Қәшқәр йезилирида кәң көләмлик һашар йәнә башланди


2008.03.20

Йапонийилик бир мухбирниң қәшқәр зийаритидин кейин, Youtube та елан қилған, уйғур диханлириниң хитайниң баҗ - селиқиға қилған налилири әкис әттүрүлгән син - алғусидин  тартилған сүрәт.
Қәриздар диһқанларниң қәриз тизимлитиш дәптири. Youtube Дин елинди. Source: Youtube

Қәшқәр һөкүмәт ториниң һәр қайси наһийиләргә аит хәвәрлиридин ашкарилинишичә, мушу айниң 10 - күнлиридин башлап қәшқәр дияриниң һәр қайси йезилирида кәң көләмлик һашар әмгики қайта башланған болуп, йезиларда бу һашар "дәрәх тикип орман бәрпа қилиш мәҗбурийәт әмгики" вә яки "су иншаати қурулуши халисанә әмгики " дегән намлар билән деһқанларниң зиммисигә артилған болса, " лей фиңдин өгиниш һәрикити" намида һәтта мәктәп оқуғучилири - оқутқучилириму охшимиған әмгәкләргә һәқсиз, мәҗбурий һалда селинмақта икән.

" Җәнубларда һашар һечқачан түгимәйду"

Поскам наһийисиниң учур торидин ашкара болушичә, 12 - март көчәт тикиш күни баһанисида, наһийилик партком вә һөкүмәтниң орунлаштуруши билән гүлбағ кәнтидә 3000 киши көчәт тикишкә қатнашқан. Ақтам кәнтидә мәктәп балилиридин тартип лей феңдин өгиниш һәрикити баһанисида йеза вә кәнт һөкүмәт қоролирини сүпүрүп тазилаш әмгәклиригә селинған.

Шуниңдәк, йеңи шәһәр наһийиси йеңишәһәр йезисидики 1000 дин артуқ деһқан 16 - март күни көчәт тикиш мәҗбурийәт әмгикини әмди түгәткән болса, 19‏ - марттин башлап мәзкүр наһийиниң һәр қайси йезилиридики уйғур деһқанлар бу йиллиқ су сиңмәс өстәң ясаш су иншаати қурулуш әмгики үчүн һашарға тутулушқа башлиған.

Һашар үстидики диһқанлар мухбирларға шикайәт қилмақта. Youtube Дин елинди. Source: Youtube

Биз мәзкүр учурларға асасән йеңишәһәр наһийиси япчин кәнтлик һөкүмәт ишханисиға телефон қилип, деһқанларниң қандақ һашарға селиниватқанлиқини игилидуқ, бир кәнт кадири зияритимиз қобул қилип "җәнубларда һашар һечқачан түгимәйду" деди.

Биз йәнә, әтиязлиқ териқчилиқ билән тәң кәлгән һашарға мәҗбурлиниватқан деһқанларниң әһвалини игиләш үчүн йезилардики уйғур деһқанлиридин мәлумат елишқа тириштуқ,телефон зияритимизни қобул қилғанларниң ичидә поскам наһийисидики бир деһқан аял билән һашарниң деһқанларға елип келиватқан бесимлири һәққидә сөһбәтләштуқ.

Һашар әмгәклири деһқанларға җисманий йүк вә иқтисадй бесим болмақта

Бәзи уйғур деһқанлириниң инкас қилишичә нәччә он йилдин буян давам қилип келиватқан һашар әмгикиниң йеқинқи йиллардин буян исми өзгәртилип мәҗбурийәт әмгики, халисанә әмгәк дәп атиливатқан болсиму, һәр қандақ шәкилдә елип бериливатқан һашарларда деһқанлар һәқсиз ишлигәндин башқа, йол һәм күндилик тамақлириниң чиқиминиму өзлири чиқириватқан болуп,тохтимай давам қиливатқан һашар әмгәклири деһқанларға җисманий йүк болупла қалмай йәнә, еғир иқтисадй бесим болмақта.

Һашар әмгики, һәқсиз шундақла мәҗбурлаш характерини алған болғачқа, инсан һәқлири вә әмгәк қанунлириға хилап һәрикәт болуш билән йәнә,өз нөвитидә хитайниң әмгәк қануниғиму хилап болған қилмиш.

Гәрчә хитай даирилири 2004 - йили уйғур елидә деһқанлар зиммисидики һашар әмгикиниң 2005 - йилиниң ахирғичә пүтүнләй бикар қилинидиғанлиқини елан қилған болсиму, әмма хәвәрләрдин ашкариланғинидәк шундақла уйғур деһқанлиридин радиомизға кәлгән инкаслардин, дуняниң башқа һечқандақ җайида мәвҗут болмиған һәқсиз һашар әмгики, уйғур елидә болупму, уйғур деһқанлириниң нопуси асаси нисбәтни игиләйдиған қәшқәр, хотән, ақсу қатарлиқ җайларда йәнила еғир дәриҗидә мәвҗут болуп, изчил давамлашмақта. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.