Түркийидики уйғурлар муһсин язиҗиоғлу үчүн яш төкти

RFA Photo / Erkin Tarim
Уйғурлар муһсин язиҗиоғлуниң тунҗи қетим түрк парламентиға шәрқий түркистан мәсилисини елип киргән киши икәнликини шәрқий түркистан давасиниң йетим қалғанлиқини ейтишти.
Түркийә бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғлу түркийиниң қәһраман мараш вилайитидин тик учар айропиланға олтуруп йозгат вилайитигә кетиватқанда айропилан чүшүп кетип ғайип болған иди. Тағқа урулуп парчилинип кәткән тик учар айропиланниң йенидин 48 саәттин кейин, униң җәсити тепилған иди.
Бүгүн йәни 3 - айниң 31 - күни түркийә парламентидә дөләт мурасими өткүзүлди. Бу мурасимға түркийә реис җумһури абдуллаһ гүл, рәҗәп таййип әрдоған, түркийә армийиси баш шитаби башлиқи илкәр башбуғ, министирлар, парламент әзалири, уруғ - туғқанлири вәтәндашлардин болуп йүзмиңларчә киши

Бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғлиниң җиназә мурасимиға қәйсәри вә истанбулдин кәлгән көп санда уйғурларму қатнашти.
Әнқәрәниң әң чоң җамәси болған қоҗатәпә җамисидики җиназә намизиға йүзмиң әтрапида киши қатнашқан болуп мусин язиҗиоғлуниң табути үстигә түрк байриқи вә ай юлтузлуқ көк байрақ қоюлған. Биз қоҗатәпә мәқситидә бу мурасимға қатнишиватқан уйғурларға микрофонимизни узаттуқ.
Бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғлу әпәнди, 1954 - йили түркийиниң сивас вилайитиниң шарқишла йезисида дуняға кәлгән. Әнқәрә университетини пүттүргән муһсин язиҗиоғлу 1987 - йили милләтчи чалишма партийисидә сиясәткә башлиған болуп, 1993 - йилида бу партийидин айрилип бүйүк бирлик партийисини қурған. 1995 - Йилидики сайламда парламент әзаси болуп сайланған муһсин язиҗиоғлу, һазирму түркийә парламентида парламент әзаси болуп вәзипә өтәватқан иди.