Оғлиниң исмини уйғур қойған түрк ана билән сөһбәт
Мухбиримиз арслан
2010.11.18
2010.11.18

RFA Photo / Arslan
Түркләрниң азадлиқ урушлирида аяллар алаһидә рол ойниғанлиқи вә зәмбирәк оқлириини мурисидә тошуп алдинқи сәпкә елип бериш җәриянида шәһид болған вә қәһриманға айланған нурғун түрк аяллар тарих сәһиписигә йезилған, әнә шу түрк аялларниң қәһриманлирини һазирқи замандиму учриталаймиз.
5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргән әснада истанбулда бир оғул бала тоғулған болуп, бу бовақниң аниси оғлиға уйғур дәп исим қойған. Уйғур исимлик бу бала һазир бир яштин ашқан болуп, чирай шәкли пүтүнләй уйғурларниң чирайиға охшап кетидикән.
Биз бу һәқтә мәлумат елиш үчүн уйғур балиниң аниси сунай ханим билән сөһбәт елип бардуқ.
Оғлиға уйғур дәп исим қойған сунай исимлик аял алди билән өзини тонуштуруп мундақ деди: "мениң исмим сунай таһмас калиҗи, истанбулда туғулуп чоң болдум, түрк милләтчи аяллар тәрипидин қурулған, 'али турна аяллар җәмийити'ниң рәиси болуп хизмәт қиливатимән, йолдишим йүксәл калиҗи, истанбул өлкә уҗақлири җәмийитиниң сабиқ рәиси, өч пәрзәнтим бар, исимлири, айбүки, айбала вә әң кичикиниң исми уйғур."

Суал: һөрмәтлик сунай ханим, немә үчүн оғлиңизға уйғур дегән исимни қоюшни мувапиқ көрдиңиз ?
Җаваб: мән пәрзәнтимниң оғул туғулидиғанлиқини билгәндин кейин мувапиқ исим издәшкә башлидим, үзүн заман издинип оғлимизға мувапиқ бир исим тапалмидуқ. Әпсуслинарлиқ билән оғлум туғулуштин бир ай илгири йәни 2009 - йили 7 - айда шәрқий түркистанда уйғур түрклири үстидин қәтлиамлар елип берилди. Мән у мәзгилләрдә еғираяғ болғанлиқиниң ахирқи басқучлирида өйдә олтуруп давамлиқ телевзийә қаналларда вә компютерда интернет арқилиқ бу қәтлиамларниң давам қиливатқанлиқини көрдум вә йиғлидим. Шу вақитта оғлумниң исмини уйғур қуюш әқлимгә кәлди вә шундақ ойлидим. Худайим буйриса бир күни мениң оғлум чоң болиду, уйғур балиси болиду, исми вә җисми уйғур болуп яшайду вә шәрқий түркистанниң әркинлики үчүн ярдәм қилиду. Оғлум һаят яшиған заманларда, кишиләр униңдин немә үчүн исмиң уйғур дәп сориса, 2009 - йили 7 - айда қәтли қилинған уйғурларни кишиләргә аңлатсун вә у йәрдә шәһид болғанларни әслитиш үчүн анам исмимни уйғур қоюптикән десун дәп ойлап уйғур дегән исимни қойдум. Бу исим билән һәм шәһидләрни әслитиду, йүз бәргән қәтлиамларни оғлум һаятла болидикән оғлумниң исмини тилға алған һәр бир киши у қәтлиамни онутмайду. Шу сәвәбтин оғлумниң исмини уйғур қойдум. Худайим буйриса, чоң болғанда, түрк миллитигә пайдилиқ бир яш болуп йетишип чиқиду, өзи уйғур түркий болмиған болсиму, уйғурларниң бу миллий дәвасида, күрәшләргә башчилиқ қилиду. Мәнму шу күндә исмиға лайиқ уйғур оғлум билән өзәмни интайин бәхтлик һес қилимән.
Суал : һөрмәтлик сунайханим, сизниң уйғурларға демәкчи болған башқа сөзиңиз барму?
Җаваб: мән үчүн нәдә яшиған болсақ буниң һеч қандақ әһмийити юқ, мән истанбулда туғулдум, әмма мән үчүн шәрқий түркистанда тоғулған түркләр, керкүктә тоғулған түркләр, қарабағда тоғулған түркләр, пүткүл дунядики түркләр бир қериндаш. Уларниң қайғу - һәсрәтлири, бизниң қайғулиримиз, уларниң хушаллиқлири бизниң хушаллиқимиз, улар һәргизму өзиниң ялғуз әмәсликини билсун, бу йәрдә улар үчүн йиғлаватқан, улар үчүн дуа қиливатқан вә улар үчүн намайиш қиливатқан түркләр бар. Худайим буйриса улар қисқа заманда азадлиққа еришиду вә мустәқил бир түрк дөлити қуруп дунядики дөләтләр қатаридин орун алиду. Һаятла болидикәнмиз һәр заман уларниң йенида болимиз. Биздин кейин кәлгән әвладларға хитайниң елип барған зулум вә қәтлиамлирини аңлитишни давам қилимиз. Шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң йенида болуш биз үчүн шәрәп. Улар өзлирини ялғуз дәп һес қилмисун, бу йәрдә улардин нәччә миң километир узақлиқта уларни ойлайдиған, улар үчүн дуа қиливатқан түрк қериндашлири бар. Улар буни билсун вә уларға салам йоллаймән.
Биз йәнә бу уйғур исимлик балини зиярәт қилған дуня уйғур қурултейиниң муавин рәиси сийит тумтүркниң пикир қарашлирини алдуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.