Уйғур кишилик һоқуқ программиси йеңи доклати арқилиқ хәлқара җәмийәтни уйғур мәдәнийитини қоғдап қелишқа чақирди
Мухбиримиз ирадә
2012.04.03
2012.04.03
AFP Photo
Хитай һөкүмитиниң қәдимий уйғур мәһәллирини чеқиш һәрикити һәққидә интайин әтраплиқ мәлумат берилгән “чәткә қеқилип яшаш - хитайниң уйғур мәһәллирини чеқиши” мавзулуқ мәзкур доклат дүшәнбә күни елан қилинди. 89 Бәттин тәркип тапқан бу доклат елан қилинғандин кейин бир қисим хәлқара мәтбуатларниңму диққитини алаһидә қозғап, доклат һәққидә мәхсус хәвәрләрни елан қилди.
Доклатта хитай һөкүмити уйғурларниң әң қәдимий тарихқа игә шәһири болған қәшқәр қәдимий шәһирини асас қилған һалда, уйғур аптоном райониниң башқа җайлиридики уйғурлар топлишип олтурақлашқан мәһәллиридиму охшашла чеқиш вә тарқақлаштуруш елип бериватқанлиқи һәққидә тәпсили мәлуматлар берилгән.
Доклатта ейтилишичә, хитай һөкүмити һазирғичә, қәшқәр қәдимий шәһәр районини чаққандин башқа йәнә үрүмчидики ташбулақ райони вә турпан, хотән, ғулҗа, қумул, ақсу, корла, қарамай һәм бөртала қатарлиқ шәһәрләрниң һәммисидә уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан мәһәллиләрдә чеқиш арқилиқ “қайта қуруш” елип барған. Буларниң ичидә әң еғири әлвәттә уйғур мәдәнийәт тарихиниң әң муһим намайәндилиридин бири болған қәшқәр қәдимий шәһәр райони болуп, 2009 - йилидин һазирғичә бу районниң 85 пирсәнти асасән бузғунчилиққа учрап болған.
Хитай һөкүмити қәшқәр қәдими шәһәр районини чеқиш - түзләш хизмитини хәлқараға “заманивилаштуруш қурулуши” ниң тәркиби қисми, шундақла уйғурларға “йәр тәврәшкә чидамлиқ өй селип бериш” қурулуши намлири астида елип барған иди. Әмма мәзкур доклат хитай һөкүмитиниң юқиридики тәшвиқатлирини қәтий рәт қилип, уйғур мәһәллиридә елип бериватқан бу қурулушларға хитай һөкүмитиниң уйғур миллий кимликини суслаштуруштин ибарәт сиясий пиланниң йошурунғанлиқини илгири сүриду.
Мәзкур доклатни тәйярлиғучиларниң бири, уйғур кишилик һоқуқ программисиниң дериктори алим сейитоф әпәнди бу һәқтә өз қаришини оттуриға қойди. У, доклатниң елан қилиниш мунасивити билән бизниң зияритимизни қобул қилип, доклат һәққидә тәпсили мәлумат бәрди. Мәзкур доклатта хитай һөкүмитиниң уйғур мәһәллирини бузуш һәрикитиниң уйғурларда пәйда қилған әкс тәсирлири үстидә алаһидә баян қилинған. Мәсилән доклатта дейилишичә, бу хил чеқиш һәрикити әслидә мәһәллиләрдә җамаәт болуп яшап кәлгән, сода - сетиқ вә шуниңдәк дини паалийәтлириниң һәммисини мәһәллиләр әтрапида, коллектип һалда давам қилип кәлгән уйғурларниң әнәниви турмуш адитини еғир дәриҗидә бузғунчилиққа учратқан. Шәһәр сиртидики егиз - игиз бинарларға тарқақлаштуруветилгән җамаәт әмди бирликтә мәсчиткә йиғилалмайдиған, өз - ара саламлишалмайдиған вә һәтта күндилик сода - сетиқиниму қилалмайдиған болуп қалған. Уйғур тиҗарәтчиләр кона херидарлиридин айрилип қалған. Мана мушуниңға охшаш нурғун амиллар мундақчә ейтқанда, уйғурларниң мәдәнийәт қурулмисиға, әнәниви турмуш адәтлиригә вәкиллик қилидиған амилларни бузғунчилиққа учратқан.
Доклат, дәл юқиридики амиллар түпәйлидин хитай һөкүмити уйғур районида елип бериватқан бу хил қурулушларниң маһийитиниң ичкири хитай өлкилиридә елип бериватқан қурулуш түрлиридин тамамән пәрқлинидиғанлиқини илгири сүриду. Алим сейтоф әпәнди мәзкур доклатниң дуня җамаәтчиликигә мана бу пәрқни чүшәндүрүштә, хитай һөкүмитиниң пәқәтла бир “ кона өй” ни әмәс, бәлки дуня мәдәнийәт тарихидики ярқин өрнәкләрни харап қиливатқанлиқини билдүрүштә муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.
Уйғур кишилик һоқуқ программиси тәйярлиған доклаттики муһим нуқтиларниң бири хәлқарадики башқа һөкүмәтләр вә органларға қилинған чақириқ болуп, униңда уйғур қәдимий өйлириниң бузғунчилиққа учраш әһвалиға көңүл бөлидиған дөләтләргә төвәндикидәк тәләпләр оттуриға қоюлған :
- Уйғур елиниң мәркизи үрүмчидә консулхан ечип, районниң кишилик һоқуқ вәзийитини йеқиндин көзитиш.
- Хитай һөкүмити билән болған учришишларда уларни мәдәнийәт мираслирини қоғдашқа алақидар маддиларға әмәл қилишқа қисташ.
- Хитай һөкүмити бу мәдәнийәт мираслирини вәйран қилип болуштин илгири һәрқайси дөләтләр парламентлирида хитай һөкүмитини қаттиқ тәнқид қилидиған күчлүк қарар мақуллап чиқиши вә хитайни бу һәрикитини дәрһал тохтитишқа бесим қилиш.
юқириқилардин сирт доклатта йәнә, һәрқайси дөләтләрниң хитай билән өткүзгән кишилик һоқуқ диалогида бу мәсилини хитайниң еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилик қилмишлирини иқтисадий сәвәбләргә қурбан қиливәтмигән асаста оттуриға қоюшиму тәләп қилинған.
Доклатта йәнә, хитай һөкүмитигиму уйғурларниң тарихи мираслириға игә чиқип, уни қоғдиши һәққидә бир қатар чақириқлар оттуриға қоюлған. Алим сейтоф әпәндиниң ейтишичә, доклатта мәдәнийәт мираслирини қандақ қоғдап қелиш, уларға қандақ муамилә қилиш мәсилисидә дунядики нурғун яхши өрнәкләр мисалға елинип, хитай һөкүмитини шу бойичә иш қилишқа чақирилған.