Кәмбрич университетидики хәлқаралиқ йиғинда уйғур миллий кимлики һәққидә муһакимә елип берилди
2011.09.23
Әнглийә невскастлә университети оқутқучиси профессор доктор йоаннә смит финләй ханим риясәтчилик қилған йиғинида тәйвән чиңйүн университети оқутқучиси чйән йүши әпәнди “қәдимий қәшқәр шәһири вә уйғур кимлики” темисида, профессор доктор йоаннә смит финләй ханим “уйғур қизлириниң трагедийиси” темисида, доктор әркин әкрәм болса “уйғур миллий кимлики” темисида тәйярлиған илмий мақалисини оқуп өтти. Доктор әркин әкрәм әпәндиниң “уйғур миллий кимлики” мавзулуқ мақалиси кишиләрниң қаттиқ диққәт-етибарини қозғиди. У хитай мутәхәссисләрниң уйғур миллий кимлики һәққидә язған мақалилиридин пайдилинип язған мақалисидә, чәтәлдики уйғурларниң миллий кимлики һәққидиму тохталған. Униң йитишичә шәрқий түркистандики уйғур өсмүрләр башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәп мәзгилидә җуңхуа миллити кимликини қобул қилған болсиму, толуқ оттура мәктәптин башлап уйғур миллий кимликиниң күчийишкә башлиғанлиқини ейтти. Доктор әркин әкрәм әпәнди доклатиниң ахирида уйғурларниң миллий кимликини қоғдап қелишниң йоллириниму оттуриға қойған.
9-Айниң 20-күнидин 22-күнигичә әнглийиниң кәмбрич университетида давамлашқан 12-нөвәтлик оттура асия тәтқиқатлири илмий муһакимә йиғинида оттура асия түркий җумһурийәтлириниң тарихи, тил - әдәбияти, археологийиси, хәлқара мунасивити вә оттура асиядики мәсилиләр һәққидә көп санда илмий мақалә оқуп өтүлгәндин башқа, уйғурлар һәққидиму көп мақалә оқуп өтүлди. Йиғинға қатнашқан уйғур мутәхәссисләр дуняниң әң мәшһур билим юртлиридин бири болған кәмбрич университетида чақирилған бундақ бир чоң йиғинда шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә мәхсус муназирә елип беришниң интайин муһим тарихий әһмийәткә игә икәнликини ейтишти.