Әйҗишиң тәтқиқат орни “уйғурларниң қанун вә кишилик һоқуқ қолланмиси” ни елан қилди

Йеқинда бейҗиңдики әйҗишиң тәтқиқат орни уйғурларниң қанун еңини өстүрүш вә қанун арқилиқ өзини қоғдишиға ярдәм қилиш мәқиситдә “уйғурларниң қанун вә кишилик һоқуқ қолланмиси” намлиқ бир китабчә елан қилди.
Мухбиримиз ирадә
2012.09.07


45 Бәттин тәркиб тапқан бу китабчида уйғурларниң қанунға асасән өз һәқ - һоқуқлирини қоғдиши вә тәләп қилишиға пайдилиқ болған алақидар дөләтлик вә хәлқаралиқ қанун - маддилар берилгән.

Бейҗиң әйҗишиң тәтқиқат орни 2006 - йилидин бери уйғур әйдиз бимарлириға қилған ярдәмлири вә қануний һәқ - һоқуқ давалири билән уйғурлар арисида тонулған бир җәмийәттур. Улар бундин илгириму көп қетим ичкири хитай өлкилиридә туруватқан көчмә нопус уйғурларниң саламәтлик, олтурақлишиш вә башқа кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә мақалә, доклатларни елан қилған.

Әйҗишиң тәтқиқат орни мәзкур қолланминиң кириш сөзидә ичкири өлкиләрдә уйғурларни чәткә қақидиған әһвалларниң давамлиқ көрүлүватқанлиқини әскәртип, бу әһвалларниң уйғурларниң өз һәқ - һоқуқлири вә иззәт - һөрмитини алди билән мәвҗут қанунлар арқилиқ қоғдашни өгинишиниң муһимлиқини тонуп йетишигә сәвәб болғанлиқи, шу вәҗидин мәзкур қанун қолланмисини елан қилғанлиқини билдүргән.

Мәзкур қолланмиған бейҗиң әйҗишиң тәтқиқат орниниң башлиқи вәнйәнхәй әпәнди кириш сөз язған болуп, у кириш сөзидә мундақ дегән: хитайдики уйғурлар нурғун җәһәтләрдә кәмситишкә вә һақарәткә учрап кәлмәктә. Мәсилән, интернетләрдә уйғурлар һәққидә йезиливатқан сәлбий язмилар, сиясий җәһәттин уларни алвастилардәк көрситиш қилмишлири вә шундақла хизмәткә орунлишалмаслиқ, ятаққа орунлишалмаслиқ, туралғу өй сетивалалмаслиққа охшаш мәсилиләр һәммиси мана буларниң бир қисми. Лекин, уйғурларниң қанун арқилиқ өзини қоғдиғанлиқини йәнила асанлиқчә учратқили болмайду.

Вәнйәнхәй әпәнди кириш сөзидә өзи йолуққан бир қанчә мәсилиләрни оттуриға қойған болуп, у мундақ дегән: 4 йил илгири бейҗиң олимпики ечилиш һарписида мән бейҗиңдики бир меһманханиниң уйғурларни қобул қилмиғанлиқини көрдүм. Кейин мән сиясий мәркизимиз бейҗиңдин толиму узақта болған йүннән өлкисиниң геҗу шәһиригә зиярәткә берип, у йәрдиму охшаш әһвални учраттим. Меһманхана игиси меһманханида ятмақчи болған уйғурни өз кимлики билән тизимлиялмайдиғанлиқини, униңға бир хитайниң кимликини ишлитип туруп тизимлитиш керәкликини, болмиса сақчиларниң өзигә иш терип беридиғанлиқини ейтти.

Йәнә йеқинда, бейҗиңдики хәлқаралиқ даңлиқ кафехана болған “старбакс” та ишләш үчүн илтимас қилған бир яшниң уйғур болғанлиқи үчүн ишқа елинидиғанлиқидәк бир вәқәму тор бәтләрдә күчлүк инкас қозғиди. Мениң қаришимчә, уйғурлар вә яки башқичә қилип ейтқанда шинҗаңлиқлар ишқа орунлишишта мушундақ пәрқлиқ муамилигә учриғанда, хитайниң әмгәкчиләр қанунидики алақидар маддилар арқилиқ өзини қоғдиши керәк. Зиянкәшликкә учриғучи чоқум һөкүмәт органлириға әрз қилиши керәк. Охшаш вақитта, “старбакс” дегән мәркизи америкидики бир хәлқаралиқ ширкәт. Зиянкәшликкә учриғучи чоқум мәркизи ширкәткә хитайдики “старбакс” ширкитиниң миллий айримичилиқ қиливатқанлиқини инкас қилиши вә адвокат тәклип қилип, старбакс ширкитини әрз қилиши керәк.

Вәнйәнхәй әпәнди сөзидә хитайниң әмгәкчиләр қанунидики миллий айримичилиққа қарши туруш һәққидики маддиларни мисал кәлтүргән. Һәмдә уйғурларниң бирлишип хәлқара органларға қандақ қилип әрз сунуши керәклики һәққидә мисалларни көрсәткән.

Мәзкур қанун қолланмисиниң елан қилиниши көзәткүчиләрниң алқишиға еришти. Әмма улар буниң билән бир вақитта хитайда қанунниң иҗра қилиниш мәсилиси һәққидики муназирилирини оттуриға қойди. Америкидики елшат һәсән әпәнди мәзкур қолланминиң уйғурларниң қанун арқилиқ өзини қоғдаш еңини өстүрүштә бәлгилик үнүм яритидиғанлиқини ишинидиғанлиқини, шундақла юқирида вен йәнхәй әпәнди ейтқандәк алақидар орунларға әрз қилишниңму җамаәт пикри яритиш вә яки хәлқаралиқ бир пикир һасил қилишта пайдилиқ икәнликини билдүрди. Әмма елшат әпәнди әскәртип, дөләт қанун арқилиқ идарә қилинмайдиған бир дөләттә пуқраларниң қанун бойичә өзини қоғдишидин көп мәнпәәт чиқишиға ишәнмәйдиғанлиқини билдүрди.

Дөләтни қанун арқилиқ идарә қилиш - хитай һөкүмитигә қоюлуватқан әң муһим тәләп. Кишилик һоқуқ органлири хитай һөкүмитиниң өзи бекиткән қанунға өзи иҗра қилмаслиқи хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, аз санлиқ милләтләр һоқуқи вә башқа йәр - мүлк давалириға охшаш һәқ - тәләп давалириниң әң түпки сәвәби, дәп көрсәтмәктә.

Дөләтни қанун арқилиқ идарә қилиш хитай - америка кишилик һоқуқ сөһбитиниң әң муһим темилириниң бири. Бу йил 23 - ,24 - июл күнлири елип берилған америка - хитай 17 - қетимлиқ кишилик һоқуқ диалогидиму америка һәйити хитайдики пикир әркинлики, интернет әркинликини чәкләш, диний вә аз санлиқ милләтләр мәсилиси, әмгәкчиләр һоқуқи мәсилилирини оттуриға қойған вә хитай даирилиригә дөләтни қанун арқилиқ идарә қилишниң әһмийитини тәкитлигән иди.

Көзәткүчиләр хитай коммунист партийисиниң өз һакимийитини қоғдап қелиш үчүн хитайдики лю шявбо башлиқ нурғун өктичиләрниму түрмиләргә солап болғанлиқини ейтти.

Елшат һәсән әпәнди бу нуқтидин қариғанда, уйғурларға қаритилған сиясәтниң қанундин техиму чәтнәп кәткәнликини, уйғурлар үчүн қанундин сөз ечишниң техиму мумкин әмәсликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.