Уйғур деһқанлири қишта деһқанчилиқтин бикар болсиму һашардин қутулалмай кәлмәктә
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.11.26
2008.11.26

RFA File
Гәрчә хитай даирилири 2004 - йилиниң ахирида уйғур елидә һашарни пүтүнләй түгитидиғанлиқини җакарлиған болсиму, радиомиз игә болған учурларға қариғанда, ақсу, хотән, қәшқәрниң бәзи йезилирида һаша охшашла давам қилмақта. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрәниң ақсу ават наһийисидин телефон арқилиқ игилигән мәлуматини аңлитимиз.
Ақсу һөкүмәт тори 24 - ноябир " деһқанчилиқ тохтисиму деһқанлар әмгәкни тохтатмиди" дегән мавзуда бир сөрәтлик қисқа хәвәр елан қилди. Мәзкүр хәвәрдин ашкарилинишичә, ақсу вилайити ават наһийиси деһқанларниң қишлиқ арам вақтидин пайдилип уларни һашарға орунлаштуруватқан болуп, йеқинда бәш ериқ йезисидин деһқанлар мәзкүр йеза әтрапидики 6000 гектар кевәзликләргә су сиңмәс ериқ өстәң вә темитип суғуруш туруба қурулушлири үчүн 3250 адәм қетим һашарға орунлаштурулған. Шундақла даириләр деһқанларға қиш пәсли рәсмий кирип болғичә бу қурулушларни тамамлашни вәзипә қилған икән.
Мәзкүр учурға асасән ават наһийисигә қаратқан телефон зиярәтлиримиздин дәрвәқә деһқанларниң һашарға тутулуватқанлиқи мәлум болди.
Ават наһийисиниң мәлум йезилиқ һөкүмәт тармиқида йеңи хизмәткә чүшкән исмини ашкарилашни халимиған бир яш уйғур катип бу йезида давамлишиватқан һаша һәққидә соаллиримизға қисқичә җаваб бәрди.
Бәш ериқ йезисидин толуқ оттура мәктәпни пүттүрүп иш күтүватқан бир 18 яшлиқ уйғур йигит өзиниңму иккинчи түркүмдә һашарға тизимланғанлиқини билдүрди.
Биз ақсу ават наһийилик һөкүмәтниң бу қетим һашарға орунлаштурған деһқанларға қоманданлиқ қилиш мәркизигә телефон қилип қанчилик деһқанниң һашарға тутулғинини сориғинимизда, телефонни алған бир хитай нөвәтчи хадим, һашарниң давамлишиватқанлиқини ейтқан болсиму, өзиниң шәндуңдин бу наһийигә йеңи кәлгәнлики үчүн санлиқ мәлуматлардин толуқ хәвәрдар әмәсликини билдүрүп " ишқилип бу йәрдә уйғурлар хели җиқ" деди.
У бизниң немә үчүн хитай деһқанлар һашарға қатнашмиди? дәп сориған соалимизға, "улар анчә җиқ әмәс болсиму, асасән ашхана ачидиған, тиҗарәт қилидиғанлар " дәп җаваб бәрди.
Биз униңдин хитай һөкүмити уйғур елидә 2004 - йили һашани түгитимиз дегән вәдисигә хилап һалда йәнә нимишқа уйғурларни давамлиқ һашарға тутиду ?дәп соридуқ.Қоманданлиқ мәркизидики бу хитай " сиз америкидин телефон қиливатқан мухбир болғачқа мән қалаймиқан җаваб бәрсәм болмайду. Һашарға һәқиқәтән бир қисим адәм кәлди, әмма бу һашарға қандақ орунлаштуруватқанлиқини мәнму ениқ билмәймән. Шинҗаң алаһидә район болғачқа алаһидә орунлаштурушлар бар әмәсму" деди.
Бәзи уйғурларниң инкасиға қариғанда, деһқанлар уйғур нопусиниң %80 тин көпрәкини тәшкил қилидиған болуп, уларниң көп қисми асасән уйғур елиниң җәнубида олтурақлашқан, хитай даирилири уйғур деһқанлириниң қишлиқ арам мәзгиллиридә уларниң бирәр қалаймиқанчилиқ чиқиришиниң, тәшкиллик өктичи қанунсиз паалийәтләр билән шуғуллинип аталмиш шинҗаңниң муқимлиқиға тәсир йәткүзүшиниң алдини елиш үчүн, уларни қишлиқ арам вақтидиму сиясий өгиниш һәмдә һашарға охшаш әмгәкләр билән мәшғул қилип кәлмәктә.