Билгә хақанниң һәйкили тепилған

Түркийиниң нопузлуқ гезитлиридин һүррийәт, миллийәт вә радикал гезитлириниң 25 - сентәбир күнидики санида `моңғул археологлар билгә хақанниң һәйкилини тапқан` мавзулуқ хәвәр елан қилинди.
Мухбиримиз әркин тарим
2008.09.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
bilge-xaqan-heykili-305.jpg 25 - Сиентәбирдики `моңғул археологлар билгә хақанниң һәйкилини тапқан` мавзулуқ хәвәр елан қилинған гезитниң көрүнүши.
RFA Photo / Erkin Tarim

Хәвәрдә орхон абидилири бар йәрдә моңғул археологларниң билгә хақанниң һәйкилини тапқанлиқини илгири сүргәнлики йезилған.

Гезитниң ич қисмидики хәвәрдә билгә хақан икәнликини һәйкәлниң бешида шәпкә йоқлуқиға қарап һөкүм қилғанлиқи йезилған. Бу хәвәргә асасланғанда, орхун абидилири бар йәрдә археологийилик қезиш елип бериватқан моңғул билим адәмлири билгә хақанниң һәйкилини тапқанлиқини илгири сүргән.

Моғулистанниң һәрқайси җайлирида археологийилик қезиш елип бериватқан күл текин җәмийитиниң әзалири, моғулистанниң пайтәхти уланбаторниң 365 километир узақлиқтики ғәрбий шимал районидики орхун вадисида археологийилик қезиш елип бериватқан. Моғулистан миллий университети археологийә вә инсаншунаслиқ бөлүмидин 30 билим адими елип бериватқан бу қезиш ишлириға даңлиқ моңғул археологлардин проф. Др. Батсаикһан загдму бар икән. Бу гуруппиниң мәсули мәшһур моңғул археолог проф. Др. Бор җугдәр икән.

Радикал гезитидики хәвәрдә, мәшһур проф. Др. Бор җугдәр шевит қорғанда тапқан һәйкәлниң билгә хақанниң һәйкили икәнликини илгири сүргәнликини язған.

Хәвәрдә бу һәйкәлниң билгә хақанниң һәйкили икәнликигә һөкүм қилишидики сәвәбләр мундақ дәп йезилған: "алди билән бу һәйкәл тепилған йәрниң орхун вадиси йәни көк түркләр яшиған йәр болуши. Бу һәйкәл тепилған йәрниң билгә хақан билән күл текин хақанларниң абидиси бар йәргә бәкла йеқин йәрдин тепилиши. Һәйкәлниң билгә хақанниң һәйкили икәнликигә һөкүм қилишимиздики иккинчи сәвәп болса, һәйкәлниң шәпкиси йоқ болуши."
 
Хәвәрдә йәнә америкилиқ вә японийилик билим адәмлири издәватқан билгә хақанниң ғәзинисини түрк археологларниң тапқанлиқи, бу археологлар 2001 - йили алтун вә күмүштин тәркип тапқан 4500 парчә тарихий асарә - әтиқә тапқанлиқи йезилған.

Мақалидә билгә хақан һәққидә мәлумат берилип мундақ дәп йезилған: "билгә хақан 683 - йилида туғулған болуп, униң дадиси көк түрк дөлитини қайта қурған илтәриш қутлуқ хақандур, аниси болса ил билгә хатундур. 8 яш вақтида дадиси түгәп кәткән билгә хақан, 24 йил бойичә көктүрк хақанлиқини қилған тағиси қапаған хақанниң өйидә чоң болған. Тағиси вапат болғандин кейин, униң тәхтигә олтурған инални ағдуруп ташлап 32 яшта көк түрк дөлитиниң хақани болған. Билгә хақан тәхткә чиққандин кейин 31 яштики қериндиши күл текинни һәрбий қоманданлиққа, тун йоқуқни болса вәзирликкә өстүргән. Билгә хақан тәхиттики мәзгилдә, көк түрк дөлитиниң чегриси хитайниң шунтоң ойманлиқидин һазирқи шәрқий түркистанниң қара шәһәргичә, шималда байирқу, ғәрбтә төмүр ишиккичә берип тақалған. Униң вәзири тунюқуқ билән қериндиши күл текин арқа арқидин вапат болғандин кейин, билгә хақан хитайлар билән тил бириктүргән йәнә бир вәзири тәрипидин 734 - йилида зәһәр берип өлтүрүлгән."

Орхун абидилиридин билгә хақан абидиси 735 - йилида, оғли тәңри хақан тәрипидин тикилгән. Күл текин абидисигә бир километир узақлиқта.

Бу йәрдин тепилған һәйкәл растинла билгә хақанниң һәйкилиму? түрк археологлар тәрипидин тепилған ғәзининиң ичидә уйғур дөлитигә аит болғанларму барму?

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.