Һәрбир уйғурниң әрзи бар, лекин уйғурниң әрзи ақмайду
2011.01.26

Бу, 61 йилдин буян хитайда тунҗи қетим дөләт әмәлдариниң әрздарлар зариға қулақ селиши болуп һесаблинидикән.
Бирақ, вен җябав йоқлиған бу әрздарлар арисида бирму уйғур көзгә челиқмиған яки бирму уйғурниң исми тилға елинмиған. Бейҗиңдики йүзлигән уйғур әрздарлири нәгә кәтти? р ф а ниң 25-январдики хәвиригә асасланғанда, һечкимгә дәрдини аңлиталмиған уйғур әрздарлар хитай һөкүмитидин үмидлирини үзүп, б д т ниң бейҗиңдики ишханиси алдиға топлинип, хитай үстидин шикайәт қилиш йолини талливалған.
Хитай ахбарат органлири 2009-йили ичидә уйғур вәтинидин 290 миң әрзийәт делосини тапшуруп алғанлиқини әскәрткән иди. Уйғурларниң бу әрз-шикайәтлириниң нәтиҗиси мәлум әмәс.
Германийә уйғур аяллар комитетиниң рәиси гүлнар ханим бирнәччә уйғурниң хитай пайтәхтидики әрз-шикайити билән уйғурлар мәсилисиниң һәл болмайдиғанлиқини, уйғурлар өзиниң һөр-азад бир вәтинигә еришмигүчә, уйғурниң дәрди түгимәйдиғанлиқини ейтти.
Германийидә яшаватқан уйғур зиялийси үмид агаһи әпәнди, " шәрқий түркистанда яшаватқан һәр бир уйғурниң әрзи бар, лекин уйғурниң әрзи ақмайду " деди. У сөзидә, уйғур вәтини хитай таҗавузиға учриғандин бери, уйғурларниң наһайити көп һәқ-һоқуқлиридин мәһрум қалғанлиқини тәкитлиди.
Уйғур тәтқиқат мәркизиниң рәиси үмид агаһи әпәнди йәнә, немә үчүн " һәрбир уйғурниң әрзи бар" дәйдиғанлиқини чүшәндүрүп өтти. У йәнә, уйғурларни әрздар бир милләткә айландуруп қойған күчниң хитай һөкүмити икәнликини тәкитлиди.
Шинхуа агентлиқиниң зор вәқә сүпитидә тәшвиқ қилған мәзкур хәвиридә көрситилишичә, хитай баш министири вен җябав хәлқ аммисиниң һөкүмәткә пикир-тәклип бериш қанилини кеңәйтиш, хәлқ аммисиға һөкүмәтни тәнқидләш һәм назарәт қилиш шараити яритип бериш, мәсулийәтчанлиқ билән амминиң қийинчилиқини, мәсилилирини һәл қилишни тәкитлигән.