Уйғур елидики тәңсизлик уйғурларни өз вәтинидин айрилишқа мәҗбур қилди

Хитай һөкүмитиниң " 5 - июл үрүмчи вәқәси" ни "чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң қутратқулуқ қилиши сәвәбидин йүз бәргән" дегән ялған тәшвиқатини, чәтәлләрдә муһаҗирәттә туруватқан уйғурлар инкар қилди.
Мухбиримиз миһрибан
2009.07.31
Urumchi-Dong-kowruk-mechit-305 9 - Ийул күни, хитай қораллиқ армийиси дөң көврүк турпан мичитини қамал қилип, уйғурларға җүмә намизи оқутмиған.
RFA Photo

"5 - Июл үрүмчи вәқәси" партлиғандин кейин, хитай бу вәқәни "чәтәлләрдики бөлгүнчи күчләр кәлтүрүп чиқарған бир қетимлиқ уруш, чеқиш һәрикити" дәп тәшвиқ қилиш билән биллә, 60 йилдин буян уйғурларға нисбәтән һәқиқий аптономийә сиясити йүргүзүлүватқанлиқини, уйғур хәлқиниң хитай компартийисиниң аз санлиқ милләтләргә қаратқан етибар бериш сияситидин бәһримән болуп, баяшат бәхтлик яшаватқанлиқини хәлқараға тәшвиқ қилмақта.

Уйғурлар һәқиқәтән хитай һөкүмити дәватқан алий аптономийә һоқуқидин бәһримән болуп, баяшат бәхтлик яшаватамду? уйғурлар өз вәтинидә қандақ муамилигә учраватиду ? хитай һөкүмитиниң түрлүк бесимлири сәвәблиридин чәтәлләрдә муһаҗирәттә яшашқа мәҗбур болған уйғурлар хитай һөкүмитиниң бу тәшвиқатиниң тамамән ойдурма икәнликини оттуриға қоюп, өз қарашлирини баян қилди.

Зияритимизни қобул қилған америкидики мутәллип әпәнди, хитай һөкүмитиниң "5 - июл үрүмчи вәқәси" ни чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириға артишиниң пүтүнләй бимәнилик икәнликини, хитай һөкүмитиниң бу 60 йилдин буян уйғурлар устидин йүргүзүватқан түрлүк бесимлири сәвәбидин бу вәқәниң келип чиққанлиқини баян қилди.

Мутәллип әпәнди өзиниң магистирлиқ оқушини тамамлиғандин кейин вәтәнгә қайтип кәтмәй, америкида қелишни қарар қилишиниң сәвәби һәққидә тохтилип, хитайниң уйғурлар устидин йүргүзүватқан қаттиқ қол сиясити сәвәбидин өзиниң ахири америкида қелишни қарар қилғанлиқини баян қилди.

Германийидә музика кәспидә магистирлиқ аспирантлиқини тамамлиған болсиму, әмма вәтәнгә кетиштин ваз кечип норвегийидә яшашни қарар қилған дилшат әпәнди өз қаришини баян қилди.

Илгири вәтәндә түрлүк бесимлар сәвәбидин, хизмәт тепиш пурситигә еришәлмәй, бейҗиңда чәтәл ширкәтлиридә ишләшкә мәҗбур болған һәм америкиға бир нәччә қетим кәлгәнлики сәвәбидин хитай һөкүмити тәрипидин тәқиб астиға елинип, ахири америкиға келишни қарар қилған адилә ханим зияритимизни қобул қилди.

Адилә ханим өзи һәм вәтәндики мәлум бир туғқининиң хизмәт издәш җәрянидики кәчүрмишини баян қилиш арқилиқ, өзиниң хитай һөкүмитини бу вәқәниң келип чиқишиға җавабкар болуши керәк дәп қарайдиғанлиқини тәкитлиди.

Хитай һөкүмити гәрчә өзиниң 60 йилдин буян уйғурлар устидин йүргүзүватқан қаттиқ қол сияситини йошуруп " уйғурлар хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләргә қаратқан етибар бериш сияситидин бәһримән болуп, бәхтлик яшаватиду " дәп тәшвиқат қиливатқан болсиму, һазир түрлүк бесимлар сәвәбидин чәтәлләрдә яшашқа мәҗбур болуватқан уйғурлар өз кәчүрмишлири арқилиқ хитайниң хәлқараға қаратқан алдамчилиқ тәшвиқатини ечип ташлимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.