Сабиқ японийә һава армийиси баш қомандани тошийо тамогами әпәнди уйғур мәсилиси һәққидә тохталди
2010.12.30

Японийидики даңлиқ кино чолпини китоно такиши әпәнди риясәтчилик қилған бу программиға сабиқ японийә һава армийиси баш қомандани тошийо тамогами әпәнди, бейҗиң хәлқ университети сиясий нәзәрийә мутәхәссиси яв әпәнди, хитай хәлқ қурултийи қанун комитети мутәхәссиси җов йов лай әпәнди, хитайда тонулған қанун нәзәрийиси мутәхәссиси чав әпәнди вә тәйвәнлик мутәхәссис җин ханимлар қатнашқан.
Бу программиға йәнә йеқинда хитай билән японийә арисидики талаш тартишта қалған сенкако арилиға японийә байриқини тиклигән бир қисим парламент әзалириму қатнашқан. Бу телевизийә муназирә программисида йеқинда хитайдики лю шявбониң нобел тинчлиқ мукапатиға еришиши, сенкако арал мәсилиси вә уйғур, тибәт мәсилилири һәққидә муназирә елип берилған.
Доктор һаҗи қутлуқниң ейтишичә, программида япон мутәхәссисләр хитайниң таҗавузчи бир дөләт икәнликини, униң асия қитәсигә елип келиватқан тәһдитини, хитайниң японийә, филиппин, малайшия вә шундақла вйетнам қатарлиқ дөләтләр билән болған арал маҗираси ундин башқа һиндистан билән болған чегра мәсилиси қатарлиқ сиясий мәсилиләрни оттуриға қойған.
Хитай мутәхәссисләр нәқ мәйданда хитай дөлитини ақлап нурғунлиған пакитсиз сөзләрни оттуриға қойған болсиму, әмма нәқ мәйданда қоюлған 5-июл үрүмчи вәқәси вә тибәт намайиши һәққидики көрүнүшләргә хитай сиясий мулаһизичиләрни қаттиқ наразилиқ билдүргән.
Филим ахирлишиш билән тәңла японийиниң сабиқ һава армийиси баш қомандани тамогами әпәнди сөз елип, хитай һөкүмити һәқиқәтән таҗавузчи дөләт, бу көрүнүшләрдин шуни көрүвелишқа болидуки, хитайлар тарихтики мустәқил дөләт шәрқий түркистан вә тибәтни бесивелип уларни һазир һәрбий күч вә башқа сиясий бесимлар билән ассимилятсийә қилишқа башлиди дегән. У сөзидә йәнә, хитайларниң уйғур вә тибәтләрниң тилини маарипини вә мәдәнийити йоқитишқа тиришиватқанлиқини, японийә парламент әзалири ундин башқа хитайларниң уйғур қизлирини ичкири өлкигә йөткәш қатарлиқ сияситини әйибләп нәқ мәйдандики хитай тәрәпниң сиясий мулаһизичилирини осал әһвалға чүшүрүп қойған.
Биз бу муназирә программиси һәққидә тәпсилий мәлумат елиш үчүн, бу т в программисини баштин ахир көргән японийә кагошима университети мутәхәссиси һаҗи қутлуқ қадири әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.