Хитай уйғур ели чегрисиниң муқимлиқини сақлашта қандақ ички - ташқи йеңи вәзийәткә дуч кәлмәктә?

Хитай даирилириниң үрүмчидә - 31 март ачқан - 5 нөвәтлик шинҗаң чегра мудапиә хизмәт йиғинида, хитай компартийиси мәркизи комитети, дөләт ишлар кабинети вә мәркизий һәрбий комитетиниң йеңи вәзийәттә чегра мудапиә хизмитини күчәйтиш тоғрисидики йолйоруқлири бойичә уйғур елидики чегра мудапиә хизмити орунлаштурулған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.04.02
xitay-herbiy-urumchi-kocha-charlash-305.jpg Шәһәр кочилирида чарлап йүргән қораллиқ күчләр. 2010-Йили 5-июл, үрүмчи.
AFP

Шуниң билән бир вақитта чегра район муқимлиқини қоғдашта һәр дәриҗилик йәрлик һөкүмәт вә парткомлар чегра мудапиә хизмитини бир түрлүк сиясий вәзипә қилиши, биңтуән, чегра мудапиә қисимлири, һәрбий вә сақчилар билән маслишип чегра мудапиә хизмитини күчәйтиш, иқтисадий қурулуш билән чегра мудапиә хизмитини бир туташ пиланлаш тәләп қилинған. Хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғур елиниң чегра мудапәсидә учраватқан ички - ташқи вәзийәт һәм риқабәтләр һәққидә уйғур паалийәтчилири өзлириниң мулаһизилирини оттуриға қойди. Буни мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиған программидин аңлайсиләр:

5 - Қетимлиқ чегра мудапиә хизмити йиғини, шәнбә күни үрүмчидә ечилди. Хитай ахбаратлириниң бу һәқтә тарқатқан хәвәрлиригә қариғанда, йиғинда хитай һөкүмити вә мәркизи һәрбий комитетиниң уйғур ели чегра мудапиәсигә мәсул тармақларға йеңи хизмәт вәзипилири орунлаштурулған.

Йиғинға уйғур аптоном районлуқ партком секретари җаң чүншән, рәис нур бәкри вә уйғур елидики хитай һәрбий район, биңтуән мәсуллири қатнашқандин башқа, ләнҗу һәрбий районниң муавин штаб башлиқи ваң җинго, дөләт чегра мудапиә ишханисиниң мудири, баш шитап уруш бөлүми чегра мудапиә идарисиниң башлиқи ма чиңлей қатарлиқларниңму қатнишип мәхсус сөз қилғанлиқи, хитайниң мәзкур йиғиниға адәттин ташқири җиддий муамилә қиливатқанлиқини көрситиду.

Җаң чөншән йиғинда сөз қилип, хитай мәркизи һөкүмитиниң “шинҗаңни әмин тапқузуп, шинҗаңни гүлләндүрүш, хәлқни бейитип, чегрини мустәһкәмләш” тин ибарәт истратегийилик орунлаштурушини қәтий изчиллаштуруш, чегра мудапиә қисми билән җамаәт хәвпсизлики чегра мудапиә тармақлирини асасий гәвдә қилған, биңтуән билән хәлқ әскәрлири зич маслашқан һәрбий, сақчи, әскәр, хәлқ төт тәрәп бир гәвдә қилинған бирләшмә мудапиә механизмини үзлүксиз мукәммәлтүрүшни вә бирликтә миллий бөлгүнчи күчләргә қәтий қарши туруп зәрбә беришни тәләп қилған.

Җаң чүншән йәнә вәзипигә мунасивәтлик даириләргә йеңи вәзийәттики вәзиписини ениқ тонуп, чегра мудапиәсини яхши ишләштәк тәхирсизликни вә бурч туйғусини күчәйтишни тәкитлигән.

Мәзкур йиғинда җаңчүншән вә башқа мунасивәтлик хитай рәһбәрлири уйғур елиниң йеңи вәзийәт, йеңи хрсқа дуч келиватқанлиқини арқа - арқидин тилға алған.

Уйғур вәзийитини көзәткүчиләрдин дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит хитай һөкүмитиниң йеқиндин буян уйғур елиниң чегра мудапиәсигә қарита тәхирсизлик, җиддийлик ипадилишигә сәвәб болған сиртқи вәзийәт һәққидә өзиниң мулаһизисини оттуриға қоюп, болупму оттура асия дөләтлиридики хәлқниң уйғурларға болған һесдашлиқиниң ешиши хитайни хатирҗәмсиз қилмақта дәйду.

Хитайниң ички җәһәттин йүзлиниватқан вәзийәт һәққидә тохталған дилшат ришит, хитайниң уйғур елида елип бериватқан аталмиш шинҗаңни тәрәққий қилдуруп хәлқни әмин тапқузуш сияситиниң әмәлийәттә уйғур хәлқиниң вә уйғур елигә илгири кәлгән хитай күчмәнләрниңму охшаш наразилиқини қозғаватқанлиқини, уйғур елиниң муқимлиқини сақлаштики бу йеңи риқабәт хитайда әндишә пәйда қиливатқанлиқини мулаһизә қилди :

Йиғинда тәкитләнгән нуқтилардин “чегра мудапиә қурулуши сүпитини вә сәвийисини үзлүксиз үстүрүш, болупму учурлаштурушниң ролини толуқ җари қилдуруп пән техника җәһәттин сәвийини күчәйтиш вә аммиви хизмәтни асасй линийә қилиш, иҗтимаий зидийәтләрни пәсәйтишни вә һәл қилишни муһим нуқта қилиш тәләп қилинған. Учурлаштуруш вә аммиви хизмәтни асас қилишқа әһмийәт бериш” тин ибарәт мәсилиләр дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитта қизиқиш қозғиған болуп, у, бу нуқтиларниң уйғур елидики чегра мудапиәсидики аҗиз нуқта вә хитай һөкүмитиниң әндишисини ашкарилап көрситип қойғанлиқини мулаһизә қилди:

Уйғур ели 8 дөләт билән чегрилиниду, қуруқлуқ чегра узунлиқи 5 миң 600 келомтирға йетиду, уйғур ели җуғрапийилик орни җәһәттиму, истратегийилик орун һесаблиниду. Шуңа хитай уйғур елини ғәрбкә ечиветиштики әң муһим дәрвазиси һәм муһим тосиқи дәп қарайду вә бу районниң чегра мудапиәсигә адәттики чегра мудапиә қиссмлиридин башқа, үч милйонға йеқин нопусқа игә алаһидә күч - биңтуәнни турғузған. Нөвәттә хитай һөкүмити уйғур елиниң чегра мудапиәсини күчәйтиш хизмитини чегра мудапиәгә мәсул тармақ вә биңтуән қисимлиридин башқа йәнә йәрликтики сақчи, партийә, һөкүмәтләргиму сиясий вәзипә сүпитидә йүклиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.