Ху пиң: 'хитай һөкүмити елип бериватқан 4 ни ениқлаш уйғурларниң наразилиқини техиму күчәйтиши мумкин'

20 - Сентәбир күни үрүмчидә ечилған "төтни ениқлаш, төтни игиләш" тәҗрибилирини йәкүнләш йиғинида, уйғур аптоном районлуқ парткомниң тәшкилат бөлүм башлиқи хән йоң "асаси қатламға сиңип кирип, 4 ни ениқлашни йәниму күчәйтип, районниң узун муддәтлик әминликигә капаләтлик қилиш"ни тәләп қилған.
Мухбиримиз миһрибан
2010.09.22
Zhang-chunxian-Xinjiang-Uyghur-eli-partiye-sekritari-305 Җаң чүншәнниң уйғур елигә йеңидин партком секретари болуп тәйинлинип, лаостики мәлум бир министирлар йиғиниға қатнишиватқан көрүнүши. 2004-Йили 27-ноябир.
AFP Photo

Радиомиз зияритини қобул қилған уйғурлар бу һәрикәтниң уйғурларни нишан қилғанлиқини илгири сүрүп, өз наразилиқлирини ипадилигән иди. Бүгүн радиомиз зияритини қобул қилған сиясий анализчи ху пиң әпәнди "хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан бу хил кишилик һоқуқ таҗавузчилиқи, районда техиму көплигән наразилиқ һәрикәтлиригә от пилтиси болиду" деди.

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң орунлаштуруши билән 2010 - йили 6 - айниң ахиридин башлап, уйғур районидики кадирлардин сәйярә тәкшүрүш әтрити тәшкиллинип, пүткүл уйғур аптоном райони даирисидә кәң -көләмлик тәкшүрүш елип барған. Даириләр бу һәрикәткә "төтни билиш, төтни ениқлаш, төтни игиләш хизмити" дәп нам бәргән.

Икки һәптидин буян уйғурлардин игилигән инкаслардин бу һәрикәтниң уйғурларни нишан қилғанлиқи мәлум болди. Зияритимизни қобул қилған уйғурлар бу һәрикәтниң биваситә һалда уйғурларниң аилә тарихи, шу аилиниң сиясий арқа көрүнүши, иҗтимаий мунасивәт алақә даириси һәм аилә тапавити қатарлиқларға қаритилғанлиқини баян қилип, даириләрниң бу қилмишиға болған наразилиқлирини ипадилигән иди.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиму зияритимизни қобул қилип, "төтни ениқлаш, төтни игиләш" һәрикитиниң уйғурларға қаритилған йәнә бир қетимлиқ сиясий җәһәттики зәрбә бериш һәрикити икәнликини илгири сүрүп, хитай һөкүмитини уйғурларниң кишилик һәқ - һоқуқлирини дәпсәндә қилиш билән әйиблигән иди.

Хитайниң тәңритағ ториниң 20 - сентәбирдики хәвиридә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң тәшкилат бөлүм башлиқи хән йоңниң кадирлардин бу һәрикәт җәрянида "асаси қатламға сиңип кирип, 4 ни ениқлашни йәниму күчәйтип, районниң узун муддәтлик әминликигә капаләтлик қилиш"ни тәләп қилғанлиқи хәвәр қилинди.

Хәнйоң сөзидә, "төтни билиш, төтни ениқлаш, төтни игиләш хизмити" җәрянида, кадирлардин "һөддигә алған районларда архип турғузушниң үзүлүп қалмаслиқиға капаләтлик қилиш, тәкшүрүлмигән бирму мәһәллә, коча қалмаслиқ, тәкшүрүлмигән бирму нопус қалмаслиқ, һәммә адәм тәкшүрүшни қобул қилиш, нуқтилиқ һалда ақма нопуслар әһвалини игиләш, җәмийәт кәйпиятини омумйүзлүк игиләш, иҗтимаий кәйпиятқа болған башқурушни бошаштурмаслиқ, һәр вақит һәр заман муқимлиқ әһвалини игиләп, амма арисидики учурларни топлаш, шу күнлүк әһвалдики өзгиришни шу күни игиләп бир тәрәп қилиш, җайлардики мәсулийәт түзүмини күчәйтип, хизмәтни ахирғичә елип беришқа капаләтлик қилиш" ни тәләп қилған.

Хән йоң сөзидә бу һәрикәт җәрянида йәнә, "500 ни әмәлгә ашуруш" хизмитини, йәни "йүзлигән аилиләргә кириш, йүзлигән аилиләрниң әһвалини билиш, йүзлигән аилиләрни башқуруш, йүзлигән аилиләрниң әһвалини игиләш, йүзлигән аилиләрниң көңлини утуш" хизмитини омумйүзлүк әмәлгә ашурушни тәләп қилған.

Чәтәлләрдики хитай сиясий анализчилиридин, "бейҗиң баһари" журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмәт даирилири уйғур аптоном районида йүргүзүватқан бу һәрикәтниң, райондики уйғурларниң наразилиқини қозғап, техиму зор болған наразилиқ һәрикитиниң партлишиға сәвәб болидиғанлиқини илгири сүрди.

Ху пиң: "қараң компартийә бу земинни игиләп 61 йилдин кейинму, райондики милләтләргә дүшмән сүпитидә муамилә қиливатиду. Мана буниң өзила компартийиниң райондики һөкүмранлиқиниң мәғлуп болғанлиқини көрситип турупту. Улар елип бериватқан бу һәрикәт компартийиниң 'инақ җәмийәт бәрпа қилиш' шоариға қилинған қаттиқ мәсхирә дейишкә болиду. Улар һазир бу қилмишини пәрдазлап 'аммиға көңүл бөлүп, уларниң әһвалини игиләватимиз' дәп тәшвиқ қиливатиду. Лекин, кишиләрниң шәхсий турмушиға аит болған әһвалларни ениқлаш әмәлийәттә хәлқара қанунда кишиләрниң инсан һоқуқиға қилинған әң зор таҗавузчилиқ һесаблиниду. Компартийиниң бу хил таҗавузчилиқниң арқисида уларниң бу кишиләрни дүшмән дәп қараватқанлиқи ениқ көрүнүп турупту."

Ху пиң әпәнди йәнә ғәрб демократик дөләтлири билән хитайдики пуқраларниң кишилик һәқ - һоқуқлиридики зор пәрқни селиштуруп мундақ деди: "мән нюйоркта яшаватқинимға 20 йил болди. Бу йәрдики һөкүмәт хадимлири яки сақчилар бирму қетим өйүмгә келип әһвал игилигини йоқ. Чүнки, бу йәрдә һөкүмәт хәлқниң һәқ - һоқуқлирини қоғдайду, һечқачан пуқраларниң кишилик һәқ - һоқуқлирини дәпсәндә қилмайду. Мана бу демократийә, мана бу әркинлик."

Ху пиң әпәнди сөзини давамлаштуруп, "төтни ениқлаш, төтни игиләш" һәрикитидә йеза кадирлириға аманлиқ қоғдаш хадимлири һәмраһ қилинип, деһқанлар үстидин елип бериливатқан бу хил тәкшүрүшниң хәлқниң наразилиқини қозғап йәнә бир қетимлиқ техиму зор наразилиқ һәрикитиниң келип чиқишиға сәвәб болидиғанлиқини тәкитлиди.

"Мениңчә бу һәрикәт районға йеңидин тәйинләнгән әмәлдар җаң чүншйән тәкитләватқан 'юмшақ сиясәт арқилиқ районни идарә қилиш' шоариға пүтүнләй зит қилмиш. Буниң нәтиҗиси шәк - шүбһисиз һалда райондики уйғур қатарлиқ милләтләрниң қаршилиқ кәйпиятини техиму күчәйтиветиду. Чүнки, бу һәрикәтниң өзи толиму қәбиһ усулда елип бериливатиду. Бу һөкүмәт даирилириниң хәлқниң көңлини уталмиғанлиқиниң ипадиси. Чүнки, һөкүмәтниң өзигә шу нәрсә аянки, улар бу йәрдики хәлқни һәр вақит дүшмән дәп билиду.Шуңа улар хәлққә болған мудапиәни күчәйтиватиду. Һазир компартийиниң униңдин башқа амалиму қалмиди. Бу хил қилмиш муқәррәр һалда йәрлик хәлқниң һөкүмәткә болған наразилиқи һәм дүшмәнлишиш кәйпиятини күчәйтиветиду. Компартийә әлвәттә өз қилмишиға лайиқ җавабқа еришиду. Азрақла ғурури бар кишиләр һөкүмәтниң бу хил назарәт характерини алған тәкшүрүшкә нисбәтән наразилиқ кәйпиятида болуши муқәррәр."

Уйғур вәзийити көзәткүчилириниң қаришичә, уйғур райони хитай үчүн "мәңгү тинчимас земин" дәп қарилип келиватқан болуп, бу земиндики муқимлиқ әһвали, хитайни әң әнсиритиватқан мәсилиләрниң бири икән. Шуңа уйғур районида елип бериливатқан һәр қетимлиқ сиясий һәрикәт, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң өзиниң иқтисади тәрәққиятидики байлиқ мәнбәси болған бу земинниң мәңгүлүк әминликигә капаләтлик қилиш үчүн икән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.