Уйғурлар қурбан һейтни әндишә ичидә өткүзмәктә
Мухбиримиз әқидә
2010.11.17
2010.11.17
AFP Photo
Радиомизға бу һәқтә кәлгән инкаслар мунасивити билән, биз уйғур ели аһалисини телефун арқилиқ зиярәт қилдуқ.
Уйғур елида яшаватқан уйғурлар бу йил қурбан һейтни қандақ өткүзди? радиомизға кәлгән инкаслардин мәлум болушичә, қурбан һейт күни кочиларда қораллиқ хитай әскәрлириниң чарлаш - назарәт қилиш һәрикәтлири алаһидә күчәйтилгән болуп, һәтта уйғурлар мәсчитләргә берип, һейт намизини әркин оқуштин мәһрум қалдурулған. Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизи қурбан һейт мунасивити билән, уйғур илиниң вәзийитини көзитиш үчүн мәхсус тәкшүрүш елип берип, һейт җәрянида хитай һөкүмити иҗра қилған бир қатар сиясәтләр түпәйли уйғурларниң һейтни һейтттәк өткүзәлмигәнликини билдүрди.
Биз үмид агаһи әпәндиниң ейтқанлириға асасән, уйғур елиниң қәшқәрддики һейткар мәсчитигә телефун урдуқ. Зияритимизни қобул қилған һейткар мәсчитиниң хизмәтчиси, әркин аися радиосидин телефун урғанлиқимиздин хәвәрдар болғандин кейин, соаллиримизға көп еһтият билән җаваб бәрди.
Биз уйғур елиниң мәркизи үрүмчидики уйғурларниң һейтни қандақ өткүзгәнликини игиләш үчүн, икки аилигә телефун урдуқ.
Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң рәиси үмид агаһи әпәнди, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин кишиләрниң сүз қилиш әркинликиниң илгирикидин нәччә һәссә еғир дәриҗидә чәкләнгәнликини, болупму әркин асия радиосиға һечкимниң җүрәтлик һалда мәлумат берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Биз йәнә үрүмчидә туғулуп өскән бир қанчә уйғур билән биргә оқуп йеқин дост болуп өткән, алий мәктәпни йеңи пүтүргән бир хитай оқуғучини зиярәт қилдуқ. Зиярәт давамида бу хитай оқуғучи, " мән йәрлик шинҗаңлиқ, шуңа мән ичкирилик хәнзуларға қариғанда уйғурларни яхши чүшинимән, уларни өзәмгә йеқин дәп билимән," деди.
Әмма, өзини уйғурларға йеқин дәп тонуйдиған бу хитай оқуғучи бизниң уйғурларниң қурбан һейт байрамлириға охшаш диний өрп - адәтлиригә һөрмәт қиламсән ? дегән соалимизға җаваб берип, "мениңчә, уйғур, хәнзу дәп айрип кетишниң һаҗити йоқ. Биз һәммиимиз өзимизни бир җуңголуқ дәп һес қилсақ, "5 - июл" тоқунушиға охшаш зиддийәтләр садир болмиған болатти. Шуңа тәҗрибә - савақни йәкүнләп, милләт айримисини йоқитип бир җуңголуқ болуп яшисақ, қисқиси бир милләткә айлинип кәтсәк шу әң тоғра болиду" деди.
Үмид агаһи әпәнди, хитай һөкүмитиниң вә һәр бир хитай пуқрасиниң уйғурларниң миллий мәвҗутлиқиға қилчә һөрмәт қилмайдиғанлиқи һәққидә тохталди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.