"Уйғур җәмийити вә мән" (1)

Бир дөләт вә яки милләтниң даңдар кишилириниң, зиялийлириниң чәтәлләргә йүзлиниши әслидила мурәккәп бир мәсилә,гәрчә уйғурларниң чәтәлләргә йүзлиниши техи унчә көләм һасил қилалмиған нисбәтән йеңи бир һадисә һесаблансиму, һалбуки, йеқинқи йиллардин буян, болупму бултурқи - 5 июл вәқәсидин кейин чәтәлләргә қечип чиқиватқан уйғурларниң бир қәдәр көпийиши муназирә тәқәззасиға игә бир мәсилигә айланди. Бу мунасивәт билән "уйғур җәмийити вә мән" темисида радиомиздиму муназирә мәйдани һазирлидуқ.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.07.20

Нөвәттикидәк ечиветилгән бир дәвирдә, ихтисас игилириниң чәтәлләргә йөткилиши,интилиш һәмдә еһтияҗниң түрткисидә тәбиий һалда шәкилләнгән йәр шари характерлик бир иҗтимаий һадисә. "Дуня кичикләп кәткән"бүгүнки күндә әлвәттә уйғурларму йәр шари характерлик ихтисас игилириниң бу хил еқиш долқунға қетилди. Әмма, уйғурларниң бу долқунға қетилиши техиму мурәккәпликкә игә.

Болупму, - 5 июл вәқәсидин кейин, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясий бесими һәссиләп күчәйтилди, буниң билән амал издәп чәтәлләргә чиқиватқан вә шу арзудики уйғурларниң бирдинла пәвқуладдә көпәйгәнлики мәлум. Гәрчә уйғур җәмийитидә һәр саһәләрдики йетишкән шу милләт илғарлириниң, сәрхиллириниң чәтәлләргә йүзлинишини пәқәт "әркинлик үчүн" дәп бир сөзгә йиғинчақлиялмисақму, бу хил еқишниң пәқәт еһтияҗ яки һәвәстинла әмәслики, шундақла буниңда хитай һөкүмитиниң уйғурларға қоллиниливатқан сиясий, иқтисадий, диний бесимлириниң бәлгилик рол ойнаватқанлиқини инкар қилғили болмайду.

Әмма, уйғур җәмийитиниң тәрәққиятида ядролуқ рол ойнаватқан, уйғурларни аң җәһәттин йетәкләватқан бир қисим сәр хилларниң йеқинқи мәзгилдин буян " көңүл су ичмигәнликтин вәтәнни ташлап чиқип кетиш " һадисиси болса, вәтән ичи һәм сиртидики уйғурлар арисида муназирә долқуни һасил қилған бир җиддий мәсилигә айланди.

Мәзкур мәсилиниң һәр саһә кишилиридә өзгичә йәшмиси бар.

" Уйғур җәмийити вә мән " темисидики мулаһизә мәйданимизға аввал, түркийә иегә универстети профессори, доктор алимҗан инайәт әпәндини тәклип қилимиз:

Һөрмәтлик алимҗан әпәнди, уйғур зиялийлириниң, һәр саһәдә көзгә көрүнгән кишилириниң чәтәлләргә йүзлиниши уйғур җәмийитигә нисбәтән қандақ бир һадисә ?

Уйғурларниң ичидики бир қисим бу хил илғар кишиләрниң чәтәлләргә йүзлинишиниң уйғур җәмийитигә елип келидиған иҗабий һәм сәлбий тәсирлиригә қандақ қарайсиз?

Уйғур җәмийити вә мән темисидики мулаһизимиз давамлашмақта,әмди уйғурларниң қәлб сөзлирини,җәмийәткә, һөкүмәткә, сиясәткә болған наразилиқлирини күлдүргә етотлири арқилиқ сәһнигә чиқирип, юмурлуқ тили билән болмиғур һадисиләрни қамчилап бир мәһәл уйғурларниң көңлини утқан уйғур сөзмәнлиридин, нөвәттә германийидә һиҗрәттә яшаватқан уйғур паалийәтчиси аблимит турсун әпәндини тәклип қилимиз.

Қәдирлик радио аңлиғучилар, " уйғур җәмийити вә мән " темисидики мулаһизимизни бүгүн вақит мунасивити билән мушу йәрдә япмақчимиз, кейинки қетимлиқ аңлитишлиримизда йәнә мушу темида уюшайли.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.