Хитай сақчилири бүгүн үрүмчидә йәнә 2 уйғурни етип өлтүрди

Дүшәнбә, 13 - июл, хитай сақчилири үрүмчидә йәнә икки уйғурни етип өлтүргән, бир нәпирини яриландурған. Вәқә дөңкөврүктики чоң базар алдида йүз бәргән. Һөкүмәт тәрәп мәзкур вәқә һәққидики мәлуматида, сақчи тәрәпниң өз ‏ - ара җидәллишиватқан уйғурларни етип өлтүргәнликини билдүргән.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.07.13
Xitay-qoralliq-saqchi-urumqi-kocha-305 Бүгүн, 13 - ийул, үрүмчидә 2 уйғурни етип өлтүргән вә бирини йариландурған нәқ мәйданни сақлап турған 2 хитай сақчиси.
AFP Photo

Биз бүгүн бу мунасивәт үрүмчи аһалисигә телефон қилғинимизда, улар һөкүмәт тәрәпниң мәлуматини инкар қилди.

Үрүмчидики бир уйғур қизи, 5 - июл намайишидин кейин, хитай сақчилириниң уйғурларға халиғанчә оқ чиқириватқанлиқини; һәтта оқ чиқириш үчүн пурсәт вә баһанә издәватқанлиқини билдүрди. У йәнә өткән һәптә йүз бәргән сақчиларниң ақ мәсчит алдида бир қанчә уйғурни етип өлтүргәнлик вәқәсини ашкарилиди.

Мәлум болушичә, шу күни, хитай пуқралири калтәк - чомақларни көтүрүп уйғурлар мәһәллисигә бесип кәлгәндә, мәһәллидики бир гуруппа яш, қоғдиниш үчүн қарши һуҗумға өткән. Хитай сақчилири бу чағда уйғур яшлириға қаритип оқ чиқарған, бир қанчисини өлтүрүп, бир қанчисини яриландурған. Вәқәни өйлиридә көрүп турған уйғурлар, варқирап наразилиқ билдүргән. Бу чағда сақчилар, аилиликләр бинасиға қаритип оқ чиқарған.

Үрүмчидики бу уйғур қизи вәқә һәққидә төвәндикидәк мәлумат бәрди:

-- Өйдә олтурсам бир достумдин телефон кәлди. Достум " уйғурларни етивәтти" дәп йиғлап кәтти. Нәқ мәйданни - ақ мәсчит алдидики кочини көрүп бақмақчи болуп, апамға уқтурмай өйдин чиқтим. Мәйданға йеқинлашқан вақтимда, шу әтрапни сақчилар тосуветипту; бир уйғур сақчи алдимни тосувалди вә "өлгиңиз кәлдиму, арқиңизға қайтиң!" дәп варқириди; мән: " силәр хитайларға гәп қилмай уйғур балиларни етиветипсиләрғу" дәп соридим. У сақчи, " бу гәпни мәндин соримаң " дәп мени һәйдивәтти. Йолниң четигә өтсәм, 10 нәччә киши топлишип турупту. Һәммиси шу етилип кәткән балиларниң гепини қилишип туриду. Әслидә, бир қанчә йүз хитай калтәк - чоқмақ билән уларниң мәһәллисигә қарап келиватқинини көрүп, шу мәһәллидики балилар топлишип, таш - кесәк билән уларниң алдиға қарап меңипту. Хитайлар арқисиға қечипту. Бу балиларму арқисиға чекингән икән, хитайлар йәнә алдиға қарап меңипту, шуниң билән уйғурлар тәкрар уларға қарап маңған икән, сақчилар уйғурларға оқ чиқирипту....

Нөвәттә хитай һөкүмити, хитай әскәрлири вә бир қисим хитай пуқралири, үрүмчидики уйғур аһалисгә бирликтә тәһдит салмақта. Бу әһвал бәзи уйғурларни чоңқур әндишигә салса, йәнә бәзиләрниң ғәзипини ташурмақта. Бу қиз күгәнлирини йәнә мундақ деди:

-- Бир аялниң оғлиға: " қарши турсаңларму - турмисаңларму һамини силәрни атидикән, әмди сени тосимаймән. Қолуңдин немә кәлсә шуни қилип қарши тур !!!" дәватқанлиқини аңлидим. 

-- Сақчилар уйғур балиларни атқанда, аилиликләр бинасида олтуруватқан уйғурлар, сақчиларға" немишқа хитайларни атмай, уйғурларни атисиләр " дәп варқирапту. Сақчилар уларғиму қаритип оқ чиқирипту. Йолда қан излирини көрдүм. Бирақ җәсәтни көрәлмидим. Сақчи мени нәқ мәйданға йеқин кәлтүрмиди.

Авазини ашкарилашни халимиған йәнә бир уйғур, бүгүнки вәқә үстидә тохтилип, нөвәттики вәзийәттә үрүмчидә уйғурларниң өз‏ - ара җидәл қилишиниң мумкинсизликини, һәммә уйғурниң хитай пуқралириниң һуҗумидин қоғдиниш үчүн мудапиә һалитидә туруватқанлиқини, хитай тәрәпниң болса, өз мәнпәәти нуқтисидин пакитларни давамлиқ һалда бурмилаватқанлиқини билдүрди.
 
Хәлқара хәвәрләрдә, хитай пуқралири һуҗуминиң сәйшәнбә күни бир күнла давам қилғанлиқи йезилмақта. Бизгә кәлгән үчурлар, хитай пуқралириниң һуҗуминиң намайишниң әтиси йәни дүшәнбә күни башланғанлиқи, сәйшәнбә күни әвҗигә чиққанлиқи; униңдин кейин бу һуҗумларниң охшимиған йәрләрдә, охшимиған саәтләрдә һазирғичә давам қиливатқанлиқи инкас қилинмақта.

Йәнә бәзи ғәйрий рәсмий ахбарат торлири уйғур райониниң башқа җайлиридиму хитай пуқралириниң уйғурларға һуҗум қилиш вәқәси йүз бериватқанлиқини хәвәр қилмақта. Хәвәрдә пакитлар ениқ көрситилмигән болсиму, омуми вәзийәт хәвәрниң чинлиқидин бишарәт бәрмәктә. Биз бүгүн корлидики бир аилигә телефон қилғинимизда, җәмийәттә түрлүк әнсиз хәвәрләрниң барлиқини, шуңа өйидин сиртқа чиқмиғанлиқини, һәммидин бәк үрүмчидә оқуватқан қизидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

Үрүмчиниң омуми вәзийитигә асасән, бүгүн үрүмчидә етип өлтүрүлгән уйғурларниң, көп еһтималда, хитай һуҗумчиларға қарши туруш яки қоғдиниш җәрянида вә яки сақчиларниң зорванлиқиға қаршилиқ көрситиш җәрянида өлтүрүлгәнлики тәхмин қилинмақта.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.