Уйғур мәсилисини иқтисадий тәдбир билән һәл қилғили боламду?

Хитай һөкүмити ваң лечүәнни йөткиветип, униң орниға җаң чүншәнни тәйинлигәндин кейин шәрқий түркистанда йүз бәргән өзгиришләр һәққидә, түркийидики истратегийә вә чүшәнчә иниститотиниң тәтқиқатчиси әркин әкрәм мулаһизә елан қилди.
Мухбиримиз вәли
2010.05.06
Uyghur-bolghan-kunlirim-305.jpg Сүрәт, 5 - ийул үрүмчи қанлиқ вәқәсидин кейин, үрүмчи кочилириниң биридә, көйдүрүветилгән бир машининиң йенидин өтүп кетиватқан бир кичик уйғур балисиниң көрүнүши.
www.thefirstpost.co.uk Дин елинди.

Чәтәлләрдә вә хитайда елан қилинған хәвәрдин мәлум болушичә, хитай һөкүмити йеқинда ваң лечүәнни аптоном район секретарлиқдин елип ташлап, униң орниға җаң чүншәнни тәйинлиди. Шуниң билән биргә йәнә, бу районға һечқачан көрүлмигән дәриҗидә көп мәбләғ селишқа башлиди. Йеңи кәлгән бу секретар һазир ваң лечүәнниң 'муқимлиқ биринчи орунда туриду ' дегән сияситини тилға алмай 'хәлқни бай қилиш биринчи орунда туриду' дәп җакарлиди. У, ваң лечүәнниң 'үч хил күчләргә қаттиқ зәрбә бериш' дегән сияситиниму пәқәт тилға алмиди.

'Бу, пәқәт хитай һөкүмитиниң тактика өзгәрткәнлики'

Түркийидики истратегийә вә чүшәнчә инистотиниң тәтқиқатчиси әркин әкрәмниң қаришичә, бу, пәқәт хитай һөкүмитиниң тактика өзгәрткәнлики. Уйғур мәсилиси иқтисадий тәдбир биләнла һәл қилғили болидиған мәсилә әмәс.

'Хитайниң ваң лечүәнни йөткәп кетиши худди җаң кәйшиниң шең шисәйни йөткәп кәткинигә охшайду'

Доктор әркин әкрәмниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң ваң лечүәнни йөткәп кетиш тәдбири худди җаң кәйшиниң шең шисәйни йөткәп кәткинигә охшайду. Хитай һөкүмити һазирқидәк бундақ тәдбир өзгәртиш арқилиқ шәрқий түркистанни башқурушта йәнила чоң үнүм қазиналмайду.

Хитайниң иқтисадий җәһәттин террорчилиққа қарши туруш чариси

Б б с ниң 5 ‏- май күни елан қилған обзорида, хитай һөкүмитиниң һазир йеңи чеграға он милярдлап мәбләғ салғанлиқини 'иқтисадий җәһәттин террорчилиққа қарши' чариси дәп баян қилди. 'Хитайға нәзәр тор гезити'дә, хитай һазир йеңи чеграда муқимлиқни сақлаш үчүн наһайити көп мәбләғ салмақта дәп баян қилди.

'Бошүн тор гезити'дә хитай һөкүмити 'мөтидил, очуқ - йоруқ, хәлқсөйәр, рәһбәрлик тәҗрибиси мол ' дәп печәт чаплап әвәткән йеңи секретар җаң чүншән хунәндә пәйда қилған адаләтсизликләрни паш қилидиған мақалиләр елан қилинди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.