2010‏-Йилида уйғур ели ичи‏-сиртида йүз бәргән уйғурларға мунасивәтлик зор вәқә һәм һадисиләр

Бу бир йил җәрянида уйғурларниң сиясий, иҗтимаий һаятиға мунасивәтлик қандақ зор муһим вәқәләрниң йүз бәргәнликини нөвәттә гүлчеһрә тәйярлиған программа арқилиқ әсләп өтәйли.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.12.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
5-Iyul-Urumqi-namayishidin-bir-korunush-305.jpg Сүрәт, үрүмчидә йүз бәргән 5 - ийул тенчлиқ намайишидин бир көрүнүш болуп, йаш уйғур оқуғучилириниң қуруқ қол шуар тавлап намайиш қиливатқан көрүнүши.
RFA Аңлиғучилири тәминлигән.
Радиомизға йолланған учурлардин мәлум болушичә, хитай мәркизи хәлқ радио истансиниң мухбири муһәммәтҗан абдулла "5-июл вәқәси" гә четилип 2009- йили 7- айниң оттурилири тутқун қилинған. Бу йил 4 ‏-айда үрүмчидә мәхпий сот ечилип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

10- Декабир уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә ханим бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати мурасимиға шәрәп меһмини сүпитидә қатнашти. 9-Декабир кәчтә, рабийә қадир ханим яң җйәнли башчилиқидики хитай демократчилири уюштурған мухбирларни күтүвелиш йиғинға қатнашти вә мухбирларниң соалиға җаваб бәрди.

Ақсу шәһири 5 ‏-башланғуч мәктәптә йүз бәргән қистаңчилиқтин дәссилиш вәқәсини ениқлаш җәрянида мәлум болушичә, бу мәктәпни әслидә, 15 йилниң алдида сәуди әрәбистандики мәрһум вәтәнпәрвәр уйғур байлиридин абдурахман һаҗи әпәнди салдурған., әйни чағда абдурахман һаҗи мәзкур мәктәп үчүн айриған пул толуқ ишлитилмигән. Пулниң қалған қисми даириләрниң чөнтикигә чүшүп кәткән. Буниң билән мәктәпниң су вә юнда турубилири қорулуши толуқ тамамланмиған. Бу әһвал ахири 29 ‏-ноябир күни оқуғучиларниң қистаңчилиқтин дәссилиш вәқәсигә сәвәб болған.

Мәркизи шветсийидики "викиликс" намлиқ тор бети өткән һәптә ахири ашкарилиған мәхпий һөҗҗәтләрниң ичидә уйғур вәзийити вә гуәнтанамодики уйғурларға даир мәлуматларму бар болуп, буларниң ичидики әң диққәт қозғайдиған нуқтиларниң бири, америка әлчиханисиниң 5"‏-июл вәқәси" гә мунасивәтлик йолланмиси болуп, мәзкур йолланмида 5"‏-июл вәқәси" ниң иран қатарлиқ ислам әллиридә хитайға қарши наразилиқ пәйда қилиш еһтимали барлиқи тәкитләнгәникән.

11-Ай ичидә, қәшқәр вилайити тәвәсидики йеңишәһәр наһийисиниң арал йезисида 6 нәпәр, йеңиериқ йезисида 2 нәпәр хитай көчмән өлтүрүлгән. 19 Киши вәқә гумандари дәп қарилип тутқун қилинған.

Хитай көчмәнниң өлтүрүлүш вәқәси йүз берип, қәшқәрдики хитай көчмәнлири вә даириләр арисида чоң сарасимә пәйда қилған иди.

11-Ай ичидә йәнә, хотәндә бир хитай әмәлдари вә бир қатнаш сақчиси уйғурлар тәрипидин өлтүрүлгән. Бу һәқтә елип барған тәкшүрүшлиримизгә қариғанда, вәқәдин хәвәрдар икәнликини илгири сүргән кишиләр бу вәқәниң икки күн илгири йүз бәргәнлики һәмдә вәқәгә четишлиқи илгири сүрүлгән икки уйғурниң қолға елинғанлиқини билдүрүшмәктә.

Хитай маарип министирлиқи уйғур ели маарип системисиға қаритилған алаһидә хизмәт гурупписи қуруп чиқти.
Шинхуа агентлиқида көрситишичә, мәзкур гуруппа уйғур елидә йолға қоюлуватқан "қош тил", кәспий вә алий маарипларға йөлиниш бәлгиләш, оқутуш программилирини түзүш қатарлиқларға мәсул болидикән.

Түркийидики уйғурлар арисида тонулған җамаәт әрбаби муһәммәд салиһ һаҗим 13-ноябир истанбул шәһиридә 87 йешида вапат болған. Муһәммәд салиһ һаҗим 1934-1937-йиллири мәмтили тәвпиқ әпәнди атушта ачқан йеңичә мәктәптә оқуған. Муһәммәд салиһ һаҗим 1944 - 1949 - йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийити мәзгилидә ғулҗида яшиған вә көплигән мәшһур тарихи шәхсләр билән учрашқан. Мәрһум муһәммәд салиһ һаҗим 1981 - йили түркийигә келип йәрләшкәндин буян, уйғурларниң һәр түрлүк паалийәтлиригә актип қатнишип, өзиниң тегишлик ролини җари қилдурған иди.

Бу айда йәнә, хитайниң нәнчаң шәһиридики лйәнтаң 1 - оттура мәктипидә қурулған "шинҗаң толуқ оттура синипи" дики уйғур қатарлиқ оқуғучилар өз тамиқида байқалған чошқа гөши сәвәблик ачлиқ елан қилған. Мунасивәтлик хадимлар ачлиқ елан қилиш вәқәсини рәт қилмиған болсиму, уйғур оқуғучиларниң тамиқиға чошқа гөши арилишип қелиш вәқәсини "пәқәт бир тасадипийлиқ", дәп көрсәтти. Мәзкур мәктәптики "шинҗаң синипи" 2008 - йили қурулған болуп, бу синипқа асаслиқи уйғур елиниң қизилсу қирғиз аптоном областидин кәлгән 300 дин артуқ қирғиз вә уйғур балилар оқумақта иди.
 
Хитай даирилири "қош тил маарипи сиясити" бойичә турпан вилайити тоқсун наһийисидики икки миңға йеқин уйғур оқутқучисидин 518 нәпәрни қисқартишни пилан қилған болсиму, наһийидики уйғур оқутқучиларниң наразилиқи вә бу учурни хәлқаралиқ ахбаратларға ашкарилиғанлиқи сәвәбидин, һөкүмәт мәзкур пиланидин вақтинчә ваз кечишкә мәҗбур болди.

Өктәбирдә түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давудоғлу қәшқәрдә зиярәттә болди. У қәшқәрдики зиярити давамида түркийиниң уйғурларға көңүл бөлидиғанлиқини билдүрди. Түркийә агентлиқлири бу һәқтики учурида әхмәт давудоғлуниң бу зиярәттин интайин һаяҗанланғанлиқини вә "биз һазир әҗдадлиримизниң маканлирини зиярәт қилмақтимиз" дегәнликини хәвәр қилди. Әхмәт давудоғлу уйғур диярини зиярәт қилған тунҗи түрк ташқи ишлар министири болуп, у, бу зияритиниң символлуқ әһмийәткә игә икәнликини ейтқан.
 
Хитай сақчи даирилири үрүмчидә пуқрачә кийингән сақчилар қошуни қуруп, бу йил 18 - өктәбирдин башлап кочида чарлашқа орунлаштурған. Бу хитай һөкүмитиниң "5 - июл вәқәси" дин кейин алған әң йеңи бихәтәрлик тәдбирлириниң бири дәп қаралмақта.

Норвегийидики террор гумандари рашидин мәмәт һуҗум нишаниниң хитай икәнликини билдүргән. Норвегийидә әлқаидә билән мунасивити бар дәп қарилип, тутуп турулуватқан уйғур гумандар рашидин мәмәт әсли пиландики һуҗум нишаниниң норвегийә пайтәхти ослодики хитай әлчиханиси икәнликини билдүргән. Рашидин сорақ давамида, әлқаидә тәшкилати билән болған мунасивитиниму рәт қилған.

Уйғур аптоном районидики хитай дөләт бихәтәрлик назарити җасуслуқ хадими ғәйрәт нурмәмәт, бу йил 1 - айда өйидә туюқсиз өлүп қалған. Униң сирлиқ өлүми чәтәлгә қечип чиққан йеқин ағинилиридин бириниң радиомизға ашкарилиши билән 10 айдин кейин паш болди. У "ғәйрәт хитай һөкүмити тәрипидин өлтүрүлди" дәп, ишинидиғанлиқини билдүрди. Ғәйрәт өлүп кетиштин илгири наһайити еғир роһий вә виҗданий бесимда қалғанлиқини, буниңға "5 - июл" да көргәнлири тәсир қилғанлиқини илгири сүргән икән.

Дуня уйғур қурултийи б д т ниң җәнвәдики мәркизидә вә явропа парламентида мәхсус вәкил турғузди. Тәйинләнгән икки алаһидә хадим, канада уйғур җәмийитиниң сабиқ рәис мәмәт тохти брюсселға, америка уйғур җәмийити хадимлиридин кәсий полиас ханим җәнвәгә тәйинләнгән.

Авғустта, хитайниң үрүмчидики җамаәт хәвпсизлик органлири, түркийигә оқушқа яки туғқан йоқлашқа бериш үчүн паспортқа илтимас қилған уйғурларға 'һазир аз санлиқ милләтләргә паспорт ишләш тохтитилди дегән. Әмма, сәвәби чөшәндүрүлмигән. Башқа җайлардин үрүмчигә келип паспортқа илтимас қиливатқан яки паспорт күтүп турған уйғурларға қәстән қийинчилиқ туғдуруватиду.

5 - Июл вәқәсидә тутқун қилинған уйғур яшлириниң туз шакарапи билән зәһәрләнгәнлики, радиомизға үрүмчидин учур йәткүзгән исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур сестра тәрипидин ашкариланди. Үрүмчидин чиққан бир қисим уйғурларниң билдүрүшичә, "5- июл" да тутулуп өлүп кәткән игә ‏- чақисиз җәсәтләр көйдүрүлгән. Уйғур елидики йәрлик даириләрдин игилигән мәлуматлардиму булар дәлилләнди.

19-Авғуст ақсу игәчи йезилиқ сақчиханиниң коча чарлаш әтрити һуҗумиға учриди. Һуҗумда 7 киши өлгән вә 14 киши яридар болған. Вәқә йезилиқ сақчиханидин 500 метир йирақлиқтики бир көврүктә йүз бәргән. Һуҗумға учриған чарлаш әтрити 15 кишидин тәркиб тапқан болуп, булардин 4 нәпири өлгән, қалғанлири яридар болған.

Дуня һунлириниң һәр йили өткүзидиған қәдимий мурасим паалийәтлири бу йил венгийиридә өткүзүлди. Қурултай паалийәтлири 2010 ‏- йил 8‏- айниң 6‏- 7‏- вә 8‏- күнлири будапешт шәһириниң бугаш дегән сәһрасида елип берилди. Уйғур вәкиллири бир қанчә йилдин буян давамлиқ түрдә һонлар қурултийиниң асаслиқ меһмини сүпитидә иштирак қилип кәлмәктә. Бу қетимму дуня уйғур қурултийи мәхсус өмәк тәшкилләп мәзкур қурултай паалийәтлиригә иштрак қилған.

Даңлиқ сәнәткар зунунқиз елахун 2010 йили 28 - июл кесәл сәвәби билән, 74 йешида үрүмчидә вапат болди. Мәрһум зунунқиз елахун сәһнә вә екранларда "меһрибан ана" образини тәбиий вә вайиға йәткүзүп яратқан, уйғур тиятир вә кино сәнити саһәсидики пешқәдәм устазлардин иди.

Хитай һөкүмити уйғур илидики 1016 җайда "қош тил" йәслиси қурушни башлиди. Хитай даирилири мәзкур қурулушқа бир милярд 600 милйон йүән аҗратқан.

5-Июл күни "5-июл үрүмчи вәқәси" ниң бир йиллиқи мунасивити билән дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар хитайға қарши наразилиқ намайиши уюштурди. 5- Июл америка пайтәхти вашингтондики намайишқа уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим өзи йетәкчилик қилди.

Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири иҗраийә комитети 6- июл доклат елан қилип, америка һөкүмитини 5 - июлдин кейин түрмигә ташланған уйғурларниң из-дерикини елишқа чақирди.

17 ‏- Июн италийә лука өлкисиниң парламенти уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимға "әркинлик мукапати" бәрди. Мукапатни рабийә қадир ханимниң кәнҗи қизи қеқинус сидиқ хеним рабийә ханимға вакалитән тапшуруп алди.

18 ‏- Июн рабийә қадир ханимни йәнә, италийиниң сочиәта либәра тәшкилати кишилик һоқуқ мукапати билән мукапатлиди.

Хитай мәркизи һөкүмитиниң “шинҗаң хизмәт йиғини” 17 ‏- май бейҗиңда ечилди. 3 Күн давам қилидиған йиғинниң биринчи күнидә уйғур райониниң йеңи партком секретари җаң чүншйән йиғинниң мәқсити һәққидә тохтилип "шинҗаңда әмәлийәткә уйғун тәрәққият йолини бәлгиләш, шинҗаңда узун мәзгилгичә муқимлиқни сақлаш вә шинҗаңниң иқтисадий тәрәққиятини башқа өлкиләргә йетиштүрүш” дәп көрсәткән.

Дәл шу пәйтләрдә, мәркизи франсийидики чеграсиз мухбирлар тәшкилати уйғур аптоном райониниң партком секретари җаң чүншәнгә қарита очуқ хәт елан қилди. Тәшкилат хетидә, уйғур елидә интернет қайта әслигә кәлтүрүлгән болсиму, интернетқа қаритилған чәклимини азайтиш керәкликини көрсәтти.

Америкидики көзгә көрүнгән уйғур тәтқиқатчиси гарднер бовиңдонниң “өз вәтинидә йәкләнгән уйғурлар” намлиқ китаби коломбийә нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди.

Коломбийә университети нәшрияти тарқатқан бу һәқтики учурида көрситишичә, китабта, уйғурларниң 1949 - йилидин буянқи қаршилиқ һәрикәтлири, дөләт һалқиған тәшкилатлири қатарлиқларниң сәвәблири вә тарихи арқа көрүнүшлиригә қарап чиқилған.

2010- Йили кириши билән хитай даирилири уйғур елини 16 йилдин бери сорап кәлгән ваң лечүәнни вәзиписидин қалдурғанлиқини елан қилди. Ваң лечүәнниң орниға хунән өлкисиниң партийә секретари җаң чүншйән сәпләнди.

Ваң лечүән 1994 - йили уйғур елигә баш секретар қилип тәйинләнгән. У вәзипә өтигән җәрянида уйғур елидә 1997 - йили бир қетим вә 2009 - йили бир қетим уйғурларниң һәр икки қетимқи намайишлирини һәрбий күч ишлитип қаттиқ бастуруп, көплигән уйғур яшлирини қара-қоюқ түрмигә ташлиған. Ваң лечүән бу нөвәт уйғур елидики вәзиписидин қалдурулғандин кейин, хитай мәркизий комитетиниң сиясий қанун комитетиға муавин секретар қилип йөткәлгән.

Хәлқарадики даңлиқ мәтбуатларниң 2009 - йиллиқ зор вәқәләрни рәткә тизишида, үрүмчидә йүз бәргән "5-июл вәқәси" алдинқи қатарда орун алған.
Җүмлидин, әнглийиниң б б с агентлиқиниң "2009 - йили йәр шари характерлик зор вәқәләр" тизимликидә "5-июл үрүмчи вәқәси" хәлқаралиқ тәсир қозғиған пәләстин - исраилийә тоқунуши, ирақтики зор партлаш вәқәси, пакистан ички уруши қатарлиқ хәлқаралиқ зор тәсиргә игә вәқәләр билән бир қатарда тизилған.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.