Үрүмчидин кәлгән бир уйғур зиялийсниң ейтқанлири
Мухбиримиз миһрибан
2009.08.25
2009.08.25
Сүрәтни үрүмчидин йеңи кәлгән муштирилиримиздин бири тәминлигән.
Исмини ашкарилашни халимиған бу киши үрүмчи вәзийитиниң һелиму наһайити җиддий болуп, үрүмчи кочилирида қораллиқ сақчиларниң чарлап йүрүватқанлиқини, уйғурларға болған тәкшүрүшниң наһайити қаттиқ икәнликини баян қилди.
Бу киши бизгә үрүмчидики барлиқ телефон алақисиниң қамал қилинғанлиқини, тор алақә учуриниң тамамән үзүветилгәнликини сөзләп бәрди.
Бу киши бизгә 5- июл күни шинҗаң университетидиму оқуғучиларниң топлинип намайиш қилғанлиқини, мәктәп аилиликләр қорусиға йиғилған оқуғучиларниң 1000дин ашидиғанлиқини баян қилди.
Бу киши "5- июл вәқәси" дин кейинки бир һәптә ичидә шинҗаң университетиниң қамалға елинғанлиқини, мәктәп ичи билән сирттики алақиниң ашу мәзгилдә тамамән үзүветилгәнликини, үрүмчи асминида тик учар айропиланниң 24 саәтләп чарлаш елип барғанлиқини баян қилди.
Сөһбәт җәрянида бу киши йәнә "5- июл вәқәси" дин кейин, хитайниң ахбарат вастилирида рабийә қадир ханим вә чәтәлләрдики уйғурларниң намайишлири һәққидә хәвәрләр берилгәнликини, рабийә ханим билән далай ламаниң рәсимлири телевизор екранлирида тәкрар көрситилгәнликини баян қилди.
Бу киши бизгә "5- июл вәқәси" дин кейин, шинҗаң университетиниң бәзи оқуғучилириниң йоқап кәткәнликини, университет ичидики хизмәтчиләрниң пәрзәнтлиридин 2 нәпири устидин тутуш буйруқи чиқирилғанлиқини сөзләп бәрди.
У бизгә "5- июл вәқәси" дә өлгүчиләрниң сани һәққидә хитай һөкүмити елан қилған 197 нәпәр дегән санниң ишәнчлик әмәсликини, үрүмчи уйғурлири арисида өлгүчиләр 1000 дин ашиду, дегән қарашниң муқимлишип қалғанлиқини баян қилди.
У йәнә хитай һөкүмити вәқәдин кейин идарә-җәмийәтләрдә омумйүзлүк сиясий өгиниш елип барған болуп, ишчи-хизмәтчиләрдин ианә топлаш намида,мәҗбурий һалда 200 йүәндин ианә йиғқанлиқини, бу пулниң вәқәдә өлгән хитайларниң аилә тавабатлириға берилгәнликини баян қилди.
Униң баян қилишичә, шинҗаң университети һәм шинҗаң медитсина университети қатарлиқ мәктәпләрдә оқуғучиларниң мәктәпкә йиғилиш вақтиниң 9- айниң ахириға кечиктүрүлгән, гәрчә мәктәп тәрәп буни изаһлап, оқутуш биналириниң сүпитини тәкшүрүш үчүн дәрсни кечиктүрүлгәнликини уқтурған болсиму, лекин һәқиқий сәвәбни һечким билмәйдикән.
Бу киши сөһбәт ахирида бизгә, "5- июл үрүмчи вәқәси" дин кейин, үрүмчидики уйғурлар билән хитайлар арисидики мунасивәтниң җиддийләшкәнлкини, илгири балилирини хитай тили мәктәплиригә бәргән ата- аниларниң балилирини уйғурчә мәктәпкә йөткимәкчи болуватқанлиқини, бәлким бу мәвсумлуқ оқуш башланғандин кейин, үрүмчидики хитай тили мәктәплиридә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң уйғурчә мәктәпләргә йөткилиши мумкинликини баян қилди.
"5- Июл үрүмчи вәқәси" гә 2 ай болай дәп қалған болсиму, үрүмчи вәзийити йәнила җиддий һаләттә болуп,чәтәл билән болған телефон алақиси һәм интернет алақиси техичә әслигә кәлмиди. Хәвәрләрдин ашкарилинишичә бу хил һаләт бу йил өктәбирдә хитайниң дөләт байриминиң 60 - йиллиқини өткүзүвалғучә давамлишиши мумкин икән.