Уйғур мәшрәплириниң нөвәттики тәқдири

Мәшрәп бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мунасивәтлик тармақлири тәрипидин җиддий қоғдашқа еһтияҗлиқ ғәйри маддий мәдәнийәт мираслири тизимликигә рәсмий киргүзүлди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.11.24
uyghur-ussul-305.jpg 2007-Йили 23-май күни уйғур уссулчи қизлар хитайниң чеңду шәһиридә қойулған бир сәнәт көрикидә.
AFP

Толуқсиз мәлуматлардин, илгири юрт ‏- юртларда давамлишип кәлгән уйғур мәшрәп түрлириниң сани 100хилдин ашидиғанлиқи, заманимизға кәлгәндә болса, сиясий, иҗтимаий вә иқтисадий тосалғулар сәвәблик, аран 30 хилға йеқин мәшрәп сақлинип қалғанлиқи мәлум. Мәшрәп бу қетим б д т ниң мунасивәтлик тармақлири тәрипидин җиддий қоғдашқа еһтияҗлиқ ғәйри маддий мәдәнийәт мираслири тизимликигә рәсмий киргүзүлди. Уйғур хәлқи арисида юрт ‏- юртларда өзгичә услуп вә түрләр бойичә, узақ тарихий дәвирләрдин тартип давамлишип кәлгән мәшрәп қачандин башлап қандақ сәвәбләр түпәйли җиддий қоғдалмиса болмайдиған тәқдиргә дучар болди? хәлқ арисида сақлиниватқан мәшрәпләрниң вәзийити қандақ?

Мәшрәпниң хислити

Мәлум болғандәк, уйғур мәшрәплири нахша, музика, усул, хәлқ еғиз әдәбияти, миллий тәнтәрбийә вә хәлқниң өрп ‏- адәтлири бирләштүрүлгән аммиви паалийәт соруни болғачқа, у интайин универсаллиққа игә, болупму күчлүк аммиви характергә игә.

Ғулҗида "оттуз оғул", қомулда "көк мәшрипи", хотәндә "гулчай", қәшқәрдә "чайхана", чәрчәндә "топуқ", кучада" бағ ", кәлпиндә "одикам", йәркәндә "качуң", маралбешида "долан" дегәндәк уйғур мәшрәплири юрт -юртларда хәлқниң өз ‏- ара риштини бағлап, зоқландуруп өзигә мәһлия қилип кәлгән. Шуңиму уйғур мәшрәплири өзиниң юқириқидәк алаһидиликлири билән уйғурларниң узақ тарихи мусаписидә, мәйли қандақ динға етиқад қилмисун, мәйли қандақ сиясий дәврләрни баштин өткүзмисун вә мәйли қандақла тил ишләткән болмисун, уйғур хәлқиниң өрп ‏- адәт, мәниви турмуши, турмуш усули, әхлақ тәрбийисидә өзиниң муһим орнини сақлап әвладтин- әвладқа охшимиған шәкилләрдә тәбиий һалда давмлаштурулуп кәлгән.

Уйғур мәшрәплириниң хислитиниң чәксизликидин уйғур хәлқидә " балини мәшрәпкә бәр, андин кейин мәктәпкә бәр.." Дегән һекмәтләрму бар .Мәшрәпниң уйғурлар һаятидики орниға шаир турғун обулқасимниң уйғур мәшрәплиригә атап язған мухәммисиниң бир коблитини мисал елиш купайә қилиду :

Тәңдишиң аләмдә йоқ, шаһанә уйғур мәшрипи,
Мәрипәт дунясида йеганә уйғур мәшрипи,
Үлгә әҗдадтин, пузур яднамә уйғур мәшрипи,
Катта сир -һекмәткә бай әпсанә уйғур мәшрипи,
Миллитимниң тарихи-салнамә уйғур мәшрипи.

Мәшрәпниң вәзийити

Уйғур мәшрәплириниң уйғур елидики риал вәзийитини билиш үчүн йәнила уйғур хәлқигә мураҗәт қилишқа тоғра келиду, қени ундақта, мәшрәпниң һалини йәнила мәшрәп юртлиридин сорайли. Қәшқәрдики хәлқ мәшрипи давамлишип кәлгән юртлардин поскамға телефон улиғинимизда бир деһқан бу юртта деһқанларниң иқтисадий әһвалиниң начарлиқи, һашарға охша түрлүк бесимлар сәвәблик мәшрәпләрни бурунқидәк өткүзмәйдиған болуп қалғанлиқини билдүрди.

Долан мәшрипи юртлиридин мәкиткә телефон қилғинимизда, бир яш өзиниң әқлини тапқандин буян мәкит наһийисидә мәшрәп өткүзүлүп баққинини билмәйдиғанлиқини билдүрди.

"Бағ"мәшрәплири таза қизийдиған кучаниң қумбаш йезисиға телефон қилдуқ, 25 яшқа киргән бир уйғур қиз өзиниң мәшрәпкә қатнишип бақмиғанлиқини ейтти.

Шаярлиқ бир деһқан бу юрттиму 90 ‏- йиллардин кейин мәшрәпләрниң асасий җәһәттин йоқап кәткәнликини билдүрди.

Уйғур мәшрәплириниң юқириқидәк вәзийитини буниңдин йигирмә йиллар илгирила байқап издәнгән вә илмий тәтқиқатлар елип барған, буни қутқузуп қелиш һәққидә уйғур акадимиклири вә зиялийлириниң бешини бир йәргә йиғип бу һәқтә баш қатурушқа шундақла мунасип һәрикәт қоллинишқа башламчи болған, шундақла нөвәттикидәк б д т ға охшаш хәлқаралиқ органларниң мәшрәпни қоғдашқа мунасип қарар елишиниң асасини яратқан, милләт сөйәрләрдин, уйғур алим, тилшунас имин турсун әпәндигә телефон қилдуқ, әпсус у киши толиму яшинип қалған болғачқа, бу һәқтә чоңқур сөһбәтлишишкә мумкин болмиди.

Биз қәшқәр вилайәтлик мәдәний ядикарлиқларни қоғдаш идарисигә телефон қилип, даириләрниң йолуқуп кетиш гирдабиға берип қалған мәшрәп түрлирини қоғдап қелишқа қандақ тәдбирләрни алмақчи икәнликини соримақчи идуқ, бирақ телефонни алған хадим, америкидин кәлгән телефон икәнликини билип, техи немә соримақчи болғанлиқимизни билмәй турупла җиддийлишип зияритимизни рәт қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.