Уйғурларниң күн тәртипидики муһим вәқәләр америка мәтбуатлиридиму йәр алди

Нюйорк вақти гезитидә елан қилинған " хитайда камералар күзитишни давам қилмақта" мавзулуқ мақалидә аптор майкил винис үрүмчи вәқәсидин кейин хитай даирилириниң уйғур райониниң һәммила йеригә камера орнитип, кишиләрни 24 саәт күзитиватқанлиқини баян қилған. У мақалисигә "гәрчә бу кочиниң исми җәнубий азадлиқ кочиси болсиму, әмма бүкүнләрдә бу кочида азадлиқтин әсәр йоқ иди" дәп башлған болуп, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай даирилириниң пүткүл үрүмчи шәһиригә җәмий 47 миң камера орнатқанлиқини вә бу санниң йил ахириғичә 60 миңға чиқирилидиғанлиқини баян қилған.
Мухбиримиз ирадә
2010.08.03
Urumqide-hemme-yerde-koz-kamera-video-aparatliri-305.jpg Сүрәттә, үрүмчидә бир такси шопури, таксиға һөкүмәт тәрипидин орунлаштурулған камерани көрситиватқан болуп, хитай һөкүмити 2008 - йили йаздин башлап миңлиған таксиға сүрәттикидәк сүрәткә елиш камераси орунлаштурған.
www.chinadaily.com.c Дин елинди.

Аптор майкил винис камера билән назарәт қилишниң ғәрб дөләтлиридә кәмдин - кәм учрайдиған вә һәтта йоқ дийәрлик бир иш икәнликини әмма, хитайда болса буниң күндин - күнгә ешип бериватқанлиқини билдүриду. Униң баян қилишичә, пүткүл хитай бойичә һәрқайси чоң - кичик кочилар, аммиви сорунлар, меһманханилар, сода - сетиқ мәркәзлиригә җәмий 7 милйон камера орнитилған болуп, 2014 - йилиғичә йәнә 15 милйон камера давамлиқ қошулидикән.

Аптор, хитай һөкүмитиниң 24 саәт күзитиш елип баридиған вә юқири сүпәтлик көрүнүш таталайдиған бу хил камераларни "җәмийәт аманлиқини қоғдаш, җинайи вәқәләрниң алдини елиш вә террорлуққа вақтида зәрбә бериштә ишқа ярайду" дәп тәшвиқ қилидиғанлиқини, әмма кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң буни кишилик һоқуқ вә "кишилик мәхпийәтниң қоғдилиши" уқумиға еғир дәхли - тәруз" дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп : "хитай һөкүмити бу камералар арқилиқ муқимлиқини вә охшимайдиған пикирдикиләрни контрол қилишниму мәқсәт қилған" дәп баян қилған.

Мухбирниң баян қилишичә, 2008 - йили тибәттә вә 2009 - йили үрүмчидә йүз бәргән етник тоқунушлардин кейин, хитай даирилири уйғур вә тибәт районлиридики һәрқайси мәсчит вә будханиларға камера орнатқан, һәрқайси меһманханиларға юқири көрүнүш сүпитигә игә камера орнитиш буйруқи чүшүргән. Униң ейтишичә, үрүмчидә орнитилған камералар һәққидә у, хитай һөкүмәт даирилирини зиярәт қилмақчи болған. Улар дәсләптә мухбир майкил винисниң зияритини қобул қилған, әмма кейин " камералар җинайәтниң алдини елиш үчүн интайин муһим, бу тоғрилиқ дәйдиған һечнимә йоқ" дәп гепидин йенивалған.

Мухбирниң мақалисидә көрситишичә, үрүмчидә һазирғичә 3400 аптобос, 200 аптобос бекити, 200 чоң сода - сарай вә дукан, 270 мәктәп вә 4400 кочиға камера йәрләштүрүлгән икән вә бу, пүткүл шәһәр қаплинип болғучә давам қилидикән.

Аптор мақалисиниң ахирида камера арқилиқ күзитиш сестмисидин үрүмчидики хитай пуқралириниң интайин мәмнун икәнликини, әмма уйғурларниң камераларға башқичә көз билән қарайдиғанлиқини баян қилиду вә мундақ дәп баян қилиду:

"Өзиниң исмини елан қилишни рәт қилған бир уйғур маңа наһайити кинайилик аһаң билән :" һә, бу йәрдә аманлиқ бәк, бәк яхши. Сақчилар һәммә йәрдә чарлапла йүрүйду" деди, "әмма хитайлар болса бу камералардин бәк хошал икән."

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, юқиридики мақалидин сирт вашингтон почтиси гезитидиму уйғурларниң йеқинқи вәзийитигә даир мақалә елан қилинди. Униңда йеқинда қамақ җазасиға һөкүм қилинған журналист ғәйрәт нияз вә тор башқурғучилиридин дилшат пәрһат, ниҗат азад вә нурәлиләрниң қамақ җазасиға һөкүм қилиниш вәқәси һәққидә мәлумат берилгән. Мақалини бирләшмә агентлиқиниң мухбири тини тран вашингтон почтисида елан қилған. " Хитай 3 нәпәр уйғур тор башқурғучини қамақ җазасиға һөкүм қилди" дәп мавзу қоюлған мақалисидә, аптор хитай даирилириниң өткән һәптә 3 нәпәр тор башқурғучисини " дөләтниң хәвпсизликигә зиян йәткүзүш" җинайити билән айрим - айрим һалда қамақ җазалириға һөкүм қилғанлиқини, бу үч яшниң уйғур диярики диярим, шәбнәм вә сәлкин қатарлиқ үч даңлиқ тор бәтниң саһиби икәнликини баян қилған.

Аптор бу үч тор бекитиниң 2009 - йили йүз бәргән үрүмчи вәқәсидин кейин тақиветилип, саһиблириниң қолға елинғанлиқи вә уларға бир йилдин кейин һөкүм елан қилинғанлиқи һәққидә оқурмәнләргә тәпсилий мәлумат бәргән.

Мухбир тини тран мақалисидә, журналист ғәйрәт ниязниң 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниш вәқәси һәққидиму тәпсилий мәлумат бәргән вә америка уйғур бирләшмисиниң вәқә һәққидики баяниға йәр бәргән. У хитай даирилириниң уйғурларниң кишилик һоқуқ лидири рабийә қадир ханимни вә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлирини вәқәни күшкүртүш билән әйиблигәнликини баян қилған.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.