Уйғур елидә "муқимлиққа тәсир көрситиш еһтимали болған мәсилиләрни бих һалитидә һәл қилиш тәләп" қилинди

Йеңи йил кириш һарписида уйғур елидә "еғир зораванлиқ җинайи һәрикәтлириниң алдини елиш вә униңға қақшатқуч зәрбә бериш 100 күнлүк мәхсус һәрикити" башланған. Мәлум болушичә һәрикәт уйғур аптоном райониниң муқимлиқини сақлаш хизмитини яхши ишләп, кәң көләмлик аммиви һәрикәтләрниң алдини елиш мәқсити билән елип берилған болуп, инкасларда буниң асасий нишаниниң йәнила уйғурларни бастуруш икәнлики мәлум болмақта.
Мухбиримиз ирадә
2010.12.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Nur-bekri-Urumchi-Basturush-305 Сүрәт, уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкриниң 6 - ийул күни, шинҗаң телевизийиси вә хитай мәркизи хәлқ телевизийисидә сөз қилип, шавгүән вәқәси вә үрүмчи намайиши һәққидә ипадә билдүрүватқан көрүнүш.
http://news.cctv.com

Уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәт йеқинда чақирған муқимлиқ хизмити йиғинида уйғур аптоном районлуқ парткоминиң секретари җаң чүншән "бөлгүнчиликкә қарши күрәш"ни йәнә бир қетим тәкитләп, "муқимлиқни икки қоллап тутуш вә иккила қол қаттиқ болуш" дәп, "уйғур райониға келидиған хәвпниң бөлгүнчиләрдин келидиғанлиқи"ни әскәртти.

Җаң чүншәнниң бу сөзи җаң чүншәнниң қандақтур аз санлиқ милләтләргә юмшақ қоллуқ сиясәт әмәс, йәнә охшашла қаттиқ қол болидиғанлиқиниң бешарити дәп қариливатқан бу күнләрдә йәнә уйғур районида 100 күнлүк қаттиқ зәрбә бериш һәрикитиму тәң башланди. Уйғур аптоном районлуқ җ х назарити тәрипидин 10- декабирдин башланған бу қаттиқ зәрбә бериш һәрикитидә уйғур елиниң муқимлиқиға капаләтлик қилиш әң муһим нишан қилинған болуп, тәңритағ торида берилгән хәвәрдә "җ х назарити бу қетимлиқ қаттиқ зәрбә бериш һәрикитидә аптоном районлуқ парткомниң муқимлиқни сақлаш тоғрисидики орунлаштурушиға асасән, муқимлиқни сақлаш хизмитини яхши ишләп, бу йил қиш вә келәр йили әтиязда еғир зораванлиқ җинайәтлири вә кәң көләмлик аммиви вәқәләрниң алди қаттиқ елиниду", дейилгән.

Игилинишичә, йүз күнлүк қаттиқ зәрбә бериш һәрикити бойичә һазир җайларда мәхсус һәрикәт гуруппилири тәсис қилинған болуп, бу һәрикәт гуруппилириниң бирәр тасадипий вәқәләргә қарита "нәқ мәйданға бурун берип, тездин кәскин тәдбир қоллинип, кишиләрниң топлишиши, вәқәниң кеңийип кетишиниң алдини қәтий елиши’ көрситилгән.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиниң көрситишичә, бу қетимлиқ 100 күнлүк зәрбә бериш һәрикитиниң асаслиқ нишани йәнила уйғурларни бастуруш болуп, хитай һакимийити өзи йүргүзүватқан сиясәтниң ақивитидин өзи әндишә қилип, йүз бериш еһтимали болған барлиқ қаршилиқ һәрикәтлириниң алдини елишқа тәйярлиқ көрмәктә икән.

Дәрвәқә, аптоном районлуқ партком җ х назаритидин бу қетимлиқ қаттиқ зәрбә бериш һәрикитидә җ х орунлиридин кәң көләмлик аммиви вәқәләрниң алдини елишни, муқимлиққа тәсир көрситиш еһтимали болған мәсилиләрни бих һалитидә һәл қилишни тәләп қилған. Хәвәрдин мәлум болушичә, уларни әмәлий хәвп шәкилләндүрүштин бурунла йоқ қилиш бу қетимлиқ зәрбә бериш һәрикитиниң асасий нишани қилинған.

Хитай даирилири үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур райониниң вәзийитиниң муқим икәнлики, һәр милләт хәлқиниң инақ - иттипақлиқ ичидә яшаватқанлиқини тәкитләп, үрүмчи вәқәсиниң чәтәлләрдики "үч хил күч" ләрниң қутратқулуқ қилиши вә җәмийәттики ишсиз яшларниң кәлтүрүп чиқирилғанлиқини тәшвиқ қилип кәлгән болсиму, бирақ, ички қисим вә сиртқа қарита тәшвиқ қилғининиң әксичә давамлиқ түрдә зәрбә бериш һәрикәтлири елип берип, муқимлиқни капаләтләндүрүшкә тиришмақта.

Хитай даирилири зәрбә бериш һәрикәтлири билән биргә йәнә, идийә қурулуши хизмитини күчәйтишниму муһим хизмәтләр қатариға киргүзгән. Игилинишичә, 27- декабир күни уйғур районлуқ партком йиғин чақирип, һәрқайси алий мәктәп рәһбәрлиридин алий мәктәпләрниң партийә қурулуши вә сиясий, идийә хизмитини пухта қанат яйдурушини, алий мәктәпләрдики оқутқучи, кадир вә оқуғучиларға қаритилған сиясий идийиви тәрбийини күчәйтишни тәләп қилған.

Чәт ‘әлдә яшаватқан исмини ашкарилашни халимиған бир сиясий көзәткүчиниң ейтишичә хитай даирилири йеқиндин буян арқа - арқидин муқимлиқ хизмити йиғини, ишқа орунлишалмиған алий мәктәп оқуғучилирини ишқа орунлаштуруш хизмити йиғини вә алий мәктәпләрдики идийә қурулушини күчәйтиш йиғинлирини ечиш билән тәң йәнә зәрбә бериш һәрикәтлириниму башлап, муқимлиқни қоғдаш долқунини юқири көтүрмәкчи болған. Дилшат ришит әпәнди болса хитай даирилири елип бериватқан пүтүн бу һәрикәтләрниң хитай даирилириниң өзи йүргүзүватқан сиясәт нәтиҗисидә йәнә бир қетимлиқ 5- июл вәқәсидәк еғир вәқәләрниң чиқишидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқиниң бир нәтиҗиси икәнликини билдүрди.

Мәлум болушичә, 2010-йили ахирлашқан 12-ай ичидә уйғур аптоном районлуқ партком вә мәркәз даирилири арқиму-арқидин бир қатар йиғинларни чақирған болуп, хитай агентлиқлириниң бу һәқтики хәвәрлиридин ашкарилинишичә, мәзкур йиғинларда "муқимлиқни қоғдаш" вә "бөлгүнчиликкә зәрбә бериш" мәсилиси баштин -ахири асаслиқ нуқтиларниң бири сүпитидә тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.