Уйғур академийиси “достимиз илим - мәрипәт, дүшминимиз наданлиқ вә җаһаләт”
2012.12.25

Муһакимә йиғини башлиништин бурун уйғур академийиси рәиси абләт туран әпәнди ечилиш сөзи қилип, йәкшәнбә күнидә йирақ - йиқиндин кәлгән йиғин әһлигә рәһмәт ейтқандин кейин, уйғур академийсиниң пүтүн уйғурларниң академийиси икәнликини, қәйәрдә болушидин қәтиийнәзәр уйғурларда һаяҗан вә үмидниң йоқалмаслиқини тәкитләп, көпчиликниң уйғур академийсини мадди вә мәниви җәһәттин қоллап, һәқиқий бир уйғур академийисиниң қурулушиға төһпә қошушқа чақирди.
Уйғур тилиниң ишлитиш даириси күндин - күнгә тарийиватқан; уйғур тилиниң заман тәрәққиятиға маслишалмайватқанлиқи сәпсәтиси әвҗ еливатқан бүгүнки дәвримиздә ечилған бу илмий муһакимә йиғинида, истанбул вә әнқәрәдин кәлгән уйғур доктор вә магистир оқуғучилири тарих, иқтисад, тибабәт, муһит асраш, һойла - арам мәдәнийити вә маарип саһәлиридә тәйярлиған мақалилирини сунди.
Уйғур академийиси түркийидә оқуватқан уйғур магистир вә доктор оқуғучилириға өзини йетилдүрүш имканийити яритип бериш вә илһам бериш мәқситидә, һәр йили бир қетим түркийидики уйғур оқуғучилар үчүн уйғур тилида илмий муһакимә йиғини уюштуруп кәлмәктә.