Хитай пуқралири намайишидин кейинки уйғур вәзийити

Радиомизға кәлгән инкаслардин һәм хәлқара мәтбуатларниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, гәрчә 2 - сентәбир күни үрүмчидә башланған хитай пуқралириниң намайиши тохтиған болсиму, лекин үрүмчи вәзийити йәнила наһайити җиддий болмақта икән.
Мухбиримиз миһрибан
2009.09.07
Rabiye-Soda-Sariyi-aldidin-korunushi-305.jpg 2009 - Йили 6 - сентәбир тартилған бу сүрәттә, бир нәччә уйғур пуқралири чеқилиш алдида турған рабийә сода сарийиниң алдидин өтүп кетиватқанлиқи көрситилгән. Өң тәрәп йандин көрүнүп турған бина әқидә сода сариси. Бу бинаму чеқилиш алдида.
AFP Photo

Үрүмчи вә башқа шәһәрләрдики йиңнә санҗиштин келип чиққан вәһимилик кәйпият еғир болуп, һазир көчмән хитай пуқралири билән йәрлик уйғурлар оттурисида җиддийлик күчийиватқанлиқини, хитай пуқралириниң уйғурларниң магизинлиридин мал алмайдиған, уйғур ресторанлирида тамақ йемәйдиған, кочилардики хитайлар һәйдигән таксилириниң уйғурларни көрсә тохтимайдиған вәзийәт шәкилләнгәнлики һәққидики хәвәрләр б б с, бирләшмә агентлиқи, америка авази, германийә авази, франсийә агентлиқи, түркийә мәтбуатлири қатарлиқ чәтәл мәтбуатлирида бирилмәктә.

Радиомизға телефон қилған чәтәлдики бир уйғур, бүгүн әтигән үрүмчигә телефон қилғинида, аилисидикиләрдин аңлишичә, башланғуч мәктәп вә оттура мәктәп балилириниң тәтилгә қоюп берилгәнликини, коча аптобуслирида уйғурларниң кимлики қаттиқ тәкшүрүлүватқанлиқини, идарә җәмийәтләрдә ишчи ‏ - хизмәтчиләргә өз бихәтәрликини сақлаш һәққидә уқтуруш қилинғанлиқини сөзләп бәрди.

Чәтәлдә яшаватқан йәнә бир уйғурму өзиниң қәшқәрдики аилисигә телефон қилғинида, дадисиниң дәп беришичә,қәшқәрдиму хитай пуқралири билән уйғурлар арисидики мунасивәтниң җиддийлишип кәткәнликини сөзләп бәрди.

Хитай һөкүмити, пуқраларға йиңнә санҗип вәһимә пәйда қилғанларни қаттиқ җазалайдиғанлиқини билдүргән болуп, хитайниң шинхуа агентлиқиниң 6 - сентәбир күнидики инглизчә хәвиридә, уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити вә үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси баянат елан қилип, 8 - айниң 20 - күнидин 9 - айниң 4 - күнигичә болған арилиқта 531 кишиниң өзигә зәһәрлик йиңнә санчилғанлиқини шикайәт қилип сақчиға мәлум қилғанлиқини, буларниң ичидә бәдинидә йиңнә изи байқалғанлар 171 нәпәр, йиңнидин юқумлуқ кесәлгә гириптар болуп,дохтурханида давалиниватқанларниң сани 42 нәпәр икәнликини елан қилған. Шинхуа агентлиқиниң хәвиридә йәнә, түнүгүн үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси,тәптиш идариси вә сот мәһкимиси бирлишип уқтуруш елан қилғанлиқи баян қилинған. Уқтурушта билдүрүлүшичә, йиңнә санҗиғучиларға әң аз 3 йиллиқтин мудәтсизликкичә қамақ җазаси берилидиғанлиқи, һәтта өлүм җазаси берилидиғанлиқи алаһидә тәкитлигән.

Хитай һөкүмити, хәлқараға бәргән хәвиридә, гәрчә үрүмчидики хитай пуқралири елип барған намайиш контрол қилинип, үрүмчи вәзийитиниң муқимлишиватқанлиқини елан қилған болсиму, әмма 6 - сентәбир күни әркин асия радиосиға йолланған учурда, үрүмчидин бир уйғур аялниң инкас қилишичә, 4 - сентәбир җүмә күни шиявшимин әтрапида хитай пуқралири топлишип уйғурларни уруватқанлиқини өз көзи билән көргәнликини, кочиларниң хитай сақчилири тәрипидин қамал қилинип, йолдин өтүватқан кишиләрниң кимликиниң қаттиқ тәкшүрүлүватқанлиқини баян қилди.

Бу аял өз сөзидә йәнә, шиявшимин әтрапида сақчилар кимликни тәкшүрүватқанда, кимликини көрситиш тәләп қилинған бир уйғур яшниң ағзидики тамакини туташтуруш учун, янчуқидин чақмиқини еливатқинида сақчилар тәрипидин "бомба туташтурмақчи болди" дәп қарилип етип ташланғанлиқини сөзләп бәрди.

Хитай һөкүмити хәлқараға бәргән хәвиридә,үрүмчидики хитай пуқралириниң намайиши җәрянида 5 кишиниң өлгәнликини 20 дин артуқ кишиниң еғир яридар болғанлиқини хәвәр қилған иди, әмма радиомизға японийидин телефон қилған һаҗи қутлуқ қадир әпәнди өзиниң вәтәндики уйғурлардин телефон арқилиқ игилигән мәлуматида, хитай пуқралириниң бу қетимқи намайишида өлгән вә яридар болған пуқраларниң көпчилики уйғур болуп, уларниң 20~30 әтрапида икәнликини билдүрди.

Һазир үрүмчи вәзийити йәнила җиддий болуп, кочиларда қораллиқ әскәрләр тинчлиқни сақлаватқан болсиму, лекин кочиларда хитай пуқралири билән уйғурлар оттурисидики тиркишиш вәзийити йәнила давамлишиватмақта икән. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң әркин асия радиосиға билдүрүшичә, түнүгүн йәкшәнбә күни, 100дин артуқ хитай пуқралири уйғурлар зич олтурақлашқан бәхт йоли, җәнубий азадлиқ йоли қатарлиқ җайға бесип келип 20 дин артуқ уйғурни яриландуруп, 3 уйғурниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған.

Йеңи ира тор бетиниң бүгүнки хәвиридә үрүмчидә 2 нәпәр уйғурниң хитайлар тәрипидин уруп өлтүрүлгәнлики һәққидики хәвәр берилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.