Шаршил алаһидә қоғдаш райони мәхпий ов мәйданиға айландурулмақта

Уйғур елидики дөләт дәриҗилик муһапизәт райони шаршилда, башқуруштики йочуқлардин пайдилинип саяһәт қилишқа, һәтта қиммәтлик явайи һайванатларни овлашқиму болидикән. Уйғур елидики мәлум саяһәт ширкити хадиминиң бу һәқтики мәлуматиға қариғанда, шаршилда һәтта йоқилиш гирдабиға берип қалған ейиқларни овлашқиму йол қоюлидикән.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.09.30
Bortaladiki-shamshil-tebi-qoghdash-rayoni-305 Сүрәт, бортала области алатав теғиниң җәнуби етикигә җайлашқан шаршил алаһидә қоғдаш районидин бир көрүнүш.
http://travel.xjnews.com Дин елинди.

Шаршил алаһидә муһапизәт райони, бортала области алатав теғиниң җәнуби етикигә җайлашқан Үч йүз йилдин артуқ инсан айиғи басмиған бир хилвәт гүзәл тәбиий макан. Әң егиз тағлири деңиз йүзидин 3670 метир егизликтә. Шаршилдики тағ - ойман, җира - яйлақ көл вә ериқ - шарқиратмилар бир биригә тәбиий гирәлишип аҗайип гүзәл мәнзирә һасил қилғандин башқа, бу йәнә алатав тағлиридики тәбиий екологийилик тәбиәт қоғдаш торини һасил қилған.

221 Хилдин артуқ кәм учрайдиған қиммәтлик учар қуш, һайванатлар, 1676 хил қиммәтлик тәбиий дәл - дәрәх вә өсүмлүкләр шаршил бағридин макан тутқан. Бу җайдин байқалған йилпиз, тағ текиси, арқар, қоңур ейиқ, қатарлиқ 35 хил һайванат хитайдики дөләт дәриҗилик алаһидә қоғдилидиған һайванатлар тизимликигә киргүзүлгән.

Шаршилға хитай мәркизи пәнләр академийисиниң експедитсийичилири тәрипидин "Адәм айиғи басмиған бирдин бир хилвәт макан вә аз учрайдиған тәбиий ген әвришкилири искилати" Дәп нам берилгән.

Бу йил - 7 айда, тәңри теғиниң муһитини қоғдашқа даир қанунларниң йүргүзүлүш әһвалини тәкшүрүш гурупписи, бөрталаға җайлашқан шаршил алаһидә муһапизәт райониға елип барған тәкшүрүши җәрянида шаршил муһапизәт райониғиму саяһәтчиләрниң қәдими йәткәнлики вә уларниң яйлақларда бәхираман һаҗәт қилип, булғанмиған пакиз қар сулиридин шәкилләнгән ериқларда кир ююп, халиған җайларға йемәк ичмәк әхләтлири вә химийилик турмуш буюмлирини қалдуруп, бу "гүзәлликтә тәңдиши йоқ хилвәт макан" ни булғашқа башлиғанлиқини көрүп, дәрһал һөкүмәткә доклат йоллап, "җиддий тәдбир қоллинип шаршилни қоғдашқа әһмийәт бәрмигәндә бу хилвәт маканниңму инсанларниң бузғунчилиқида әслигә кәлтүргүсиз вәйран қилинидиған" лиқини агаһландурған.

Хитайниң һөкүмәт торлирида, шаршилниң биринчидин дөләт дәриҗилик муһапизәт қилинидиған тәбиий район болғанлиқи, иккинчидин қазақистан билән уйғур елиниң чеграсида болғанлиқидин саяһәтчиликкә рәсмий ечилмайдиғанлиқи баян қилинған болсиму, йеқинқи йиллардин буян, һөкүмәтниң бу җайни қоғдашқа әһмийәт бәрмигәнлики вә мунасип қанун низамларниң иҗра қилинмиғанлиқи қатарлиқ сәвәбләрдин шаршил йәнила саяһәтчиләрниң йошурун йоллар билән кирип аяғ асти қилишиға учримақта икән.

Биз, шаршил муһапизәт райониниң нөвәттики қоғдилиш әһваллири һәққидә учур елиш үчүн, нурғун издәнгән болсақму, бөрталадики һөкүмәт вә муһит қоғдаш тармақлири билән алақилишалмидуқ.

Әмма, бортала областлиқ һөкүмәт башқурушидики саяһәт идарисиниң мулазимәт директори ли чиңхуаниң соаллиримизға бәргән җаваблиридин шаршилға саяһәтчиләрниң қандақ кириватқанлиқи вә бу хилвәт маканда сәйлә саяһәттин башқа йәнә, тәбиәткә қандақ зораванлиқ қиливатқанлиқлири ашкариланди.

Ли чиңхуа дин шаршил муһапизәт райониға саяһәткә барғили болидиған болмайдиғанлиқини сориғинимда, у җавабән, "шаршил әсли саяһәткә ечиветилгән әмәс, униң үстигә қазақистан билән чегрилинидиған район лекин бизниң аз сандики саяһәтчиләрни елип беришқа алаһидә йолимиз бар, мунасивәтлик даириләрдин беҗиришкә тегишлик рәсмийәтләрни өзимиз һәл қилимиз," деди.

Мән йәнә униңдин, саяһәткә ечилмиған районда саяһәтчиләрниң һаҗәт һәм әхләт мәсилилирини қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқини, у җайниң муһитиға қандақ капаләтлик қилғили болидиғанлиқини соридим.
 
Ли чиңхуа тәҗрибисини сөзләп "тоғра, һазирчә у җайда техи әхләтләрни бир тәрәп қилидиған саяһәттә мунасип әслиһәләр бәрпа қилинмиған, шуңа бәзиләр әхләтләрни ташлап қойған қисмән әһвалларму бар. Лекин, биз саяһәткә киргәнләрни әхләтлирини йиғип кетишни тәкитләймиз. Һазирчә у җай ечилмиғачқа, башқурулидиған хадим яки түзүмләрму бекитилмигән" дәп җавап бәрди.

Мән йәнә униңдин ичкириләп, "шаршилда бир нәччә күн турғили боламду? ов овлашқа боламду?" дәп соридим. У, иккиләнмәстинла "болиду" дәп җаваб бәрди.


‏Ли чиңхуа: қонушқа болиду, ов товлашқиму болиду, лекин, пул төләш керәк. У җайда қанчә күн саяһәттә болидиған болсиңиз; күнигә қарап пул алғандин башқа, буға, арқар вә ейиқ боламду немини атқан болсиңиз; шу сиз овлиған һайванға қарап пул төлисиңизла болди.

‏Мухбир: һәр қандақ һайванни атқили боламду?

‏Ли чиңхуа: болиду, етишқа рухсәт. Лекин олҗини пул төләп елип кетисиз.

Мухбир: әгәрдә дөләт дәриҗилик қоғдилидиған һайванларни өлтүрүп қоюп җазалинидиған иш болуп қалсичу?

‏Ли чиңхуа: биз бу җәһәттә барлиқ рәсмийәтләрни беҗирип тәйяр қилип беримиз мәсилә чиқмайду.

Мухбир: ундақта һөкүмәт тармиқидики саяһәт ширкитидин башқа саяһәт ширкәтлири бу хил рәсмийәтләрни беҗирәлмәмду?

‏Ли чиңхуа: бәзилирини беҗирәлмәйду, пәқәт бизниң йолимиз бар.

Ли чиңхуа тәкәббуранә күлди ....

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.