Истанбулда ечилған 15-нөвәтлик түрк дуняси яшлар қурултийиниң йиғинида уйғур мәсилиси

Түрк дуняси яшлар бирликиниң 15‏-нөвәтлик яшлар паалийити вә қурултай йиғини истанбулда ечилди. Бу йиғин 2012-йили 12-айниң 16-күнидин 19-күнигичә 3 күн давам қилди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2012.12.19
ekrem-abdullayof-305.jpg Түрк дуняси яшлар бирликиниң 15‏-нөвәтлик яшлар паалийити вә қурултай йиғинида түрк дуняси яшлар қурултийиниң рәиси әкрәм абдуллаюф ечилиш путиқи сөзлиди. 2012-Йили 16-декабир, истанбул.
RFA/Arslan

Бу йиғин әзәрбәйҗан яшлар вә тәнтәрбийә министирлиқиниң иқтисадий ярдими билән ечилған болуп, йиғинға дуняниң һәр қайси җайлирида яшайдиған, уйғур, өзбек, қазақ, қирғиз, езәр, татар қатарлиқ 30 дин артуқ түрк тил системиға тәвә хәлқләрдин 120 дин артуқ вәкил қатнашти. Бу йиғинға уйғур яшларға вакалитән айтурсунгул қатарлиқ икки уйғур вәкил қатнашти.

Түрк дуняси яшлар бирликиниң 15‏-нөвәтлик яшлар паалийити вә қурултай йиғин зали көрүнүши. 2012-Йили 16-декабир, истанбул.
Түрк дуняси яшлар бирликиниң 15‏-нөвәтлик яшлар паалийити вә қурултай йиғин зали көрүнүши. 2012-Йили 16-декабир, истанбул.
RFA/Arslan

Бу йиғин истанбулниң сүтлиҗә райониға җайлашқан “хелтон гарден” меһманханисиниң йиғин залида өткүзүлгән болуп, йиғинда, түрк дуняси яшлар қурултийиниң рәиси әкрәм абдуллаюф ечилиш путиқи сөзлиди.

Йиғинда йәнә түрк бирлики комитетиниң рәиси хелил акинҗи, әзәрбәйҗан яшлар министирлиқиниң баш мәслиһәтчиси интиқам бабаюф, ирақ яшлар министирлиқиниң муавини вә парламент әзаси фәвзи әкрәм тәрзиоғли, булғариситан парламент әзаси гүнәр таһир, б д т ниң әзәрбәйҗанда турушлуқ баш әлчиси фикрәт акчура, истанбул шәһириниң муавин валийси һарун қая, ташқи түркләр вә қериндаш хәлқләр идарисиниң башлиқи кәмал юртнач вә түрк дунясиниң һәр қайси җайлиридин кәлгән бир қисим вәкилләр сөз қилди һәм түрк дуняси бирлики тоғрисидики пикир-қарашлирини оттуриға қойди.

Йиғинда яқутийә-саха түрклириниң вәкили луковитсф валерий сөз қилип, хитайниң уйғурларға бесим қиливатқанлиқини, тарихта саха түрклириниң алтай тағлири бойида хитай ишғалийитигә қарши уйғурлар билән биргә уруш қилғанлиқини, уйғурларниң мәдәнийәтлик вә билимлик инсанлар икәнликини, саха түрклириниң уйғурларға һөрмәт билән қарайдиғанлиқини ипадилиди.

Йиғинда йәнә сүрийә түркмәнели вәкили сөз қилип, сүрийә түрклириниң һазирқи әһвали уйғурларниң әһвали билән охшаш икәнликини аңлатти вә “хитай уйғурлар үстидин қәтлиам йүргүзгәнгә охшаш әсәд һакимийитиму сүрийә түркмәнлири үстидин қәтлиам йүргүзүватиду”, деди вә бу зулумларни дәрһал тохтишиш үчүн чарә тәдбир тепип чиқиш керәкликини оттуриға қойди.

Йиғинда сөз қилған иран түрклири вәкили, иранда яшаватқан түркләрниң ассимилятсийә болуп кетиватқанлиқини, иран түрклири билән уйғур түрклириниң тәқдириниң охшаш икәнликини, һәр икки хәлқниң дуняға авазини йетәрлик аңлиталмай келиватқанлиқини ипадилиди.

Игилинишичә, йиғинниң асаси мәқсити дуняниң һәр қайси җайлирида яшайдиған түркий хәлқләрни бирләштүрүш, түрк дуняси бирлики қуруш, түрк тил бирлики, пикир бирлики вә хизмәт-паалийәт бирлики қуруш шоарини әмәлгә ашуруштин ибарәт икән.

Бу йиғин 1992-йилидин башлап һәр йили бир қетим ечилип келиватқан болуп бу йилқи йиғинда йәнә түрк дуняси яшлар бирликиниң қурултай йиғини ечилип рәис вә рәһбәрлик һәйити қайтидин сайлинидикән.

Чүшлүк тамақтин кейин түрк дунясиниң һәр қайси җайлиридин кәлгән вәкилләр өзлириниң миллий кийимлири билән сәһнигә чиқип миллий сәнәтлирини тәқдим қилди.

Биз бу йиғин тоғрисида, өзбекистан пәнләр академийиси шәрқшунаслиқ институтиниң тарих тәтқиқатчиси кубатин әндрей әпәндиниң пикир қарашлирини алдуқ. Әндрей әпәнди, бу йиғинда уйғур, өзбек, азәр, қазақ қирғиз қатарлиқ түркий хәлқләрниң бир йәргә җәм болғанлиқини көрүп қаттиқ һаяҗанланғанлиқини, өтмүштә бир хәлқләрниң түркистан земинида биргә яшап кәлгәнликини, рус вә хитайдин ибарәт чоң күчләрниң бу хәлқләрни бир биридин йирақлаштурувәткәнликини ипадилиди.

Түрк дуняси яшлар бирлики уйғур мәсилисигә қандақ қарайду? уйғурлар тоғрисида қандақ хизмәт-паалийәтләр елип барди? бу һәқтә мәлуматқа еришиш үчүн түрк дуняси яшлар қурултийиниң рәиси әкрәм абдуллаюф билән сөһбәт елип бардуқ.

Түрк дуняси яшлар бирлики тәшкилати 1992-йили татаристанниң қазан шәһиридә қурулған болуп бу тәшкилатқа һазир 18 дөләт вә райондин 36 түрк тилида сөзлишидиған хәлқниң 45 тин артуқ тәшкилати әза икән. Игилинишичә бу тәшкилатқа дуня уйғур қурултийи вә явропа шәрқий түркистан яшлар тәшкилатиму әза икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.