Үрүмчидә уйғурлар олтурақлашқан мәһәллиләр чеқилмақта

Хитай һөкүмәт даирилири бултур қәшқәр шәһиридә, йәрлик уйғурларниң һәм хәлқара җәмийәтләрниң наразилиқиға қаримастин, "өйләр конирап кәтти, йәр тәврәшкә чидимайду" дегән сәвәбләр билән, уйғурлар зич олтурақлашқан қәшқәр конишәһәр районидики қәдимий өйләрни чаққан иди. Бу йил 7 - айда йәнә үрүмчи шәһиридики уйғурлар зич олтурақлашқан тәңритағ райони, сайбағ районидики уйғур мәһәллилири "су, ток, тәбиий газ әслиһәлири йүрүшләшмигән" дегән сәвәбләр билән чеқилип, бу җайлардики уйғурлар тарқақлаштурулған.
Мухбиримиз миһрибан
2010.07.07
urumqi-qurulush-305 Үрүмчидә уйғурлар топлушуп олтурақлашқан райунда чеқиливатқан бинадин бир көрүнүш
AFP Photo

Хитайниң шинхуа тор бетиниң 6 - июлдики хәвиридә дейилишичә, бу йил яз пәслидә уйғур аптоном райониниң мәркизи болған үрүмчи шәһириниң тәңритағ вә сайбағ районлирида, 5 йил ичидә тәхминән 30 милярд йүән мәбләғ селинип, райондики кона өйләрни чеқиш иши тамамлинип, бу җайлардики тәхминән 200 миң аһалиниң башқа җайларға көчүрүлүши пиланланған.

Хәвәрдә дейилишичә, тәңритағ районидики һазир хитайлар тәрипидин "хейҗиасән" дәп атилидиған илгири уйғурлар "ташбулақ" дәп атайдиған уйғурлар зич олтурақлашқан мәһәллидики 1500 аилә бу йил язда көчүрүлидикән. Сайбағ райониға қарашлиқ ямалиқ теғи районидики уйғурлар бултур яздин башлапла көчүрүлүшкә башлиған болуп, ямалиқ теғидики гүлистан мәһәллисидики уйғурларниң көпчилики бу йәрдин бир километир йирақлиқтики җайға көчүрүлүп вақитлиқ өйләргә олтурақлаштурулған.

Хәвәрдә дейилишичә ташбулақ йәни хейҗиасән районидики өйләрниң зор көпчилики 40 йилдин ашқан кона өйләр болуп, бу өйләрниң көпчиликидә йәрлик уйғурлар бирнәччә әвлад бир қоруда олтурақлашқан икән.

Хәвәрдә үрүмчидики уйғурлар зич олтурақлашқан мәһәллиләрдики өйләр чеқилип, райондики аһалиләрни башқа җайлардики бина өйләргә тарқақлаштуруп орунлаштуруштики сәвәб чүшәндүрүлүп, " бу мәһәллиләрдики өйләрниң зор көпчиликидә йүрүшләшкән ток, су, тәбиий газ турубилири болмиғини үчүн, һөкүмәт райондики уйғур қатарлиқ милләтләргә азадә турмуш муһити яритип бериш үчүн уларни бу хил әслиһәлири толуқ болған бина өйләргә көчүрмәктә. Буниңдин башқа ямалиқ теғи қатарлиқ җайлардики аһалиләр көчүрүлгәндин кейин бу җайларға көчәт тикилип шәһәр муһити гүзәлләштүрүлиду" дәп изаһланған.

Әмма нөвәттики уйғур вәзийитини һәм хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан сияситини йеқиндин көзитип келиватқан бир қисим кишиләр хитай һөкүмәт даирилириниң бултур қәшқәрдә, бу йил үрүмчидә елип бериватқан бу хил уйғурлар зич олтурақлашқан мәһәллиләрдики уйғурларни һәр хил баһаниләр билән көчүрүшидики асаси сәвәб, әмәлийәттә райондики йәрлик аһалә болған уйғурларни өз мәдәнийәт муһитидин айриветиш, уларни тарқақлаштуруш, бу җайларға көпләп хитай көчмәнлирини йөткәп келишкә пурсәт һазирлаш, бу арқилиқ районниң узун муддәтлик әминликигә капаләтлик қилиш үчүн икәнликини илгири сүрмәктә.

Америкидики пуқралар күчи тәшкилатиниң башлиқи яң җиәнли әпәнди һәм чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин, америкидики елшат һәсән әпәндиләр мушу хил қараштики кишиләр болуп, бүгүн улар радиомиз зияритини қобул қилип, өз қарашлириниң оттуриға қойди.

яң җиәнли әпәнди уйғур мәһәллилириниң чеқилиши һәққидики қарашлирини оттуриға қоюп мундақ деди.

"Хитай коммунист һөкүмитиниң әң қорқидиғини уйғурларниң өзигә хас миллий етиқади, миллий өрп - адитини сақлап қелиштин ибарәт миллий туйғусиниң күчийип кетиши. Бултур районда йүз бәргән " 5 - июл үрүмчи" вәқәси коммунист һөкүмәтниң бу хил әнсиришини техиму күчәйтивәтти. Хитай һөкүмити ашу хил топлишип олтурақлашқан уйғур мәһәллилирини бу хил миллий роһни йетилдүридиған, урғутидиған мәнбә дәп қаримақта. Шуңа бу 60 йилдин буян, районға көпләп хитай көчмәнлирини көчүрүп келип, уйғурларни өз земинидики аз санлиқ милләтләргә айландуруп қойди. Мана әмди уйғурлар зич олтурақлашқан районлардики уйғур мәһәллилирини чеқип, райондики уйғурларни тарқақлаштуруш, арқилиқ районда узун муддәтлик әминликини әмәлгә ашурмақчи болуватиду."

Елшат әпәнди сөзидә, хитай һөкүмитиниң уйғурлар зич олтурақлашқан җайларни чеқишиниң әмәлийәттә уйғурларниң мәдәнийитини суслаштуруш үчүн икәнликини илгири сүрди.

Елшат әпәнди йәнә хитай һөкүмитиниң бу сияситини исраилийиниң шәрқий йеруласалим районида әрәбләрни көчүрүш сиясити билән селиштуруп, буниң хитай һөкүмитиниң районда өз һакимийитини мустәһкәмләш үчүн қоллиниватқан тәдбири икәнликини илгири сүрди.

юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.