Уйғур елидә әйдизниң алдини елиш йәниму хәтәрлик риқабәткә дуч кәлди
2011.12.01
Уйғур ели бойичә әйдиз билән юқумланғанларниң тәхминән сани 60 миңдин ашти, һазирғичә 14 вилайәт һәм шәһәр, 94 наһийә базар вә районниң һәммисидә әйдиз таралғанлиқи ениқланди. Уйғур аптоном районлуқ әйдиз тарқилишиниң алдини елиш комитетиниң тарқатқан учуриға қариғанда,үрүмчи, ғулҗа, қәшқәр, хотән, ақсу вә турпандики әйдиз юқумдарлири пүтүн уйғур елидики әйдиз юқумдарлириниң 91% көпрәкини тәшкил қилидикән. Әйдизниң адәттики кишиләр топи арисида җинсий мунасивәт билән тарқилиши йәнила җиддий болуп, 2010-йилиға қариғанда әйдиз юқумдарлириниң сани38.9%Өрлигән, ақма нопусларниң әйдиз тарқитишиниң алдини елиш ишлири йәнила қийин болмақта икән.
Кишини һәммидин әндишигә салидиғини, уйғур елидә әйдизни контрол қилишта илгири тилға елинип бақмиған йеңи мәсилиләрниң баш көтүрүши болуп, у болсиму уйғур елидә әйдиз тарқилиш вәзийитидә әң қийин болуватқан риқабәтлик мәсилә-әйдизниң бәччивазлар арқилиқ адәттики кишиләр, болупму яш әрләр арисида тарқилишқа башлиғанлиқидур.
Шинҗаң хәвәр торида бу һәқтә үрүмчи юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш мәркизиниң мудири руи бавлиңниң сөзидин нәқил елишиға қариғанда, “уйғур ели әйдиз урушида қатму қат йеңи риқабәтләргә дуч кәлди, йошурунуп ятқан қараңғу вә техиму хәтәрлик тәрәпләр өзини ашкарилимақта, мәркәз үрүмчидә, әйдиз юқумдарлири ичидә 15 яштин 39 яшқичә болған әр җинислиқлар асаслиқ орунни игиләйду. Һәр йили алий мәктәп оқуғучилириниң қенини тәкшүрүш җәрянида йошурун әйдизләр су йүзигә чиқмақта. 2010-Йилидики тәкшүрүшләрдин испатландики уйғур аптоном районида яш қиз-оғулларниң әйдиз билән юқумлиниши ашти, бәччивазлар һәрикәтлинидиған шәһәр, район вә наһийиләр 24 кә йәтти. Әйдизниң бәччивазлиқ җинсий паалийәтлири арқилиқ адәттики кишиләр топиға тарқиливатқанлиқи биз учраватқан әң қийин вә қорқунчлуқ бир мәсилә, чүнки улар кишиләрниң билип қелишидин қорқуп йошурун һәрикәт қилидиған болғачқа, кесәлни йошурсаң өлүм ашкара дегәндәк бу юқумлуқ кесәлләрни контрол қилишта әң қорқунчлуқ мәсилидур”
Биз уйғур елидә елип бериливатқан әйдиз тарқилишиниң алдини елиш ишлирида йеңидин баш көтүргән бу риқабәтлик мәсилиләрдә уйғурларниң қандақ мәсилиләргә йолуқуватқанлиқи һәққидә йәниму тәпсилий мәлумат елиш үчүн уйғур аптоном районлуқ сәһийә назаритиниң әйдиз тарқилишиниң алдини елиш бөлүминиң мәсуллиридин дилшат билән алақиләштуқ.
Уйғур елидә хәлқниң болупму деһқанларниң әйдиз билимлири һәққидики чүшәнчисиниң қайси дәриҗидә икәнликигә хотәнлик бу деһқанниң җаваблири купайә болса керәк: бу деһқан гәрчә әйдизниң нашаян иш вә нашаян кишиләрдин юқидиған юқумлуқ кесәл дәп билсиму униң алдини қандақ елиш һәққидә һечнемә билмәйдикән, әмма у бир нуқтини тоғра ейтти.
Деһқан: “һөкүмәт мушундақ нашаян ишларни елип баридиған җайлар вә адәмләрни тосиса, бу кесәлниң юқушини тосуп қалғили болармикин дәймина”
Биз йәнә әличи әйдизгә қарши туруш тәшвиқат вә мәслиһәт сораш мәркизи-ярип ториниң башқурғучиси әхмәт қурбан әпәнди билән алақиләштуқ, у гәрчә әйдизниң тарқилишини контрол қилишта бир қисим хизмәтләр ишлиниватқан болсиму әмма әмәлий һәрикәт қилидиғанларниң чәклик болуватқанлиқини билдүрди.
Охшаш җинслиқ муһәббәтләшкүчиләр, болупму бәччивазларниң уйғур елидики әйдиз тарқитиватқан йеңи бир актип кишиләр топиға айланғанлиқидәк бир йеши мәсилидә уйғурларниң қанчилик рол ойнаватқанлиқини сориғинимизда, әхмәт әпәнди “гәрчә бәччивазлиқ, охшаш җинслиқлар муһәббәтлишиш әһвали уйғурларда қисмән мәвҗут болсиму, уйғур елидә мәлум болғанларниң көп сандикиси йәнила хитайлар,уйғурлардики миллий вә диний әхлақ рамкилириниң бу хил чәктин ашқан әһвалниң у дәриҗидә кеңийишигә йол қоймайду дәп ойлаймән” деди.
Уйғур елидә әйдиз тарқалғиниға 15 йил болди, уйғур елидә әйдизниң алдини елишта ашкара нәрсә пәқәт һөкүмәт тәшвиқати әмма, әйдиз тәшвиқатниң әмәлий нәтиҗиси-йошурун
Хәлқниң әйдизгә болған тонушиниң зади қанчилик икәнлики-йошурун
Әйдизләр сани-мәвһум
Әйдиз юқумдарлириниң милләтләр нисбити- йошурун
Юқуш йоллири-йошурун
Келиш мәнбәси-намәлум
Әйдиз болғанларниң сақлиқ вә турмуш әһвали-намәлум
Әйдиз болған балилар әһвали-намәлум
Әйдиз болғанларниң һәқ һоқуқини қоғдаш, көңүл бөлүш вә давалаш-нисби, йетәрлик әмәс
Әйдиз болғанларни тәртиплик қанунлуқ башқуруш-бу һәқтики низам йеңидин мақулланди
Әйдизниң юқуш вәзийити омумий җәһәттин йәнила намәлум, һалбуки ашкарилиниватқан нуқтилар уйғур елидә әйдиз юқум вәзийитиниң хитай мәтбуатлирида көрситилгәндин вә кишиләрниң қиясидинму хәтәрлик икәнликидин сигнал бәрмәктә.