Хитай һөкүмити чәтәлләргә қаратқан тәшвиқат васитилиридә уйғур елидики мәсилиләргә пәрқлиқ баһа бәрмәктә
2011.09.30
Әмма, йеқиндин буян уйғур елидики һәрқандақ наразилиқ һәрикитини террорлуқ билән әйибләп, һәрқандақ бир тәнқидий пикирни дөләтни парчилашқа урунуш җинайити билән бастуруп кәлгән хитай һөкүмитиниң чәтәлләргә қаратқан инглизчә мәтбуатлирида миллий мәсилиләргә баһа бериштә юқиридикигә анчә охшимайдиған усул қоллиниватқанлиқи көрүлмәктә.
Хитай даирилириниң пуқраларниң ахбарат вә пикир әркинликини бастуруш қилмиши ғәрб әллири вә хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң изчил тәнқидигә учрап кәлгән болсиму, әмма өктичиләрни түрмигә солаш, уларни мәҗбурий йоқитиветиш, тәнқидий хәвәр ишлигән мухбирларни қолға елиш, тор бәтләр вә тор абонтлирини тәқибкә елиш, әрздарларни солашқа охшаш түрлүк васитиләр арқилиқ пуқраларниң пикир әркинликини чәкләйдиған сиясәтлирини техиму ичкирилигән һалда елип бармақта.
Йеқинда хитай һөкүмити тәрипидин мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң мақуллишиға сунулған “хитай җинайи ишлар дава қануни” ниң қанун тәклип лайиһиисидики бир қисим маддилар хитайдики мана бу хил йөнилишни көрситип бериидиған болуп, көзәткүчиләр бу қанун лайиһисиниң җ х органлириниң һоқуқини кеңәйтип, пуқраларниң асасий кишилик һоқуқини, болупму һазир униң хитайда барғансери әвҗ еливатқан наразилиқ һәрикәтлири вә өз һоқуқини қоғдаш һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә берип, қарши пикирдикиләрни җимиқтурушни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрмәктә. Көзәткүчиләрниң бәзилири әгәр хитайда бу қанун мақулланған тәқдирдә, уйғурларниң кишилик һоқуқ әркинликиниң техиму еғир беисмға учрайдиғанлиқини әскәртмәктә.
Хитай һөкүмити юқиридикидәк бастуруш сиясәтлирини уйғур елидә хитай өлкилиригә қариғанда әзәлдин нәччә һәссә қаттиқ йүргүзүлүп кәлгән болуп, 5-июл вәқәсидин кейин хитай даирилири “җамаәт пикри топлап, тәһдит пәйда қилиду” дәп қариған һәрқандақ ахбарат васитисини, болупму уйғур яшлириниң муназирә вә өз көз қарашлирини ипадиләйдиған мәйданиға айланған диярим, сәлкин, шәбнәмгә охшаш тор бәтләрниң игилирини вә тор абонтлирини қолға елип, уларниң һәммисини дөләтни парчилашқа урунуш җинайәтлири билән түрмиләргә солиған иди. Әмма, йеқиндин буян хитайниң миллий сияситигә қарши наразилиқ пикрини баян қилған һәрқандақ шәхс вә һәрикәтни террорлуқ вә дөләтни парчилашқа қутратқулуқ қилиш билән әйибләп, бастуруп кәлгән хитай һөкүмитиниң ички җәһәттә бастуруш сияситини күчәйтип елип бериш билән биргә, чәтәлләргә қаратқан мәтбуатида хитайниң миллий сияситигә қарита бәзи охшимайдиған пикирләрниму елан қилип, сиртқа қаратқан тәшвиқатида өзгириш ясаватқанлиқи мәлум болмақта.
Хитайдики бәзи һөкүмәткә бағлиқ болған хәлвәр агентлиқлириниң инглизчә сәһиписини буниңға васитә қиливатқан болуп, хитай хәлқи, болупму уйғур хәлқиниң еришиши техиму қеийин болған бу сәһипиләрдә бир қисим тәнқидий мақалиләр орун алмақта. Мәсилән, хитайдики һөкүмәт авази дәп қарилидиған “йәр шари вақит гезити” дә “шинҗаңдики топилаңларниң һәммиси террорлуқ әмәс ” темисида бир парчә мақалә алаһидә диққәт тартидиған болуп, мақалидә гезит уйғур елидә хизмәт қилидиған турғунҗан турсун исимлик уйғур зиялийсини зиярәт қилип, униң уйғур елидики миллий мәсилиләргә вә йеқинда қәшқәр, хотәнләрдә йүз бәргән вәқәләргә болған көз қаришини елан қилған. Турғунҗан турсун әпәнди сөзидә, уйғур елидики террорлуқниң көптүрүветилгәнликини, йеңи рәис җаң чүншйән кәлгәндин кейин униң иқтисадни чиң тутушқа өткәнликини вә буниң тоғра бир сиясәтликини ейтқан. У мухбирниң немишқа һуҗумчиларниң көпи хотән вә қәшқәрдин чиқиду? дәп сориған соалиға бу икки йәрдә диний мәсилиләр вә ишсизлиқ, намратлиқ мәсилилириниң мәвҗутлуқини тилға алған вә уйғур елидики зораванлиқ һәрикәтлирини түгитиш үчүн икки хил йолниң барлиқини, буниң биринчисиниң, “көп хил мәдәнийәтләрниң ортақ мәвҗутлуқи” ни тонуп йетип, һәммә милләт баравәр һалда өзини ипадә қилиш әркинликигә еришкәндә, иккинчиси, җәмийәт тәрәққияти, мәдәнийәт вә иқтисадий тәрәққиятни илгири сүргәндә уйғур елидә зораванлиқни аяғлаштуруп, милләтләр инақ-иттипақ яшаштәк вәзийәтни шәкилләндүргили болидиғанлиқини ейтқан.
У йәнә сөзидә, 1950-йилларда гәрчә хәлқ намрат болсиму, әмма вәзийәтниң һазирқидин яхшилиқини, 1980-йиллардин кейин бәзи милләтчилик идийилириниң күчлиниши билән һөкүмәтниң буни бир тәрәп қилиш билән боп кетип, бәзи қаттиқ васитиләрни қоллинип қалғанлиқини, бу хил әһвалниң бөлгүнчиликниң райондики әң чоң мәсилә бопқелишиға сәвәб болғанлиқини тилға алған.
Уйғур елигә қаратқан миллий сияситигә қаритилған әң кичик тәнқидниму қобул қилалмайдиған вә ахбаратларда уйғур елидики миллий мәсилигә четишлиқ һәрқандақ мәсилини тилға елишни халимайдиған хитай һөкүмитиниң буни “йәр шари вақти гезити” дә елан қилиши көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта. Көзәткүчиләр хитай һөкүмитиниң хәлқарадики тәнқидий пикирләргә қарита тәдбир елип, сиртқа қаратқан тәшвиқатида елип барған тактика өзгәртиши икәнликини билдүрмәктә. Түркийә әгә университетиниң профессори алимҗан инайәт әпәнди бу һәқтә мундақ деди:
Дәрвәқә, хитай даирилири хотән вә қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләрни алди билән террорлуқ билән әйибләп, униң пакистандики террорчилар билән алақиси барлиқини илгири сүрүп вәқәни бастуруп болғандин кейин йәнә, өзиниң сөзини өзгәртип, хәлқараға бәргән баянатида, вәқәниң чәтәл билән алақиси барлиқини испатлайдиған һечқандақ испат тепилмиғанлиқини елан қилған иди. Көзәткүчиләр һазир хитайниң өзидиму бу хил наразилиқ һәрикәтлири көпләп мәйданға келиватқан шараитта, уйғур елидики охшаш характерлик вәқәләргә қандақ баһа бериштә гаңгирап қеливатқанлиқини, шуңа чәтәлләргә қаратқан тәшивиқатида террорлуқни иккинчи пиланға иттирип, бу хил һадисиләрни зораванлиқ дәп бир тәрәп қилишқа қарап өткәнликини билдүрмәктә.