Диярим вә сәлкин қатарлиқ уйғур тор бәтлириниң қурғучилири 'қара түрмиләр'дә тутуп турулмақта (2)
Мухбиримиз миһрибан
2009.12.11
2009.12.11

Рәсимни дилмурат пәрһат әпәнди пәминлигән.
Шундин кейин, уйғур тилидики 100 дин артуқ тор бекәтлири буйруқ билән тақилиш билән биллә, бу тор бәтләрниң қурғучилири вә башқурғучилири әһвал игиләш баһанисидә тутуп кетилгән иди.
Диярим тор бекитиниң чәтәлләрдики тор башқурғучилиридин бири болған дилмурат пәрһат әпәнди һазир әнгилийидә туруватқан болуп, у түнүгүн әркин асия радио истансиси уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, өзи ениқ билидиған кишиләрдин, иниси дилшат пәрһат; сәлкин тор бекитиниң қурғучиси нурәли; сәлкин ториниң тор башқурғучиси муһәммәт, диярим тор бетиниң хизмәтчиси обулқасим, диярим тор бетиниң халисанә башқурғучилиридин "музтағ", " лүкчәк"," янчуқчи" қатарлиқ тәхәллуси бар кишиләр; диярим тор бекити уюштурған паалийәтләргә халисанә риясәтчилик қилип беридиған, шинҗаң сәнәт институтиниң оқуғучилиридин хәйриниса вә халнур исимлик икки нәпәр қиз оқуғучи, һәм диярим ториға мақалә язидиған шинҗаң педагогика университетниң оқутқучиси әркин қатарлиқларниң һазирғичә хитайниң қара түрмилиридә һечқандақ тутуш буйруқи болмиған һаләттә, муддәтсиз тутуп турулуватқанлиқини баян қилған иди.
Дилмурат пәрһат әпәнди бүгүнки сөһбитимиздә диярим тор бетиниң қурулуш тарихи, тор бәтниң хизмәтчилири һәққидә тохталди. У йәнә диярим қатарлиқ уйғур тор бәтлириниң уйғур мәдәнийитини тәшвиқ қилишни өзиниң асаси вәзиписи қилған, җәмийәттә йетим - йесир, мейипләргә ярдәм қилишни асаси бурчи қилған болсиму, лекин бүгүнки күндә хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин төһмәт қилинип, тақиветилгәнликини баян қилип, хитай һөкүмитини әйиблиди.
Дилмурат әпәнди йәнә диярим тор бекитиниң башқурғучилириниң һәм бу тор бекитигә киргәнлики кишиләрниң һазир хәвп ичидә туруватқанлиқини баян қилип, хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләтлиригә мураҗиәт қилип, хәлқара җәмийәтниң бу ишқа җиддий қаришини, уларниң хитайға бесим ишлитип, бу кишиләрниң хитайниң адаләтсиз сотида сотлинип кетишиниң алдини елишқа ярдәм беришини мураҗиәт қилди.
Юқиридики аваз улинишидин, диярим тор бекитиниң қурғучиси дилшат пәрһатниң акиси дилмурат пәрһат билән елип барған сөһбәт хатирисиниң давамини аңлайсиләр.