5 - Июлда қолға елинип түрмидә өлгән игә - чақисиз мәһбусларниң җәсити көйдүрүлүватқанлиқи илгири сүрүлмәктә
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.06.24
2010.06.24
www.uyghuramerican.org Дин елинди.
Йеқинда уйғур елидин голландийигә чиқип орунлашқан исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур яшниң бәргән учуриға асасән уйғур елидики йәрлик даириләрдин игилигән мәлуматлардин, хитай даирилириниң 5 - июлда тутқун қилған уйғурларни қаттиқ қийин - қистаққа елип җисманий вә роһий җәһәтләрдин интайин зор зәхмигә учритиватқанлиқи, һәтта мәһбусларниң җәситиниму еғир шәртләр билән аилисигә қайтуруватқанлиқи, игә - чақисиз җинайәтчиләр җәситиниң болса, һәтта мусулманларниң етиқад, дәпнә адәтлиригә һәм инсан һәқлиригә хилап һалда көйдүрүлүватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Алдинқи программимизда, голландийидә панаһланған бир уйғур яшниң өз аилисидин үч кишиниң 5 - июл вәқәси җәрянида охшимиған дәриҗидә зиянкәшликкә учриғанлиқи һәққидә толуқ болмиған мәлуматларни аңлатқан идуқ шундақла бу учурларға асасән, үрүмчидики даириләргә қилған телефонимиздин хитай һөкүмитиниң 5 - июлдин кейин, "июл вәқәсигә четишлиқ җинайәтчиләрниң дәпнә ишлирини башқурушқа даир мәхсус бәлгилимә" чиқарғанлиқи, бу бәлгилимә бойичә, җәсәтни тапшурувелишқа җәсәтниң аилисидин бир нәпәр дөләт мәмурий хадими кепил болуп разилиқ һөҗҗитигә қол қоюш, әгәр мәмурий хадим болмиса, башқа аилә әзасидин бирини таки башқа қалаймиқан иш чиқмай, җәсәт йәрликигә қоюлуп болғичә түрмидә тутуп турулуш шәрти бойичә иҗра қилиниватқанлиқи мәлум болған иди.
Бүгүнки сөһбитимиздә, бизгә мәзкур мәсилиләр тоғрилиқ учур бәргән бу уйғур бизни йәнә техиму толуқ учурлар билән тәминлиди.
Биз мәзкур учурларға асасән һөкүмәтниң 5 - июл мәһбуслириниң дәпнә ишлирини башқуруш бәлгилимиси һәққидә, үрүмчи ғалибийәт йоли сақчиханисиға телефон қилған болсақму, сақчи зияритимизни қопаллиқ билән рәт қилди.
Биз үрүмчидики мәсчитләрниң 5 - июл вәқәсигә мунасивәтлик мейтларниң намизини чүшүрүш дәпнә ишлири һәққидә учур елиш үчүн, үрүмчидики мәлум мәсчиттә узун йилдин буян имам болуп ишләватқан бир һаҗимға телефон қилдуқ, бу кишиму 5 - июлға мунасивәтлик сиясий мәһбуслар һәққидә сориғинимизда интайин еһтиятчанлиқини ипадә қилди.
5 - Июл вәқәси мунасивити билән тутулуп түрмидә өлгән уйғурларниң игә - чақисиз қалған җәсәтлириниң көйдүрүп бир тәрәп қилиниватқанлиқидәк учур, аңлиған һәр қандақ кишиниң тенини шүркәндүрүдиған бир вәқә.
Биз бу һәқтә йәниму тоғра мәлумат елиш мәқситидә үрүмчи шәһиридики һөкүмәт тәрипидин қурулған дәпнә мулазимәт баш понкитиға телефон қилдуқ:
-- Бу дәпнә мулазимәт баш понкитиму ?
-- Һә шундақ.
-- Силәрниң бу йәрдә сиясий җинайәтчиләрниңму җәситини көйдүрүшкә боламду.
-- Болиду, болиду, у өлүп болдиму ?
Җәсәт бир тәрәп қилидиған орунниң күтүлмигән бу соалиға немә дәп җаваб беришни дәрһал аңқиралмидим.
-- Шундақ, ундақта, башқа аз санлиқ милләтләр, уйғур болсиму көйдүрәмсиләр ?
-- Аилидикилириниң мақуллуқи болса болиду.
-- 5 - Июлда кирип кәткән бәзи аз санлиқ милләт уйғур җинайәтчиләрниңму, бу йәрдә көйдүрүлгәнлири барму?
-- Уйғурлар ... Му бар, бир қәдәр аз.
-- Уларниң көйдүрүлүшидики сәвәб немә?
-- Уларниң җәситиниң көйдүрүлүшигә игә - чақисиз болуши сәвәб болғачқа башқилар дәпнә қилишқа ярдәмлишип әкәлгән болуши мумкин.
-- Сақчилар тәрипидин бивастә әкәлгәнләрму барму ?
У бизниң башқа соаллиримизни башлиқидин соришимизни өтүнүп телефонни понкит мәсулиға улап бәрди.
-- Мән 5 - июлға мунасивәтлик сиясий җинайәтчиләрниң җәсәтлирини қандақ бир тәрәп қиливатқанлиқиңларни соримақчи идим.
-- Ениқ билмәймиз, өзиңиз нәдин ?
-- Мән әркин асия радиосидин, йеқинда сиясий җинайәтчиләрниң мушу җайда көйдүрүлгәнликини аңлиған идуқ, қанчә кишиниң җәситини көйдүрдуңлар, уйғурлардин қанчиси бар ?
-- Буниң сиз билән немә алақиси ?
-- Соалимға җаваб берәләмсиз?
-- Башқа ишиңиз болмиса телефонни қоювәттим, мениң җаваб бәрмәслик һоқуқум бар.
.......
Радиомизға келиватқан инкаслардин 5 - июл вәқәси һәм униңдин кейинки тутқун қилишларда үрүмчи вә башқа җайларда нурғун яшларниң тутқун қилинғанлиқи һәмдә бәзилириниң һазирға қәдәр из - дерики болмиғанлиқи мәлум.
Хитай һөкүмити үрүмчидики тутқун һәрикитидә болса 5 - июл вәқәсидә асасән үрүмчигә уйғур елиниң җәнубидин ишләшкә кәлгән уйғурларниң асаслиқ рол ойниғанлиқини көрситип, үрүмчидә башқа йәрлик уйғурларни тазилаш һәрикити елип барған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.