'Аптонум районниң маарип ислаһати вә тәрәққият лайиһиси программиси' ға пикир елиш уқтуруши һәққидики инкаслар
Мухбиримиз әкрәм
2009.02.26
2009.02.26
Бу уқтуруш уйғур аптонум районлуқ маарип назарити тәрипидин 2 - айниң 18 - күни елан қилинған болуп, хитай һөкүмитиниң маарипни илим билән әмәс, сиясәт билән идарә қилип кәлгән узун заманлардин бири, уйғур вәтинидә тунҗи қетим йолға қойған илмий пикир елиш яки демократик рай синаш болуп һесаблинидикән.
36 Маддидин тәркип тапқан бу пикир елиш уқтурушида, уйғур зиялийлири йиллардин буян қарши чиқип кәлгән вә наразилиқ билдүрүп кәлгән муһим темилар бәлгилик орунни игилигән.
Хәвәрдин мәлум болушичә, 2008 - йили 8 - айниң 29 - күни хитай баш министири вен җябавниң риясәтчиликидә дөләтниң пән - техника, маарип рәһбәрлик гурупписиниң биринчи қетимлиқ йиғини өткүзүлүп "дөләтниң узақ муддәтлик маарип ислаһати вә тәрәққият лайиһә программиси" принсип җәһәттин мақулланған.
Бу хитайниң 21 - әсир киргәндин буянқи тунҗи маарип лайиһә программиси болуп, кәлгүсидики 12 йиллиқ маарип ислаһати вә тәрәққиятниң программа характерлик һөҗҗити дәп қаралған.
Хитай бойичә тоққуз өлкә, аптонум район бу лайиһә нишаниға киргүзүлгән. Уйғур вәтиниму униң ичидин орун алған. 2008 - Йили 12 - айниң 26 - күни аптонум районлуқ хәлқ һөкүмити "аптоном районимизниң узақ муддәтлик маарип ислаһат вә тәрәққият лайиһә программиси" гурупписиниң мәхсус йиғинини ечип, бу хизмәтни башлиған.
Уйғур аптонум районлуқ маарип назаритиниң бу уқтурушиниң дәсләпки төт маддиси йәнила сиясий түс алған. 1 - Маддида "аптоном районниң ислаһат - ечиветиш йолға қоюлған 30 йилдики маарип җәһәттики утуқлири вә униңдики узаққичә давамлаштурушқа тегишлик асасий тәҗрибиләр" тилға елинған болса, 2 - маддисида "аптоном районниң маарип системисиниң партийә қурулуши" тилға елинған. 3 - Маддисида "аптоном районниң маарип ислаһати вә тәрәққиятиниң йетәкчи йөнилиши вә истратегийилик нишани" тилға елинған болса, 5 - маддисида "әхлақ, идийиви сиясий тәрбийә вә маарип системисида бөлгүнчиликкә қарши туруш, муқимлиқни сақлашта узаққичә үнүм беридиған түзүлмә тәтқиқати," тилға елинған.
Гәрчә бу уқтурушта ваң лечүәнниң кәң уйғур җамаитидин пикир елиш тәшәббуси оттуриға қоюлған болсиму, хитай мәркизи комитетиниң маарип ислаһати лайиһисигә қарита пикир елиш ишиғиму уйғурларға нисбәтән бәлгилик рамка бәлгиләп берилгән.
Немила болмисун, бу уқтурушта уйғурлар җиддий көңүл бөлүватқан "қош тиллиқ маарип" мәсилиси чәттә қалмиған. Уқтурушниң 9 - маддисида "қош тиллиқ оқутушни омумлаштуруш тәтқиқати; 10 - маддисида болса "йәсли маарипида қош тиллиқ оқутушни омумлаштуруш тәтқиқати" дегән икки муһим темиға йәр берилгән. Лекин, уйғур җамаитиниң, зиялийлириниң пикир - тәләплириниң етибарға еришәләйдиғанлиқи вә "қош тиллиқ маарип"қа охшаш уйғурларға мәҗбури теңилған ассимилятсийә сияситиниң әмәлдин қалдурулушқа пайдиси болидиған - болмайдиғанлиқи мәлум әмәс. Уйғур тор бәтлиридики инкасларда "биз буниңдин бир иҗабий нәтиҗә чиқишиға ишәнмәймиз" дегән садалар әкис әтмәктә.
Маарип назарити, мәзкур уқтурушниң астиға өзлириниң хәт вә елхәт адреслирини, телефон номурлирини қалдуруп қойған.