Вашингтон штатида 'шинҗаңдики зораванлиқларниң арқа көрүнүши' һәққидә йиғин ечилди

29 - Өктәбир пәйшәнбә күни, америкиниң вашингтон штатиға җайлашқан вашингтон университетида җәксон хәлқара мунасивәтләр институти билән русийә шәрқий явропа вә мәркизий асия тәтқиқат мәркизи тәрипидин уюштурулған 5 - июл вәқәсигә алақидар бир илмий муһакимә йиғини ечилди.
Мухбиримиз җүмә
2009.10.30
Urumqi-Guangdong-Qanliq-weqesi-305 2009- Йилидики "шавгуән вәқәси" вә "үрүмчи вәқәси" дин көрүнүшләр.
Youtube Дин елинған сүрәтләр.

Йиғинға 350 гә йеқин адәм қатнашти. Йиғин зали пүтүнләй толуп кәткән болғачқа, бир қисим кишиләр ишик түвидин, бир қисим кишиләр йәрдин орун алған болса, йәнә бир қисим кишиләр залниң кәйни тәрипидә топлишип йиғин аңлашти. Йиғинға җәксон хәлқара мунасивәтләр институтиниң муавин мудири давид бакман риясәтчилик қилди.

Йиғинниң темиси "шинҗаңдики зораванлиқларниң арқа көрүнүши" болуп, 29 - өктәбирдики йиғинда тәртип бойичә, уйғуршунас мутәхәссисләрдин җорҗ вашингтон университет оқутқучиси җәймис милливард, вашингтон штатлиқ университети җәксон хәлқара мунасивәтләр институти оқутқучилиридин талант мәвқанули, индиана университети оқутқучиси гарднер бавиңдон, вашингтон штатлиқ университети җәксон хәлқара мунасивәтләр институти оқутқучиси ришат касаба қатарлиқлар мақалә оқуди.
 
Башта сөзгә чиққан җорҗ вашингтон университети едмунд а. Валш хәлқара мулазимәт институти дотсенти җәймис милливард соз қилди.

Дотсент милливардниң мақалиси асасән 5 - июл үрүмчи вәқәси вә ундин кийин, йүргүзүлгән сиясәтләр вә үрүмчи вәқәсиниң алдида йүз бәргән 26 ‏ - июн вәқәсигә мәркәзләшкән иди.

У хитай һөкүмити уйғур елидә йолға қойған әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш сиясити һәққидә азрақ чүшәнчә бәргәндин кейин 26 - июн вәқәсиниң келип чиқишидики сәвәбләрни чүшәндүрди вә уйғурларниң хитай һөкүмитиниң мәзкур вәқәни бир тәрәп қилиш усулидин шүбһиләнгәнликини вә уйғур яшлириниң, интернетта хитай һөкүмитиниң " әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш сияситигә" гә соал қоюшқа башлиғанлиқини вә ахирида 5 - июл вәқәсиниң мәйданға кәлгәнликини оттуриға қойди.

У үрүмчидә намайишиниң кейин зораванлиқ түсини алған болсиму, тинч йосунда башланғанлиқини тәкитлиди. У намайиш тоғрисида башқа мәтбуатларда берилмигән тәрәпләр һәққидә тохтилип: " '5 - июл вәқәси'ниң йәнә бир тәрипи мәйли хитай ахбаратлирида вә мәйли ғәрб ахбаратлирида берилмиди. У болсиму, 5 - июл кәчтә хитай қораллиқ сақчи қисимлири, һәрбий даирилири вә сақчи қисимлири намайишни бастуруш җәрянида уйғур намайишчилар билән уларниң арисида немиләрниң болғанлиқи."

У бу һәқтә тохтилип, шу күни кәчтә хитай қораллиқ қисимлириниң намайишчиларға оқ чиқарғанлиқи, бу һәқтики учурларни билиш үчүн пәқәт гуваһчилар вә шулар бу һәқтә язған һәм башқиларға дәп бәргән учурларға тайинишқа мәҗбур икәнликини билдүрди.
 
Вашингтон штатлиқ университети русийә, шәрқий явропа мәркизий асия тәтқиқат мәркизиниң оқутқучиси, талант мәвқанули уйғур елидики миллий мәсилиниң мәнбәси һәққидә тохталди.

Талант мәвқанули, хитай һөкүмитиниң уйғур елигә қаратқан нопус йөткәш сиясити, уйғурларниң өз юртида аз санлиққа айланғанлиқи һәққидә тохталди.

У уйғур тилиниң әйни йилларда уйғур елидә ойниған роли һәққидә тохтилип : " иҗтимаий тилшунаслар уйғур тили мәйли һөкүмәт, мәйли маарип вә мәйли алақә җәһәттин болмисун асаслиқи тиллардин бири. Хитай тилиму шундақ “ дәп қарайдиғанлиқини, уйғур тили йәнә шинҗаңдики қазақ, қирғиз, шевә, қирғиз вә таҗик қатарлиқ етник гуруппилар арисидики ортақ тил икәнликини оттуриға қойған.

У йәнә уйғурларниң өз ана тилидин пәхирлинидиғанлиқини, әмма нөвәттә уйғурларниң тунҗи қетим ассимилятсийә болуп кетиш тәһдитигә дуч келиватқанлиқини қошумчә қилди.

Талан мәвқанули, хитай һөкүмити йолға қойған тил сиясити түпәйли, техи йеқинқи йилларғичә уйғур елиниң алақә вә сода вә маарип тили‏ болуп кәлгән уйғур тилиниң бара‏ - бара истемалдин қалдурулғанлиқини, алий мәктәпләрдә ишлитилиштин чәкләнгәнликини, нәтиҗидә буниң уйғурлар арисидики наразилиқларни күчәйткәнликини көрсәтти.

Йиғинда тәртип бойичә сөзгә чиққан индиана университети явро - асия тәтқиқат мәркизиниң оқутқучиси гарднер бавиңдон алди билән сеатил айродромидин йиғин соруниға келиш җәрянидики һекайә билән башлиди. У бүгүн йиғиға кәлгән адәмләрниң көплүкидин уйғурлар һәққидики темиға қизиқидиғанларниң көпийиватқанлиқини көрүвелишиға болидиғанлиқини қошумчә қилди.

Гарднер бавиңдон әпәнди мундақ деди: " мән йолда кәлгүчә айродромдин қатнайдиған аптобусқа чиқтим вә йолда кәлгүчә аптобус шопури билән сөһбәтлишип маңдим. У мәндин немә қилидиғанлиқимни сориди. Мән дуняда анчә тонулуп кәтмәйдиған шинҗаң дегән бир йәр һәққидә тәтқиқат елип баридиғанлиқимни ейттим. У маңа, у йәр уйғурлар яшайдиған йәр шуму деди...."

Бавиңдон әпәнди, бәшинчи июл вәқәси вә униңға әгишип мәйданға кәлгән йиңнә һуҗуми, хитай пуқралириниң намайиши вә һөкүмәт мәтбуатлирида бу һәқтә берилгән ахбаратлар һәққидә асаслиқ тохталди.

У йиңнә һуҗуми һәққидики хәвәрләрниң, үрүмчидә хитай пуқралири арисида әндишә қозғап 3 - сентәбирдики намайишини кәлтүрүп чиқарғанлиқини, хитай һөкүмитиниң йиңнә һуҗуми гумандарлиридин бир нәччини қолға алғанлиқини вә җазаға тартқанлиқини, әмма һөкүм елан қилиш җәрянида җавабкарларға пикир баян қилиш пурсити берилмигәнликини оттуриға қойди.

У чиң сулалиси дәвридә йүз бәргән бир вәқәни мисалға елип, чиң падишаһи юң җиңниң өзигә қарши китаб язған зиң җиң исимлик өлимаға җаза бәргәндин сирт, өзи буниңға қариши тәйярлиған материялда, зиң җиңға өз пикирлирини оттуриға қоюш пурсити бәргәнликини тилға алди вә: " юң җиң, әйни вақиттики чиң падишаһи, зиң җиңниң пикирлирини инкар қилиш үчүн тәйярлиған һөҗҗәттә зиң җиңниң әсли баянлиридин зо миқдарда нәқил кәлтүргән. Башқичә қилип ейтқанда чиң императори бу җинайәткарға өз пикрини оттуриға қоюш пурсити бәргән. Әмма бу шинҗаңда йүз бәргини йоқ."

Йиғин давамида вашингтон штатлиқ университети оқутқучиси ришат касаба "түркийидин шәрққә нәзәр" темисида нутуқ сөзлиди. У уйғурлар, 5 - июл вәқәси вә униң түрк мәтбуатлиридики берилиш шәкли һәққидә тохталди.

Мутәхәссисләр мақалә оқуп болғандин кейин, йиғин қатнашқучилири улардин соал сориди. Соаллар хитайниң 26 - июн шавгүән вәқәси вә 5 - июл үрүмчи вәқәсини бир тәрәп қилиш тәдбирлири, миллий сиясити вә хитайдики миллий зиддийәтләр үстидә болди.

Йиғин қизғин кәйпият ичидә икки йерим сиясәтләр әтрапида давам қилди. Йиғин ахирида, мәзкур йиғинни орунлаштурған вашингтон штатлиқ университети җәксон хәлқара мунасивәтләр институти муавин мудири давид бакман әпәнди зияритимизни қобул қилип, мәзкур йиғинни орунлаштуруш мәқсити һәққидә тохталди.

У алди билән бу хил шәкилдики йиғинларни орунлаштурушниң, мәркизий асия яки уйғур ели тәтқиқати билән шуғуллинидиған һәрқандақ бир университетларда қоллинидиған асаслиқ олчәм икәнликини оттуриға қойди.

" Бир университет болуш сүпитимиз билән биз аммиға йүзлинимиз.Уларға зөрүр болған учурларни вә шундақ районларда немиләр болуватқанлиқини билдүрүш вә бу җәһәтләрдә тәрбийиләш елип бериш мәқситидә бу йиғинларни орунлаштуримиз."

У йәнә бүгүнки йиғинниң нәтиҗиси һәққидә тохтилип, йиғинниң бәк яхши болғанлиқини вә йиғинида қарши пикирләргиму орун берилгәнликини, муназириләрниң илмий қанат яйдурулғанлиқини оттуриға қойди.

Зияритимизни қобул қилған гарднер бавиңдон әпәнди уйғур елидики иҗтимаий вә сиясий мәсилиләрниң чоңқур вә мурәккәпликини вә бу мәсилиләр азрақ болсиму һәл қилинмиса, буларниң башқа мәсилиләрни кәлтүрүп чиқириши мумкинликини тилға алди.

У мундақ деди: " мениңчә, җуңго һөкүмитиниң бәзи сиясәтләрни өзгәртиш арқилиқ бу хилдики мәсилиләрни йәңгиллитәләйдиғанлиқи ениқ. Мәсилән һәқиқий қош тил сиясити. Уйғурларниң хәнзучини өгиниши шәрт қилинғинидәк, хәнзуларниңму уйғурчини өгинишини шәрт қилиш, бу бәк аддий бир қәдәм."

Гарднер бавиңдон йәнә, хитай һөкүмитиниң диний әркинлик мәсилиси вә уйғурлардики ишсизлик мәсилисини һәл қилишиниңму зөрүрлүкини оттуриға қойди.

Йиғин 30 ‏- өктәбир җүмә күни, сөһбәт шәклидә йәнә давам қилиду.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Oct 31, 2009 04:56 AM

Бу мақалиниң темиси маңа бәк ғәлитә туйулди, қирғинчилиқларниң ﯪрқа көрүнуши десә мувапиқ болатти, зораванчилиқтин намайиш қилғанларни мәқсәт қиливатқандәк чүшәндим .

Йәнә бир пикир , җиң исимлик өлимаға җаза бәргәндин сирт дйилгән мухбир бу йәрдә хаталашқан, хитайларда өлима болмайду әгәр дин ﯪдими болса раһиб дейиш керәк өлима ﯪталғуси иислам динидики ﯪлимларға хас ﯪталғу