Уйғур елидә һөкүмәт әмәлдари вә пуқраларниң чәтәл мухбирлириниң зияритини қобул қилишиға чәклимә қойди
Мухбиримиз әркин
2010.06.16
2010.06.16
RFA Photo
Даириләр бу бәлгилимә муқимлиқни сақлап, 5 - июлдики вәқәләрниң қайта йүз беришиниң алдини елиштики зөрүр тәдбир, дәп қарайдикән. Лекин паалийәтчи вә анализчилар бу бәлгилимини тәнқидләп, буниң сөз вә ипадә әркинликигә қилинған ашкара бузғунчилиқ икәнликини илгири сүрмәктә.
Уйғур аптоном райони даирилириниң йеқинда чүшүргән чәтәллик мухбирларниң зиярәт чәклимисини күчәйтиш тоғрисидики бәлгилимиси районда "шавгүән вәқәси" вә "5 - июл вәқәси"ниң һарписида йолға қоюлған бихәтәрлик тәдбирлириниң бир қисмидур. Бу бәлгилимидә чәтәллик мухбирлардин пуқра яки һөкүмәт әмәлдарлирини зиярәт қилиш үчүн тегишлик органларниң рухситини елиш тәләп қилинипла қалмай, чәтәллик мухбирларниң зияритини қобул қилиш, уларни синалғу вә рәсим билән тәминләш чәкләнгән.
Бу бәлгилимә уйғур аптоном райониниң җәмийәтни омумйүзлүк тәртипкә селиш ишханиси билән җ х назаритиниң йеқинда чақирилған бирләшмә йиғининиң қарариға асасән чиқирилған болуп, дуня уйғур қурултийи мәзкур бәлгилимидә һөкүмәт хадимлириниң, болупму миллий кадирлар вә уйғур аһалисиниң алаһидә агаһландурулғанлиқини, хилаплиқ қилғучиларниң қануний җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини билдүрди.
Лекин үрүмчи шәһиридики бир сақчихана йәрлик аммиға ахбарат чәклимиси қоюлғанлиқини, чәтәллик мухбирлардин зиярәт үчүн рухсәтнамә елиш тәләп қилинидиғанлиқини рәт қилған болсиму, лекин юқири дәриҗилик органниң тонуштуруш хетини әкәлсәк, зияритимизни қобул қилидиғанлиқини әскәртти.
Үрүмчи вейхуляң сақчиханисиниң бу хадими бу һәққидики соалимизға җаваб беришни рәт қилип, "биз телефон зиярити қобул қилмаймиз. Әгәр бизни зиярәт қилмақчи болсиңиз, шәһәрлик сақчиниң тонуштуруш хетини әкилишиңиз керәк.... Бизгә, сиз дегән бу уқтуруш кәлмиди. Сиз зиярәт қилмақчи болсиңиз, тонуштуруш хети әкилиң, боламду? биз телефонда зиярәт қобул қилмаймиз ..." Деди.
Хәвәрләргә қариғанда, йәрлик даириләр "шавгүән вәқәси"дә зиянкәшликкә учриған йопурға, мәкит вә тоққузақ наһийилиридики уйғур аилиләрни агаһландуруп, улардин чәтәллик мухбирларға баянат бәрмәсликни яки наһийилик җ х идариси вә партком тәшвиқат органлириниң орунлаштурушида елип беришини тәләп қилған.
Бәзи анализчиларниң қаришичә, хитай һөкүмити йәнила пуқраларда "5 - июл вәқәси"гә аит бәзи рәсим вә синалғулар бар дәп гуман қилиду. Бу бәлгилимә рәсим вә син алғуларниң хәлқара ахбарат вастилирида елан қилинип, дуняда хитайни қийин әһвалға чүшүрүп қоюшниң алдини елиш тиришчанлиқиниң бир қисими. Үмид агаһи бу қараштики дуня уйғур қурултийи тәтқиқатчилиридин биридур.
Дуня уйғур қурултийиниң әскәртишичә, даириләр үрүмчидики һәр қайси мәһәллә, аһалиләр қоруси вә туралғу биналарда көзитиш механизми қуруп чиққан болуп, чәтәллик мухбирларниң зияритини қобул қилған кишиләрни бина мәсули, мәһәллә комитети яки сақчиханиға мәлум қилиш тәләп қилинидикән. Лекин хитайниң мәзкур бәлгилимиси америкидики бәзи хитай вәзийәт анализчилириниң тәнқидигә учрап, бу түрлүк чәклимә пикир әркинликигә қилинған бузғунчилиқтур, дәп әйибләнди.
Америкидики хитай вәзийәт анализчиси яң лийүй әпәнди мухбиримизға сөһбәт елан қилип, " бу тоғра әмәс. Чүнки өз пикриңизни билдүрүш, чәтәл ахбарат вастилириниң зияритини қобул қилиш дегәнләр сизниң кишилик һоқуқиңиз, пикир әркинликиниң бир қисими. Бирәр ахбарат оргининиң зияритини қобул қилиш бу һәргиз җуңго компартийә һакимийитини ағдурушқа урунғанлиқ әмәс. Шуңа һәр бир җуңго пуқрасиниң җуңго һакимийитини зораван вастиларға тайинип ағдурушқа урунмисила, өз пикрини ипадиләш һоқуқи бар. Бу пикир әркинлики, буниң өзи кишилик һоқуқтур" дәп көрсәтти.
Хитай дөләт кабинети 2008 - йили 1 - айда йеңи бәлгилимә чиқирип, хитайдики чәтәллик мухбирлар һәр қандақ кишини йәрлик һөкүмәтләрниң рухситини алмай зиярәт қилалайдиғанлиқини елан қилған иди. Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати уйғур аптоном районида йолға қоюлған юқириқи бәлгилимә хитай дөләт кабинтиниң 2008 - йили чиқарған бәлгилимисигә хилап икәнликини билдүрди. Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң асия ишлар мәсули Vincent Brossel радиомизға бәргән бу һәқтики баянатида "шинҗаң" даирилириниң "5 - июл вәқәси"ниң һарписидики бу тәдбири дөләт кабинтиниң бәлгилимисигә хилап "еғир вәқәдур" дегән.
Америкидики вәзийәт анализчиси яң лийүй әпәнди бу һадисиләр аптоном районниң йеңи партком секретари җаң чүншйән вәзипигә олтурғандин кейин йүз бериватқанлиқини әскәртип, униң мәсилини һәл қилалайдиғанлиқиға гумани қарайдиғанлиқини билдүрди. Униң әскәртишичә, мәсилини һәл қилишниң йоли уйғурларниң һоқуқиға капаләтлик қилиштур.
У мундақ дәйду":җаң чүншйәнниң шинҗаңға келишидики асаслиқ вәзиписи иқтисадни тәрәққи қилдурушму яки аз санлиқларни контрол қилишни күчәйтишму ? шуңа мениңчә '5 - июл вәқәси'ниң бир йиллиқи йетип келиватиду. Җуңго компартийисиниң һазир қолланған һәрикити негизлик мәсилини һәл қилалмайду. Бу йәрдики негизлик мәсилә йәрлик хәлқниң, җүмлидин уйғурлар вә қазақларға техиму көп әркинлик, техиму көп демократийә вә техиму көп өз - өзини идарә қилиш һоқуқи бериштур. Әгәр сиз мәсилигә партийивилик нуқтиинәзиридин муамилә қилсиңиз, бу ишлар мәңгү һәл болмаслиқи мумкин. Әсли мән җаң чүншйән кәлсә бәзи өзгиришләр болиду, дәп ойлиған иди. Лекин һазирқи әһвалдин қариғанда, һечқандақ өзгириш болмиғандәк қилиду."
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.