Хитай, ' үч хил күчләргә зәрбә бериш' намида бигунаһ уйғур яшлирини тутқун қилмақта

Йеқинда егилигән учурларға қариғанда, хитай һөкүмити уйғур елидә елип бериватқан " үч хил күчләргә зәрбә бериш һәрикити" җәрянида нурғунлиған бигунаһ уйғур яшлирини тутқун қилған.
Мухбиримиз йалқун
2008.12.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
qeshqer-saqchi-charlash-305 Радиомизға ианә қилинған бу сүрәттә, хитай қораллиқ сақчилириға қилинған һуҗум йүзбәргән қәшқәр шәһириниң али меһманханисиниң партилитиветилгән алди ишики алдида чарлаш елип бериватқан хитай сақчилири вә бир сайаһәтчиниң көрүнүши.
RFA Photo

Мәсилән, шаяр наһийисиниң йеңи мәһәллә йезисидинла 10 дин артуқ яшни тутқун қилған болуп, буларниң бирқисми йепиқ сот шәкли билән һөкүм елан қилинип, йәнә бирқисми һечқандақ сот тәртипи вә һөкүм елани болмиған һалда хитайниң қараңғу, зәй түрмилиридә ятмақта икән.

Бирқисим анализчиларниң билдүрүшичә, уйғур елидә миңға йеқин йеза болуп,һәр бир йезидин 10 әтрапида уйғур яш қолға елинған әһвалда һазир уйғур елидики хитай түрмилиридә 10 миңдин артуқ уйғур яшлириниң гунаһсиз йетиватқанлиқини тәхмин қилиш мумкин икән.

Шаяр наһийисидин тутқун қилинған бу яшларниң һәммиси деһқан балилири болуп, һалал ишләп, җан беқиш тирикчилики билән йүргәнләр икән. Булардин сәмәт давут, ясин қурбан, сулайман муравудунлар хитай һөкүмитиниң сот тармақлири тәрипидин ата - аниси вә уруқ - туғқанлири хәвәрсиз қалдурулған мәхпий сотта қарилинип, җазаға буйрулған, таһир илип,езиз кивер, сәмәт тохти, мамут әһмәт қатарлиқлар сот һөкүмини күтүп ятмақта икән.

Таһир илип кийим - кечәк дукинида мал сатқучи болуп ишләйдиған яш болуп, өйидә һезбу - тәһриргә мунасивәтлик китаб сақлиған дегән төһмәт билән тутқун қилинған.

Езиз кивер, сәмәт тохти, мамут әһмәт қатарлиқлар ата - анисиға ярдәмлишип деһқанчилиқ билән шуғуллинидиған яшлар болуп,хитай һөкүмити улардин тутқун қилишқа лайиқ җинайәт тапалмиғанлиқи үчүн гуманлиқ унсурлар дегән нам билән тутқун қилған.

Сәмәт давут ғулҗилиқ бир қизға өйлинип, шу йәрдә туруп қалған яшларниң бири болуп, юрти шаяр йеңи мәһәллидики ата - анисини йоқлиғили кәлгәндә тутқун қилинған вә ғулҗидики аялини шаярға чақиртип келип, ери билән мәҗбурий аҗраштурувәткән вә қамаққа һөкүм елан қилған.

Ясин қурбан һәққидә уни йеқиндин тонуйдиған тонушлиридин бири мәлумат берип мундақ дәйду: хитай һөкүмитиниң "үч хил күчләргә зәрбә бериш", " қаттиқ зәрбә бериш" қатарлиқ һәрикәтлири җәрянида он нәччә йилдин бири сансизлиған уйғур яшлири бигунаһ һалда тутқун қилинип, еғир җазаларға дуч кәлмәктә. Һәтта бәзилири сорақ вә түрмиләрдики қийин - қистақлар сәвәбидин вақитсиз һаятидин айрилмақта.

Хитай һөкүмитиниң бу қилмишлири хәлқарада паалийәт елип бериватқан һәр қайси инсан һәқлири тәшкилатлири вә уйғур тәшкилатлириниң қаттиқ тәнқидигә учрап келиватсиму, әмма хитай һөкүмити бу әйибләшләргә қарита изчил түрдә пассип бир инкаста болуп кәлмәктә.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.