин кейин өлтүрүлгәнлики вә яки тутулғанлиқи һәққидә һечқандақ учур тарқитилмиди. Униңдин кейин хитайларниң уйғур мәһәллилиригә бастуруп кириши һәм буниңда көрүлгән зиян, һазирға қәдәр қанчилик уйғурниң яриланғанлиқи, өлтүрүлгәнлики вә тутқун қилинғанлиқи йәнила ениқ әмәс.

Бәзи учурларға қариғанда, хитай қораллиқ сақчи һәм һәрбийлири вәқә йүз бәргән 5 - июл күни кечидә бир туташ тутуш ахтуруш елип беришниң алдида үрүмчи аммисиниң сиртларға чиқмаслиқини уқтуруп мәһәллә мәһәллиләрни қамал қилған, һәм бастуруш һәрикитини үрүмчиниң пүтүн електрини өчүрүп ташлиғандин кейин, кечичә қараңғу һаләттә елип барған.

Бу һәқтә үрүмчидики бир дукандар уйғур, бихәтәрликини күздә тутуп исмини ашкарилашни халимиған болсиму, йәнила 5 - июл күни кечидин башлап ат бәйгиси мәйданидики аһалиләрниң токини үч күн үзүп ташлиғанлиқини, ат бәйгиси мәйдани райониға кириш - чиқишниң пүтүнләй тосулғанлиқини билдүрди.

Хәлқара чоң база әтрапидики мәлум уйғур рестораниниң бир күткүчиси, вәқә йүз бәргән күни кечичә ток өчүрүлгәнликини ейтти вә йәнә, 5 - июл кейин үрүмчидә кишиләрниң топлинип паалийәт қилишиға йол қоюлмайдиғанлиқи уқтурулған болуп, бу һәқтики уқтурушта барлиқ ресторан һәм ашханиларниң пәқәт тез тамақ чиқиришқа болидиғанлиқи, той - төкүнләрни 20 - июлдин кейин орунлаштурушқа рухсәт қилинидиғанлиқини билдүрди. Униң билдүрүшичә 5 - июл кәч саәт 9 ларда оқ авази башлинип, әтиси күндүзгичә давам қилған һәтта һазирму бәзидә оқ авазлири аңлинип туруватқан икән.

Йоқап кәткән, тутуп кетилгәнләр бәк җиқ

Хитай даирилири 15 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә йеңи санлиқ мәлумат елан қилди. Мунасивәтлик доклатида көрситилишичә, өлгәнләрниң сани 184 дин ешип 192 гә йәтти, яриланған адәм сани 1680 дин ешип 1721 гә йәтти дәп елан қилди.

Һалбуки өлгән һәм яридар болғанлар саниниң ешиш сәвәби немә? улар тоқунушта өлгәнләрму яки бастурушта өлгәнләрму? өлгүчиләрниң һәм яриланғучиларниң милләт айримиси? шунчә көп яридар қандақ пәйда болди? дегәнгә охшаш соаллар җавабсиз қалди.

Вәқә йүз бәргәндин буян хитай һөкүмити, хәлқара җәмийәтниң үрүмчи вәқәсидә өлтүрүлгән вә яриландурулған адәмләрниң кимликигә даир тәпсилий учурларни ашкарилаш тоғрисидики тәлипигә техичә җаваб бәрмиди.

5 - Июл күнидин башлап, ериниң из дерәксиз йоқап кәткәнликини баян қилған исмини ашкарилашни халимиған бир яш аял, өзиниң ери билән җәнубтики юртидин үрүмчигә ишләшкә кәлгәнликини, гәрчә ери 5 - июлдики вәқәгә арилашмиған болсиму, шу күни кечидин башлап хәвири болмиғанлиқини, сақчи даирилиригә сүрүштә қилип барғинида олтурушлуқ мәһәллә комитетиға тизимлитишни буйруғанлиқини билдүрди.
 
Үрүмчидики исмини ашкарилашни халимиған дукандарниң билдүрүшичә, хитай һәрбий вә сақчилири уйғурларниң өйлиригә бастуруп кирип тутуш һәрикитини йәнә давам қиливатқан болуп, униң пәризичә, тутуп кетилгән уйғурлар 20, 30 миңға баридикән. Униң өз көзи билән көргәнлирини баян қилишичә, тутулғанларниң көпинчиси яш йигитләр болуп, ат бәйгә мәйданидики тутуш һәрикитидә, хитай сақчилири өйму өй кирип, 12 яштин 25 яшқичә болған оғулларниң һәммини бирдәк тутқун қилған шундақла, тутуш җәрянида интайин қәбиһ васитиләр билән һәммисини мәҗбури ялиңачлап тәкшүрүп аптомобилларға бесип елип маңған. Һазирға қәдәр бу балиларниң қәйәрдә икәнлики, немә үчүн тутулғанлиқи, қачан қоюп берилидиғанлиқи вә саламәтлики һәққидә аилилиригә хәвәр берилмигән, һәтта балилириниң әһвалини сориғучиларму тәһдиткә учримақта икән.

Мәлум болғандәк, 7 - июл дәл ат бәйгә мәйданида үч йүзгә йеқин уйғур аял вә бала, тутулған әрлири, оғуллири вә қериндашлириниң қоюп берилишини тәләп қилип намайиш қилған вә намайиш охшашла миңдин ошуқ сақчи һәм броневик билән кәлгән һәрбийләр тәрипидин тез арида тинчитилған иди.

Һәрбий һаләттә туруватқан үрүмчидә, 10 - июл җүмә намизидин қайтип бир қисим уйғурлар бешиға тирәлгән аптоматлардин қорқмай йәнә наразилиқ билдүрүп чиққан болсиму, уму қаттиқ бастурулди.

Уйғурларниң инкасиға қариғанда, һазирму бу хилдики қаршилиқ һәм наразилиқ тохтимай давамлашмақта икән.

Хумданлиқ мәсчити хитай аққунларниң һуҗумида вәйран қилинған

6 - Июл, қолида калтәк - тоқмақ, қиңрақ - пичақ көтүргән хитай аққунлири уйғурлардин өч елиш һәрикити қозғап, уйғур мәһәллилиригә, уйғурларниң дукан һәтта мәсчитләргиму һуҗум қилған иди.

Өз бихәтәрликидин әнсирәп исмини ашкарилашни халимиған үзүмчилик бир тәқвадар киши, бәзи мәсчитләр җүмә күни мусулманларға ечип берилгән болсиму, әмма җамаәтниң унчә көп әмәсликини билдүрди. Бу кишиниң ашкарилишичә, 5 - июл наразилиқ намайиши йүз берип әтиси, нйәнзиго (хумданлиқ) мәсчити хитайларниң һуҗумға учрап вәйран қилинған.

Ройтерс агентлиқида бүгүн хәвәр қилинишичә, даириләр җүмә намизи оқулған мәсчитләрниң әтрапиға толуқ қоралланған сақчиларни орунлаштурған. Адәттә бир саәтләрчә давам қилидиған җүмә намизи аран 20 минут давамлашқан.

Миллий тоқунуш башқичә шәкилләрдә

Чәтәл ахбаратлириниң баһасиға қариғанда, бу нөвәт үрүмчидә йүз бәргән миллий тоқунуш, хитайда 10 нәччә йилдин буян мәйданға кәлгән әң шиддәтлик тоқунуш болуп һесаблинидикән.

Үрүмчидики уйғурлар билән хитайлар оттурисидики бу өткүр тоқунуштин кейин, хитайниң қораллиқ контроллуқи астида тутуп турулуватқан үрүмчи вәзийитигә хәлқара җәмийәт "шу қәдәр қан төкүшкән бу икки милләт йәнә бир йәрдә яшиялиши мумкинму? "дегән гуманлиқ нәзәрдә диққәт қилмақта, әмәлийәттиму хитай сақчи вә һәрбийлириниң қаттиқ контроллуқи астида үрүмчидики амминиң күндилик паалийити нормаллишиватқандәк көрүнсиму, һалбуки милләтләр оттурисидики ихтилап башқичә шәкилләрдә өз ипадисини тапмақта икән.

Уйғур дукандарниң билдүрүшичә, вәқәдин кейин пайтәхт үрүмчидә, хитайлар райони вә уйғурлар райони арисида чегра һасил болған болуп, бу кишиму аптомобилиға газ қачилаш үчүн бир газ понкитиға киргинидә, газ понкитидики хитайниң газ қачилап бәрмигәнликини билдүрди.

Бу кишиниң тәсвирлишичә, һазир уйғурлар хитайлар көп районға бармайдикән, хитайларму уйғурларниң райониға кәлмәйдикән. Магизинлардики хитайлар һәтта уйғур херидарларға нәрсә керәк сетип беришниму рәт қиливетипту. У йәнә, нөвәттә хитай "үрүмчи тинчланди" дәп қанчә тәшвиқ қилсиму, хитай аққунларниң һәмдә башқа юртлардин кәлгән уйғурларниңму юртлириға бас - баста қайтиватқанлиқини әмма, уйғур елигә келидиған айропилан, пойизларниң болса қуруқ қатнаватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.