Партком секретариниң “хасийәтлик” чүҗиси учтурпан деһқанлириға пайда елип кәлмиди
2012.05.17
У йезиларда һәр бир аилигә 25 тин тоху беқишни вәзипә қилған. Деһқанлар 4 йүәндин мәҗбурий сетивалған чүҗиниң базардики баһасиниң бир йүән икәнликини уқуп, чүҗини сетивелишни рәт қилғанда тәһдиткә учриған.
3 Йилдин бери бу “хасийәтлик” чүҗиләрни әй қилип болалмиған йеза аһалилиридин бири йеқинда радиомизға телефон қилип, йеза әмәлдарлириниң түрлүк зораванлиқлири үстидин шикайәт қилди.
Хәлқ шаири һеким сийит икки йилниң алдида шеири арқилиқ йеңисар наһийә рәһбәрлириниң деһқанларни мәҗбурий җаңду теритиш пиланиға қаршилиқ көрсәткән. Нөвәттә мана мушуниңға охшаш бир әһвал, ақсу вилайитиниң учтурпан наһийисидә давам қилмақта.
Мәлум болушичә, учтурпан даирилири деһқанларни бай қилиш нами астида деһқанлар өзи халимиған ишләпчиқириш түрлиригә мәҗбурланмақта. Хитайниң йеза игилик қанунида деһқанлар ишләпчиқириш материяллирини өзи халиған җайдин сетивелиш вә мәһсулатлирини өзи халиған баһада сетиш һоқуқиға игә дәп бәлгиләнгән. Әмма хитайниң учтурпандики әмәлдарлири бу бәлгилимигә ашкара һалда бузғунчилиқ қилған.
Йеза деһқанлири мәҗбурий сетивалған бу чүҗиләргә “хасийәтлик чүҗә” дәп кинайә исим қойған. Әмма бу чүҗиләрни әйвәшкә кәлтүрәлмигәндин кейин, наразилиқ билдүрүп, чүҗиләрни сетивелишни рәт қилған.
Учтурпан деһқанлиридики бу хил наразилиқ кәйпиятини, хәлқ шаири һеким сейит өзиниң “йеңисарда деһқан болмақ тәс” дегән шеирида әпчил ипадилигән иди.
Учтурпан деһқанлири ахири ениқлаш елип берип, мәзкур чүҗиләрни сатқан ферминиң учтурпан наһийилик партком секретари билән шерикчилики барлиқини байқиған.
Радиомизға әһвални мәлум қилған бу деһқанниң билдүрүшичә, учтурпандики әмәлдарларниң завут, карханилар билән шериклишип, деһқанларни қақти-соқти қилиш әһвали ялғуз бу әмәс, уларниң бу қилмишлирини байқашму қийин әмәс.
Хәлқ шаири һеким сийит шеири сәвәблик өзи көплигән аваричиликкә йолуққан болсиму, бу шеирниң амма арисидики тәсири сәвәбидин даириләр мәҗбурий җаңду теритиш пиланидин ваз кәчкән. Нөвәттә учтурпан деһқанлириниң наразилиқлири гәрчә даириләрни йолсизлиқлиридин ваз кәчтүрүшкә қадир болалмайватқан болсиму, бу наразилиқниң пат йеқинда әвҗ елиш вә даириләрни тәмтиритиш еһтималлиқи көрүлмәктә.
Бу программиниң тәпсилатини вә һеким сийитниң мисралирини юқириқи аваз улинишидин аңлиғайсиләр.