5 - Июл үрүмчи вәқәсиниң йәнә бир шаһити көргәнлирини ашкарилиди
5 - Июл үрүмчи вәқәсидә намайишқа бивастә қатнашқан, кейин яврупадики мәлум бир дөләткә қечип чиққан бир уйғур яш намайиш йүз бәргән күнидики әһвалларни бизгә ейтип бәрди. Аилисиниң бихәтәрлики сәвәблик, илгири өз бешидин өткән вәқәликләрни сөзләштин иккиләнгәнликини билдүргән бу яш, хитай һөкүмитиниң сиясий бесими түпәйли өз вәтинидә алий мәктәптә оқуш пурситидин мәһрум қалғанлиқидин нарази болуп, мәйли қандақ болушидин қәтийнәзәр, һәқиқәтни ашкарилашни қарар қилип, истансимизға телефун урғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз әқидә
2010.08.04
юқиридики аваз улинишидин мухбиримиз әқидәниң мәзкүр яш билән елип барған сөһбитини аңлитимиз.