"Уйғур җәмийити вә мән" (3)

5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай һөкүмитиниң уйғур елигә, болупму уйғурларға қаратқан қаттиқ бастуруши шундақла хитайлар билән уйғурлар оттурисидики етник зиддийәтниң өткүрлишишигә охшаш сәвәбләр түпәйли, уйғур дияри вәзийити һелиһәм җиддий һаләттә. Гәрчә толуқ статистика болмисиму, әмма йеңидин чәтәлләргә чиқиватқан уйғурларниң билдүрүшигә қариғанда, ушбу җиддий вәзийәттин қутулуш үчүн чәтәлләргә кетишкә урунуватқан һәм шундақ ойлаватқан кишиләр барғанчә көпәймәктә. Уйғурлардики мәҗбурлиниш сәвәблик бу хил чәтәлләргә еқиш мәсилисиниң уйғур җәмийитигә көрситидиған иҗабий һәмдә сәлбий тәсирлири уйғур зиялийлирини ойландурмақта.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.07.22

Салам һөрмәтлик радио аңлиғучилар, уйғур җәмийити вә мән темисидики мулаһизә мәйданимизға хуш кәлдиңлар, бүгүн бу мулаһизимизгә уйғур елиниң ичи һәмдә сиртидики тонулған уйғурлардин, уйғур хәлқигә шан - шәрәп һәм роһий илһамлар беғишлап келиватқан пәләк шаһи адил һошур әпәнди вә йәнә, мәйли ана юрти яки яқа әлләрдә болсун, тәпәккүр һәм қәлими билән хәлқигә хизмәт қилишни тохтатмай келиватқан уйғур қәләмкәшлиридин, түркийидә яшаватқан шаирә сейтниса лоқман ханим билән канадада истиқамәт қиливатқан шаир туйғунҗан абдувәлиләрни тәклип қилдуқ.

Алди билән камаләткә йәткән дарвазлиқ маһаритини көп қетим чәтәлләрдә намаян қилиш җәрянлирида чәтәлләрдә қелип раваҗлиниш,әтиварлиниш пурсәтлирини таллимай, йәнила ана макани һәм хәлқиниң қучиқиға қайтқан пәләк шаһи адилниң өзини юртиға бағлап турған сәвәблирини сорап көрәйли :

Әмди биз, қәләмгә алған һәр бир мисра, һәр бир сөзлиридә вәтән, хәлқигә болған сеғинишини ипадиләп, он йиллардин бери җисми түркийидә болсиму, роһи вәтинигә һәр секунт, һәр минут тәлпүнүп турған шаирә сейтниса лоқман ханимниң көңүл сөзлиригә ортақлишайли:

Сейитниса лоқманға охшаш хәлқни ойғитиш йолида вәтәндә изтирап чәккән, һазир болса чәтәлләрдә һиҗрәт чекиватқан уйғур язғучи, шаирлириниң көп қисми, қәләм һәм зеһни күчини чәтәлләрдә давам қиливатқан уйғур миллий һәрикитигә атиған. Канадада һиҗрәттә туруватқан туйғунҗан абдувәлиму шундақ шаирларниң бири, туйғунҗан, мәзкур мәсилигә сиз қандақ қарайсиз?

Мулаһизә мәйданимизда пикир баян қилған уйғур зиялийларниң ейтқанлиридәк, ихтисас игилириниң сиртларға еқиши һәм униң тәсирлири мәсилиси муназирә тәләп қилидиған, итайин көп тәрәплимиликкә игә бир мәсилә, уйғур җәмийитиниң бир әзаси болуш сүпити билән һәр бириңларда буниңға охшимиған көз қарашларниң болуши тәбиий. Шуңа уйғур җәмийити вә мән темисида һазирлиған мулаһизә мәйданимиз охшимиған пикирдикиләр үчүн даима очуқ. Һәмсөһбәттә болғанлиқиңларға рәһмәт.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.