Уйғур һәйити түркийиниң “дуня бултәни” тор бекитиниң мәркизини зиярәт қилди
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.12.29
2011.12.29
![uyghur-heyiti-Dunya-bultenini-ziyaet-qildi-305.jpg uyghur-heyiti-Dunya-bultenini-ziyaet-qildi-305.jpg](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/uyghur-heyiti-12292011145259.html/uyghur-heyiti-Dunya-bultenini-ziyaet-qildi-305.jpg/@@images/92ca5500-3a8c-4a12-b7cd-23875417c1f0.jpeg)
RFA/Arslan
2011-Йили 12-айниң 29-күни “дуня бултәни” тор бекитиниң башлиқи акиф әмри уйғур һәйитини ишханисида қизғин күтүвалди. Уйғур һәйәт акиф әмри әпәндигә “дуня бултәни” тор бекитиниң уйғурларға көңүл бөлүватқанлиқи вә уйғур вәзийити тоғрисида көпләп учур тарқитип келиватқанлиқи үчүн тәшәккүр ейтидиғанлиқини билдүрди. Мәзкур тор бекити әрәб тили, инглиз тили вә түрк тили қатарлиқ үч тилда тез учур тарқитиватқан тор бекәт болуп, йеқиндин буян уйғурлар тоғрисида көпләп учур тарқатмақта.
Һамут көктүрк башчилиқидики 5 кишилик һәйәт акиф әмригә уйғур допписи вә сүрәт һәдийә қилди. 2011-Йили 29-декабир, түркийә.
RFA/Arslan
Зиярәт җәрянида һамутхан көктүрк вә тәләт өзтүрк қатарлиқ уйғур һәйәт акиф әмри әпәндигә уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида мәлумат бәрди вә акиф әмри әпәндигә уйғур допписи һәм қәшқәр һейтгаһ мәсчитиниң рамкиға елинған чоң һәҗимлик сүритини һәдийә қилди. Тәләт өзтүрк, өткән һәптә қәшқәрдә от қуюп көйдүрүп ташланған нәччә йүз йиллиқ тарихқа игә ханиқаниң варислиридин бири болуп, у акиф әмригә бу һәқтә “дуня бултәни” учур тарқитип кишиләрниң диққитини бу вәқәгә тартқанлиқи үчүн алаһидә тәшәккүр ейтти.
Дуня учурлири учур мәҗмуәси “дуня бултәни” тор бекити йеқиндин буян зиярәтчилири әң көп болған вә етиварлиқ учур тор бекәтлириниң бири болуп, дуняниң һәр қайси җайлиридин кишиләр мәзкур тор бекәтни зиярәт қилидикән. Акиф әмри әпәнди уйғурларниң вәзийитини йеқиндин билидиған вә көп йиллардин буян уйғурлар тоғрисида көпләп мақалә язған журналисттур. У илгири “қанал 7 телевизийиси” ниң мудири болуп хизмәт қилған, һазир “йеңи шәпәқ” гезитидә қошумчә мақалә йезип елан қилип кәлмәктә.
Биз йәнә “дуня бултәни” тор бекитиниң мәркизини зиярәт қилған уйғур һәйитидин һамут көктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
![akif-Emrige-uyghur-doppa-385.jpg akif-Emrige-uyghur-doppa-385.jpg](https://www.rfa.org/uyghur/xewerler/tepsili_xewer/uyghur-heyiti-12292011145259.html/akif-Emrige-uyghur-doppa-385.jpg/@@images/3af3ff5a-38ec-4d9f-87cd-d2c8cc85789c.jpeg)