8 ‏- Март аяллар байрими мунасивити билән истанбулда өткүзүлгән йиғинда уйғур аяллири тилға елинди

8 ‏ - Март дуня аяллар байриминиң 100 ‏ - йили мунасивити билән түрк дуняси инсан һәқлири җәмийитиниң истанбул шөбиси аяллар бөлүминиң уюштуруши билән, истанбулниң филоря районидики көркәм килис софраси дегән ресторанниң залида баянат елан қилиш йиғини өткүзүлди.
Мухбиримиз арслан
2010.03.08
istanbuldiki-uyghur-ayallar Истанбулдики уйғур айаллар 8-март айаллар байрими мунасивити билән өткүзүлгән тәбрикләш йиғиниға қатнашмақта.
RFA Photo

Баянат елан қилиш йиғиниға түрк дуняси инсан һәқлири җәмийитиниң истанбул шөбиси, истанбул валийиликигә қарашлиқ түрк дуняси қериндаш хәлқләр бөлүми, айдиңлар оҗағи, түркмәнләр инсан һәқлири җәмийити, явро ‏ - асия түрк җәмийәтлири федератсийиси, яврупа айдинлар оҗағи җәмийити, ғәрбий тиракийә түрклири җәмийити, қирим түрклири мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң истанбул шөбиси, шәрқий түркистан вәхпи, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити, шәрқий түркистан яшлар җәмийити, анатолийә айдиңлар оҗағи, булғаристан түрклири һәмкарлиқ җәмийити, татар җәмийәтлири бирләшмиси, әзәрбәйҗанлиқлар җәмийити, қануншунаслар бирлики қатарлиқ 16 аммиви тәшкилат вә җәмийәтләрниң вәкиллири қатнашти. Йиғинға йәнә радио ‏ - телевизийә вә гезит ‏ - җурналларниң мухбирлири вә язғучи ‏ - шаирлар болуп көп санда киши қатнашти.

Ахбарат елан қилиш йиғинида түрк дуняси инсан һәқлири җәмийитиниң истанбул шөбиси аяллар бөлүминиң башлиқи, нимәт олубай ханим, явро‏ - асия түрк җәмийәтлири федератсийиси башлиқи доктор фәтһи әхмәт, шәрқий түркистан вәхпиниң вәкили нурәла көктүрк, шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң вәкили доктор рәшидә гәнҗәр қатарлиқ шәхсләр сөз қилип, 8 ‏ - март дуня аяллар байрими вә шәрқий түркистандики аялларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликилири һәққидә сөз қилди.
 
Йиғинда сөз қилған түрк дуняси инсан һәқлири җәмийитиниң истанбул шөбиси аяллар бөлүминиң башлиқи нимәт олубай ханим мундақ деди:
8 ‏ - Март дуня аяллар күни дәп тәбриклинип келиватқан бу күн, йүз йилдин бири аялларниң һәқ ‏ - һоқуқлириға игә болуш вә һәқ ‏ - һоқуқлирини қоғдаш йолида көрсәткән күрәш вә һәмкарлиқ күни. 1910 ‏ - Йили дәнмарикиниң копенһаг кәнтидә өткүзүлгән хәлқаралиқ аяллар қурултийида 8 ‏ - март дуня аяллар байрими дәп елан қилинди вә дуняниң нурғун дөләтлири бү күнни тәбрикләшкә башлиди. 1977 ‏ - Йили бирләшкән дөләтләр тәшкилати 8 ‏ - март күнини дуня аяллар байрими дәп тәстиқлиди.

Бу күн мунасивити билән пүткүл түрк вә дуня аялларниң бу байримини тәбрикләймиз вә шәрқий түркистанда, үрүмчидә хитай зулуми астида йоқ қилинған, хоҗаәлидә әрмәниләр тәрипидин қәтли қилинған, қирим вә ғәрбий тиракийидә җүмлидин дуняниң пүткүл дөләтлиридә һаятидин айрилған аяллиримизни еһтирам билән әсләймиз вә уларға рәһмәт тиләймиз.

Биз түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити болуш сүпитимиз билән, асасий қанун бойичә, һәр ким, тил, дин, ирқ, рәң, җинсийәт. Сияси чүшәнчә, пәлсәпә етиқад, дин, мәзһәпкә охшаш җәһәтләрдә чәткә қеқилмастин қанун алдида баравәр, дегән принсип бойичә, аялларниң һоқуқини инсанлар һоқуқидин айрим дәп қаримаслиқ чүшәнчисини қоғдаймиз, вә буни қоғдаш үчүн қилишқа тегишлик иш ‏ - һәрикәтләрниң кечиктүрүлмәслики вә чәклимигә учримаслиқиға ишинип паалийәт қилимиз.

Йиғинда йәнә явро‏ - асия түрк җәмийәтлири федератсийиси башлиқи доктур фәтһи әхмәт йиғин иштиракчилириға хитаб қилип мундақ деди: бүгүн 8 ‏ - март аяллар байрими күни, амма 8 ‏ - март күни дәл ‏ - дәрәх, гул ‏ - чечәкләрниң бих сүрүп көкләйдиған күни, аяллар җәмийәтниң бихи, түрк күлетириниң әң муһим мәвҗудийити һесабланған аялиримизға тарих бойичә сөзләш һәққи, җәмийәттә юқири дәриҗилик орун берилди, урушларда қәһриман аяллиримиз әрләр билән мүрини - мүригә тирәп бирликтә җәң қилди. Мәрт әрләрни йетиштүргән аяллиримиз бизниң бешимизниң таҗи болди, аялларниң һәқлирини қоғдаш бизниң күлтеримиздә әң муһим хизмәт болуп кәлди. Әмма әпсулинарлиқи билән шәрқий түркистанда, пәләстиндә аяллиримиз езиливатиду, уларниң тәлим ‏ - тәрбийә һоқуқлири, сағлиқ һоқуқлири тартивелинди вә җәмийәтниң әң төвән қатламлирида көрүш муамилигә дүч кәлмәктә. Биз билим адәмлири болуш сүпитимиз билән, җәмийәтниң зиялийлири болған силәр билән бу һәқтә давамлиқ көңүл бөлүп хизмәт ишләш вә тәтқиқат елип бериш шундақла аммиви тәшкилатларниң бу хизмәтләрни қилишта муһим рол ойнишини оттуриға қоюшимиз лазим.

Биз йиғин ахирида бу йиғинға қатнашқан уйғур аяллардин нурәла көктүрк ханим билән уйғур аяллири һәққидә сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.