'Уйғурлар башқиларға йиңнә санҗийдиған милләт әмәс'
Мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2009.09.11
2009.09.11
AFP Photo
Хитай дөләт бихәтәрлик министири мең җйәнҗу бу һәқтә тохтилип, зәһәрлик окул һуҗумини уйғур миллий бөлгүнчиләрниң кәлтүрүп чиқарғанлиқини, бу 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң давами икәнликини, зәһәрлик окул уруш һуҗумлирини кәлтүрүп чиқарған 25 кишини қолға алғанлиқини буларниң ичидә 4 кишиниң уйғур икәнликини билдүргән болсиму, әмма, қалған 21 кишиниң қайси милләттин икәнлики һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмигән.
Чәтәлләрдики һәр қайси ахбарат вастилириму хитайниң ениқсиз болған бу мәлуматлиридин гуманланғанлиқлирини билдүрүшкән иди. Уйғур көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, башқиларни йиңнә санҗип зәхмиләндүрүш уйғурларниң характеригә мас кәлмәйдикән. Уйғурлар аччиқи кәлсә муш көтүрсә көтүридики йиңнә санҗип йүрмәйдикән. Бу һәқтә вәзийәттин хәвәрдар бир яш зияритимизни қобул қилип қарашлирини оттуриға қойди.
Уйғур көзәткүчиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити вәқә йүз бериштин бурун башланғуч мәктәп оқуғучилириға ваксина селишни орунлаштурған болуп, бәзи оқуғучилар бу ваксинидин зәһәрлинип дохтурханиларда йетип қалған вә бәзилириниң һаяти хәвпкә учриған. Бу вәҗидин җәмийәттә һөкүмәткә нисбәтән наразилиқ пәйда болған болуп, хитай даирилири кишиләрниң диққитини йәнила миллий бөлгүнчиләргә мәркәзләштүрүш мәқситидә аталмиш йиңнә санҗиш вәқәсини сүний усулда кәлтүрүп чиқарған икән.
Бу уйғур көзәткүчиниң билдүрүшичә, һазир үрүмчидә йүз бәргән, кимниң пәйда қилғанлиқи ениқ болмиған тепишмақ характеридики сирлиқ йиңнә санҗиш вәқәси йүз бәргәндин кейин, үрүмчи шәһири қаттиқ сарасим ичидә болуп,ишчи - хизмәтчиләр өйлиригә қайтиштин еһтият қилип, хизмәт орунлирида йетип қопуп ишләйдиған әһвал шәкилләнгән.
Бу уйғур көзәткүчиниң зияритимиз җәрянида йәнә билдүрүшичә, хитай аһалилири кочиларға чиқип намайиш қилиштин бурун, аптоном районниң секретари ваң лечүән телевизорда сөз қилип, "уйғурлар хәнзуларни өлтүрди, әгәр хәнзу аммиси қозғулуп уйғурларни өлтүрүшкә башлиса, қандақ қилисиләр?" дегән соални қойған.
Бундин 20 нәччә йил илгири үрүмчидә елип берилған, 12 - декабир оқуғучилар һәрикитигә қатнашқан, исмини ашкарилашни халимайдиған бир кишиниң билдүрүшичә, бу, уйғур аптоном райониға кәлгән хитай секретарларниң тунҗи қетим уйғур хәлқиниң алдиға бундақ мәнтиқсиз соални ташлиши болуп һесабланмайдикән.
12 - Декабир оқуғучилар һәрикити йүз бәргәндиму, әйни чағда аптоном районға баш болуп туруватқан суң хәнляң шинҗаң университетида нутуқ сөзлигәндә, җуңгониң ичкири өлкилиридиму қанчә йүзлигән уйғур кавапчилири кавап сетиватидиғу, ундақ болған икән, шинҗаңға хитай көчмәнлири кәлсә немә бопту ? дегән соални қоюш арқилиқ милюнлиған хитай көчмәнлири билән йүзләрчә уйғур кавапчини селиштурма қилған икән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.