Кембриҗ университетидики хәлқаралиқ йиғинда шәрқий түркистан һәққидә дүгиләк үстәл йиғини өткүзүлди

Әнглийә кембриҗ университетида чақириливатқан 12-нөвәтлик оттура асия тәтқиқатлири илмий муһакимә йиғинида уйғурлар һәққидә дүгиләк үстәл йиғини билән “уйғур миллий кимлики” темисида мәхсус тармақ йиғин чақирилди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.09.22
kambrige-uniwersititi-sherqiy-turkistan-mesilisi-305.jpg Кембриҗ университетидики хәлқаралиқ йиғинда уйғурлар һәққидә нутуқ сөзлигәнләр. (Оңдин солға) др. Әркин әкрәм, др. İЛдико бәлләр һанн, др. Җоаннә н. Смитһ финләй, азиз әйса, İлһам мәһмут, чиән йүшиһ. 2011-Йили 22-сентәбир.
RFA/Erkin Tarim

Әнглийә невкастл университети оқутқучиси проф. Др. Йоаннә смит финләй ханим риясәтчилик қилған дүгиләк үстәл йиғинида хитайниң демократийилишиши мәсилиси билән шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә музакирә елип берилди. Йиғинда түркийә хаҗәттәпә университети оқутқучиси др. Әркин әкрәм әпәнди “хитайниң демократийилишиши” темисида, қәйсәр абдурусул, илһам мәхмут вә др. Әнвәр тохти қатарлиқлар болса хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити вә уйғур мәсилисини һәл қилишниң йоллири һәққидики көз қарашлирини баян қилип өтти. Дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйса әпәнди бу йиғинға көзәткүчи сүпитидә қатнашти вә қисқа сөз қилди.

Һазир әнглийә кембриҗ университетида давамлишиватқан 12-нөвәтлик оттура асия тәтқиқатлири йиғинида уйғурлар вә шәрқий түркистан һәққидә тәтқиқат елип бериватқан мутәхәссисләр шәрқий түркистандики уйғурларниң миллий кимлики һәққидә мәхсус йиғин чақирип уйғурларниң миллий кимлики һәққидики тәтқиқат мақалилирини оқуп өтти. Бүгүнки программимизда әнглийә кембриҗ университетида өткүзүлгән дүгиләк үстәл йиғини һәққидики тәпсилий мәлуматни аңлитимиз.

9-Айниң 20-күнидин 22-күнигичә кембриҗ университетида давамлашқан 12-нөвәтлик оттура асия тәтқиқатлири илмий муһакимә йиғинида оттура асия түркий җумһурийәтлириниң тарихи, тили әдәбияти, археологийиси, хәлқара мунасивити вә оттура асиядики мәсилиләр һәққидә көп санда илмий мақалә оқуп өтүлгәндин башқа дүгиләк үстәл йиғинлириму чақирилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.