Аяллар дуч келидиған мәсилиләр вә уйғур аяллириниң һәқ - һоқуқлири

Йәкшәнбә күни, канаданиң торонто шәһиридә "чәтәлдә аяллар дуч келидиған мәсилиләр вә уйғур аяллириниң һоқуқлири" намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлди.
Мухбиримиз камил турсун хәвири
2008.05.26

 Муһакимә йиғинида бир нәпәр канадалиқ писхологийә профессори "ғәрб дөләтлиридә мусулман аяллар дуч келидиған мәсилиләр," канададики уйғур зиялий баһаргүл ханим "шәрқи түркистандики уйғур аяллириниң һәқ ‏- һоқуқлири," канададики ғәрб түрк аяллири җәмийитиниң башлиқи селим ханим болса "аялларни қандақ тәрбийиләш вә тәшкилләш мәсилилири" дегән темиларда доклат берип өтти.

Муһакимә йиғиниға қатнашқан уйғур аяллири суал сораш вә әркин пикир қилишқа охшаш шәкилләр арқилиқ,чәтәлдики уйғур аяллириниң роһи һалити,чәтәлдә балиларни қандақ тәрбийиләш, өз мәдәнийитини сақлап қелиш вә шәрқи түркистандики уйғур аяллириниң қандақ мәсилиләргә дуч келиватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләр үстидә муназирә елип барди.

Канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә турдуш ханимниң тонуштурушичә, бу муһакимә йиғинида, шәрқи түркистандики уйғур аяллириниң өз һоқуқлиридин мәһрум болуватқанлиқи,хитайниң қатму ‏- қат бесими астидиму хотән аяллириниң җәсурлуқ билән хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайиши елип барғанлиқи вә бу һәрикәтниң чәтәлдики уйғур аяллириға көрситидиған тәсири қатарлиқ мәсилиләр үстидә нуқтилиқ муназирә елип берилған.

Ахирида, йиғин қатнашқучилири бу хил муһакимә йиғинлирини қәрәллик түрдә өткүзүшни қарар қилған. Бу канадада тунҗи қетим өткүзүлгән уйғур аяллириниң мәсилилири нуқтилиқ муһакимә қилинған вә уйғур аяллири қатнашқан муһакимә йиғини һесаблиниду.   

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.