Уйғур елидики тинчсиз вәзийәт хитайниң райондики ширкәтлирини әндишигә салмақта
2012.10.12
Әмма уйғур елигә йәрләшкән хитай ширкәтлириму йеқиндин буян хитай ахбаратлириға баянат берип, һөкүмәт даирилирини хитай ширкәтлириниң бундин кейинки тәрәққияти үчүн, һөкүмәт даирилириниң алди билән районниң тинч, муқим вәзийитигә капаләтлик қилип,райондики йәрлик милләтләрниң турмушини яхшилиши, йәрлик милләтләрниң наразилиқи сәвәбидин йүз бериш еһтимали болған қаршилиқ һәрикәтлириниң алдини елиши керәкликини тәкитлигән. Хитай вәзийитини көзәткүчиләр бу һәқтә өз қаришини баян қилип, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин буян районда арқа - арқидин йүз бериватқан уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири райондики хитай ширкәтлириниму өз бихәтәрликидин әнсиритиватқанлиқини илгири сүрди.
Хитай радио ториниң хәвәр қилишичә, йеқинда хитай нефет гуруһиниң ақсудики нефит - химийә завутиниң қурулуш мурасимиға қатнашқан хитай нефит гуруһиниң баш дериктори җув җипиң сөз қилип,“хитай нефит ишләпчиқиришиниң асаси нуқтиси болған уйғур райони нефит ширкәтлириниң бундин кейинки тәрәққиятиға капаләтлик қилиш үчүн, һөкүмәт даирилириниң алди билән райондики нефит, тәбиий газ қатарлиқ ениргийә запаслириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилип, бу райондики милләтләрниң турмушини яхшилиши, милләтләр иттипақлиқиға капаләтлик қилип,йәрлик хәлқниң наразилиқи сәвәбидин йүз бериш еһтимали болған қаршилиқ һәрикәтлириниң алдини елиши керәк”ликини тәкитлигән.
Хитай радио ториниң 9 - өктәбирдики хәвиридә дейилишичә,хитай мәркизи һөкүмити йеқинда уйғур аптоном район даирилиридин “мәркизи комитетиниң шинҗаңниң һалқима тәрәққияти вә узун муддәтлик әминликигә капаләтлик қилиш” намлиқ һөҗҗәтниң роһини уйғур аптоном районида әмәлийләштүрүшни,районда муқим, тинч вәзийәтни сақлап, уйғур елидики хитай ширкәтлириниң бхитәрликигә капаләтлик қилишни тәләп қилған.
Уйғур елидин радиомиз зияритини қобул қилған уйғурлар һәмдә чәтәлләрдики сияси анализчилар, нөвәттә хитай һөкүмәт даирилирила әмәс, бәлки хитай ширкәт хоҗайинлириниңму районда муқим вәзийәтни тәкитлиши, йеқинқи йиллардин буян уйғур елидә арқа - арқидин йүз бериватқан қаршилиқ һәрикәтлири сәвәбидин икәнликини илгири сүрди.
Уйғур елидин радиомиз зияритини қобул қилған бир пишқәдәм зиялий, өзи турған җайдики хитай ширкәтлириниң деһқан - чарвичиларниң йәрлирини игиливелиши, районда барғанчә көпийиватқан хитай көчмәнлири, еғир дәриҗидә вәйран қилиниватқан муһит қатарлиқ амилларниң йәрлик уйғурларниң наразилиқини барғанчә көчәйтиватқанлиқини, даириләрниң болса муқимлиқни тәкитләп,райондики сақчи әскәр вә һәр бир йеза - кәнт, мәһәллиләрдики һөкүмәт кадирлирини уйғурларни назарәт қилишқа қоюп, бу арқилиқ районда өзлири арзу қилған тинч - тәрәққият муһити яритишқа уруниватқанлиқини билдүрди.
Америкидики уйғур зиялийси сияси анализчи елшат әпәнди, хитай нефит гуруһиниң баш дериктори җу җипиңниң “нефит ишләпчиқиришиниң бихәтәрлики үчүн даириләрдин районниң муқим вәзийитигә капаләтлик қилиш вә йәрлик хәлқниң турмушини яхшилаш арқилиқ йүз бериш еһтимали болған қаршилиқ һәрикәтлириниң алдини елиш”ни тәләп қилишиниң сәвәби һәққидә өз қаришини баян қилип, 2009 - йилдики 5 - июл наразилиқ һәрикити вә униңдин кейин йүз бәргән хотән, қәшқәр,қағилиқ, корла қатарлиқ җайларда йүз бәргән уйғурларниң хитай сақчи - әскәрлири вә хитай пуқралириға һуҗум қилиш һәрикәтлириниң райондики таҗавузчи хитай һөкүмитинила әмәс, бәлки бу земиндики байлиқтин бәһримән болуватқан хитай ширкәтлири вә хитай пуқралириниму һәр вақит әндишә ичидә яшашқа мәҗбур қиливатқанлиқини билдүрди.
Тәйвәндики сияси анализчи лин бавхуа әпәндиму хитай даирилириниң уйғур елидә муқимлиқни тәкитлишиниң сәвәби һәққидә тохталди.
Лин бавхва әпәнди хитай ширкәтлири вә пуқралириниң өз бихәтәрликидин һәр вақит әндишә ичидә турушиға сәвәб болған әсли амилниң, башқиларниң земиниға таҗавуз қилип киргән һөкүмәт вә бу таҗавузчи һөкүмәтниң һимайиси астидики көчмәнләрниң өзигә тәвә болмиған бу земинда һәр вақит өз һаяти вә бихәтәрликидин әнсирәш ичидә яшайдиғанлиқи сәвәбидин икәнликини тәкитләп мундақ диди.
“уйғурларниң әһвалини мән һес қилалаймән. Болупму 5 - июл үрүмчи вәқәсидә хитайниң һөкүмәт ахбаратлири йәрлик уйғурларни хитай пуқралирини өлтүрди дәп хәвәр бәрди. Ундин кейинки бирқанчә қетимлиқ вәқәләрдә хитай пуқралири уйғурларниң һуҗумиға учриди. Хитай һөкүмити өз тәшвиқатлирида буни аз сандики бир қисим кишиләрниң тероррлуқ һәрикәтлири дәп хәвәр бәрди. Әмма бу әсли йәрлик уйғурларниң зиминиға таҗавуз қилип киргүчиләргә болған қаршилиқ һәрикәтлири. Чүнки1949 - йили хитай коммунист армийиси уйғурларниң земиниға бесип кирди. Уйғурлар хитайниң земиниға кәлгини йоқ. 60 Йилдин буян түркүм - түркүмләп хитай көчмәнлири бу земинға йәрләшмәктә. Әсли уйғурларға тәвә болған байлиқлар хитай коммунист дөлити вә бу һакимийәттин мәнпәәтдар болған хитай көчмәнлири арқилиқ игиливелинди. Районниң әсли игилири болған уйғурлар байлиқлиридин мәһрум қилинғандин башқа, бастурулушқа учраватиду, ассимилятсийә боливатиду. Бундақ болған икән, әлвәттә уйғурларниң хитай коммунист һөкүмитигә болған қаршилиқ һәрикәтлири тохтимайду. Өзлиригә тәвә болмиған байлиқларни игиливалған вә бу йәрдики хәлқниң тирикчилик муһитиниң тарийишиға сәвәбчи болуватқан хитай көчмәнлири тәбиий һалдила йәрлик уйғурларниң һуҗум нишаниға айлиниду. Әнә шундақ болғини үчүн, бу земиндики хитай һөкүмити террорлуққа зәрбә беришни баһанә қилип, уйғурларни бастурса, хитай ширкәтлири вә хитай пуқралири һәр вақит өз бихәтәрликидин әнсирәш ичидә яшайду”.
Мәлум болушичә, 2009 - йили үрүмчидә йүз бәргән 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин, 2010 - йили хитай мәркизи һөкүмити бейҗиңда “шинҗаңға ярдәм”намидики йиғин ечип, хитайниң 19 өлкә, шәһиридики хитай ширкәтлирини уйғур уйғур елигә мәбләғ селишқа орунлаштурған. Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, хитайниң 12 - бәш йиллиқ пилани мәзгилидә, хитайниң уйғур елидики ширкәтлири ичидә пәқәт хитай нефит гуруһиниң уйғур елигә салған мәблиғила 250 милярд сомға йетип,11 - бәш йиллиқ пилан мәзгилидикидин 20% ашқан. Уйғур елидики тинчсиз вәзийәткә қарита даириләр районда иқтисатни йүксәлдүрүш арқилиқ йәрлик хәлқниң турмушини яхшилашқа вәдә бәргән болсиму, әмма хитай ширкәтлириниң райондики йәрлик хәлқниң земинлирини“һалқима тәрәққият райони қуруш”намида игиливелиш вә хитай ширкәтлири билән бирликтә районға келип йәрлишиватқан йеңи хитай көчмәнлириниң көпийиши, хитай завут, ширкәтлириниң ишләпчиқириш җәрянида пәйда қилған керәксиз су һәм зәһәрлик газларниң уйғур ели муһитини еғир бузғунчилиққа учритиши қатарлиқ йеңидин барлиққа келиватқан бир қатар мәсилиләр райондики уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқләрниң наразилиқини күчәйтип, техиму көп қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришигә сәвәб болған.