Уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси яврупа парламентида

5 - Июл үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ қирғинчилиқтин кейин, уйғурларниң телефон һәм интернет алақисиниң техичә әслигә кәлмигәнлики, уйғурларниң әң әқәлли кишилик һәқ - һоқуқи болған алақә әркинликини хитайниң һазирғичә дәпсәндә қилиши уйғурларниң гуманлирини ашуруп, барғансири үмидсизләндүрмәктә иди.
Мухбиримиз әкрәм
2010.01.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Rabiye-xanim-yawropa-Libo-Roucek-ependi-305.jpg Сүрәттә, рабийә ханим вә д у қ рәһбәрлири йаврупа парламентиниң муваин рәси либор роуҗәк билән биргә.
RFA Photo / Ekrem

Мушундақ бир пәйттә, яврупа парламенти тәрипидин хитайниң бу инсанийәтсизликини әйибләйдиған бир қанчә қарар қобул қилинди. Буларниң бири франсийиниң страсбург шәһиридә чақирилған яврупа парламентиниң омуми йиғинида қобул қилинған уйғурлар вә тибәтликләргә даир қарардин ибарәт.

Солана әпәндиниң хети

Д у қ баш шитабидикиләр яврупа иттипақиниң баш катипи вә ташқи ишлар министири солана әпәндидин бир хәт тапшуруп алған. Бу хәт, д у қ баш шитаби йеқинқи күнләрдә яврупа иттипақиға әза дөләтләр рәһбәрлири вә яврупа парламентидин тапшуруп алған җаваб хәтләр ичидики вәкил характерлик бир хәт болуп һесаблинидикән.

Солана әпәнди бу хәтни, д у қ тәрипидин қурултай рәиси рабийә ханим намида әвәтилгән хәткә җавабән шәхси намидин һәм яврупа бирликигә вәкалитән язған.

Яврупа бирлики уйғурлар мәсилисигә җиддий көңүл бөлмәктә

Д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди, яврупа иттипақиниң баш катипи вә ташқи ишлар министири солана әпәндиниң хетидә әкис әткән мәзмун тоғрилиқ қисқичә мәлумат бәрди.

Долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, яврупа иттипақиниң баш катипи вә ташқи ишлар министири солана әпәнди, өз хетидә яврупа иттипақиниң уйғурларға изчил көңүл бөлүп келиватқанлиқини, уйғурларниң яврупа иттипақидин үмидсизләнмәсликини тәкитлигән.

Хитай билән болған диалогда уйғурлар мәсилиси асасий тема

Солана әпәнди хетидә йәнә, яврупа иттипақи билән хитай оттурисидики кишилик һоқуқ сөһбитидә, уйғурларниң инсаний һәқ - һоқуқ мәсилисиниң интайин муһим бир тема икәнликини алаһидә әскәрткән вә келәр қетимлиқ хитай билән болған кишилик һоқуқ диалогида, уйғурлар мәсилисиниң асасий мәсилә сүпитидә тилға елинидиғанлиқини қәйт қилған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.