Хитай үрүмчидә тунҗи из қоғлап тутуш буйруқини елан қилди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.07.30
2009.07.30
www.legaldaily.com.cn Дин елинди.
Бу хитай һөкүмитиниң 5 - июлдин башлап давамлаштуруп келиватқан тутқун қилиш һәрикитидики тунҗи қетимлиқ җинайәт гумандарлирини тутуш һәққидә очуқ елан қилған буйруқи һесаблиниду. Мәзкур тутуш буйруқи хәлқара миқясида паалийәт елип бериватқан уйғур паалийәтчилиридә йәнә бир қетим юқири инкас қозғиди. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә бизни техиму толуқ мәлумат билән тәмин етиду.
30 - Июл хитайниң қанун тор бәтлирини өз ичигә алған барлиқ хәвәр торлири, үрүмчи җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин 5 - июл үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик җинайәт гумандарлирини тутуш һәққидә буйруқ елан қилди.
Исим фамилиси һәм сүрәтлири билән елан қилинған мәзкур тутуш буйруқида 14 нәпәр уйғур вә йәнә бир нәпәр хитайниң үрүмчи вәқәсигә четишлиқ қечип йүргән җинайәт гумандарлири икәнлики көрситилгән болуп, тутуш буйруқи чиқирилғанларниң тизимлики төвәндикичә:
Рошәнгүл тәләт, хәйригүл өмәр, абдухелил мәмтимин, абдуришит һошур, әхәт ясин, әхмәт әмәт,әмәт ясин, ғәни осман,дилмурат дилшат, нурмәмәт мухтәр,таһир аблимит, турсун тохти мәмәт, ғуламҗан ғени, обулқасим мәмтимин вә җаң җавпән.
Үрүмчи җамаәт хәвпсизлик идариси мәзкур кишиләрни тутуш буйруқида, буларни 5 - июлдики үрүмчи уруш, чеқиш, булаш, от қоюш зораванлиқ вәқәсигә қатнашқан җинайәт гумандарлири дәп көрсәткән болуп, уларға 10 күн ичидә өзини мәлум қилиш мөһлити берилгән, мөһләт ичидә мәлум қилмиса қаттиқ җазаға учрайдиғанлиқи һәмдә бу кишиләрни сақчиға мәлум қилғучиларға сөйүнчә берилидиғанлиқиму тәкитләнгән.
Әмма һазирғичә қәдәр мәзкур адәм тутуш буйруқи чиқирилғанларниң әһвали һәққидә пәқәт рошәнгүл тәләт һәққидә ениқ учурға игә болалидуқ. Рошәнгүл тәләт үрүмчилик, бу йил 37 яшта болуп, үрүмчи шәһәрлик сода комитети идариси хизмәтчиси иди.
Рошәнгүл һәққидә игә болған ишәнчлик мәлуматимизға қариғанда, рошәнгүл 5 - июл вәқәсигә қатнашмиған. 8 - Июлда хитай сақчилириниң ахтуруп тутуш һәрикити җәрянида, қанунсиз һалда тутқун қилинған һәмдә һечқандақ қануний рәсмийәтсиз, аилисиму бихәвәр һалда үрүмчи шимиго аяллар түрмисигә соланған.
Хитайниң 5 - июл башлиған тутқун һәрикитидин буян тунҗи қетим елан қилған бу җинайәт гумандарлирини тутуш буйруқи, чәтәлләрдики уйғур паалийәтчиләрниң, хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бастуруш, тутқун қилиш һәрикитигә болған наразилиқини йәниму күчәйтти.
Дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса хитайниң мәзкур тутуш буйруқини "хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан қирғинчилиқ һәрикити җинайитини йошурушқа тәйярлиған ялған испати" дәйду.
Уйғур америка бирләшмиси муавин рәиси алим сейитоф, хитай һөкүмитиниң 5 - июл вәқәсидин кейин елип бериватқан барлиқ һәрикәтлириниң гуманлиқ икәнликини, елан қиливатқан санлиқ мәлуматлириниң һечқайсисиниң ишәнчлик әмәсликини, һәтта бу қетим елан қилған адәм тутуш буйруқи чиқирилғанларниңму, илгирила хитай сақчилириниң тутқун қилиш вә яки башқа зиянкәшликигә учриған болуши мумкинлики һәққидә гуманлирини оттуриға қойди.
Хитай даирилириниң 5 - июл күни үрүмчидә вәқә йүз бәргәндин башлап кечә - күндүз тутқун һәрикитини башлиғанлиқи шундақла бу тутуш һәрикитиниң һелиһәм күчәйтилип давам қиливатқанлиқи мәлум. Хитай даирилири 28 - июл күни 5 - июл үрүмчи вәқәсигә даир йәнә 253 кишини қолға алғанлиқини елан қилған иди, буниң билән хитай һөкүмитиниң үрүмчи вәқәси билән тутқун қилғанлар сани икки миңға йеқинлашти.
Әмма мәйли уйғур елидики хәлқниң инкаси болсун вә яки чәтәлләрдики уйғурлар болсун, хитайниң тутқун қилған һәм өлгән, яриланғанлар һәққидә елан қилған санидин гуманлинип кәлмәктә.
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим хәлқаралиқ ахбарат орунлириниң зияритини қобул қилғинида,хитайниң үрүмчидә 5 - июлдин башлиған тутқун қилиш һәрикитидә аз дегәндә 10 миң кишиниң из - дерики йоқлуқини тәкитләп кәлмәктә.